Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Хәлиқ вә муәллипләр шеирлири ▪ Народные и авторские стихи
Мирғияс Семәтов
Шеирлар
Тәһрир қилди: Мәмур   

0 аваз 
03.08.2022 12:06

ШАИР БОЛСАҢ

Шаир болсаң әл һаятин бәш қолуңдәк яхши бил‚
Ақ қарини қақ оттуридин айрип турғай шәмшәр тил.
Йошурмастин, ашурмастин бир қиллиқма қоймастин,
Йәр-аләмниң сирлирини чүшәндүрүп баян қил.

Язғининдин язғанлириң тонувалғай өзини‚
һәқиқәткә тик қариғай қачурмиғай көзини.
Жүригини ярсима гәр ғалип чиқип өлүмдин,
һаҗәт екән тинмай қайта тәкрарлиғай сөзини.

Түзгән том-том диванлириң оқулмастин ятмиғай,
Чин баһарлар қази хәлиқ яманларға қатмиғай.
Ширин җанға әшуниңма озуқлиғин билишип,
Артуқ көрүп‚ алтунғима тегишмәй сатмиғай.

Шаирлиқта бәйгидики болсаң санда мабада‚
Өлчәр гир‚ таш азлиқ қилған салмйғиңни сапада.
Тасқап өтәр вақитлардин озғанларниң бири боп‚
Өмүрвайәт юлтуз болуп йенип қалғин самада.

Тәпсилий...
 
Ана тилим
Шеирлар
Тәһрир қилди: Һәмраҗан Амрақ   

23 аваз 
11.06.2010 08:25

Қайси милләт болушидин қәти нәзәр, ана тилиниң йоқулушиға сүкүттә түрдикән, у милләт өзлириниң милли кимликиниму йоқтиду. Тил өз миллитини сөйүш, кимлик вә өзиниң бар болғанлиқини испатлайдиған. Ар-номус шәрәп итибарини қоғдайдиған бир қорал.

Түркийә Җумһурийәтиниң 1-дәвләт рәиси,
Мустапа Кемал

Ана тилим – дана тилим

Илья Бәхтия

Улуқ аниниң жүрәк сөзини
Аңлидим дәсләп ана тилимдин,
Көрдүм әс кирип һаят көзини,
Мени чоң қилған дана тилимдин.

Оқудум мәнму «А», «Б»-дин башлап,
Илим тәмини тетип билимдин.
Өмүр жүкини алдим һапашлап,
Рәхмәт ана тил, рәхмәт дилимдин!

Ана тилимниң муңлуқ әллийи,
Тәвитип мени бөшүктә яттим.
Ат ятса елип ғолниң телини,
Кепинәк қоғлап сәйлитип кәттим.

Җаһанда тәңкәш келәр униңға,
Артуқ тил барму қәдирдан шунчә.
Чүнки шу тилда ана Вәтәнгә
Муһәббитимдин тизимән үнчә.

Тәпсилий...
 
Или вадиси
Шеирлар
Тәһрир қилди: Гульсанам   

7 аваз 
13.02.2016 14:25
Илья Бәхтия 

Үзүндә
Кәтмән теғи көк асманни талашқан
Қишта қари, язда мәса ярашқан
Шилдирлишип аққан күмүч булақлар
Әшу тағниң сайлиридин тарашқан
Барақсанлиқ йезиси бар бағрида
Қарғийи бар арчиси бар тағ қирда
Андин төвән тағил дала созулуп
Айланған у дәриғи йоқ тақирға.
Бу тақирниң шивиғи көп теши аз
Сүт уйқида ятар бу ййәр қишу- яз
Бу тақирға көзиниму салмайду
Төписидин учуп өткән өдәк ғаз.
Бу тақирға тағниң сүйи йәмәйду
Ямғур булут үркигәндәк чәтнәйдуң
Томузларда қизип турған тонурдәк
Алдамчи жа мираж пәқәт кәтмәйду.
Бу тақирни атишиду "дала" дәп
Язниң күни сусиз қалсаң бала дәп
Төвинидә Или бойи жаңгаллиқ
Әшу дала есип алған жаладәк.
Кәң далаға қариғанда көз йәтмәс
Бу далада сусиз яшаш қәвәт тәс
Қара булут бәзән қуйуп өткәндә
Бир тамчисин пәқәт зайә әвәтмәс.
Тәпсилий...
 
Шеирлирим
Шеирлар
Тәһрир қилди: Диляра   

4 аваз 
19.10.2015 11:29
Диляра Супиева

Баһар пәсли бәкму әжайип еди
Көңүл хуш болидиған вақитлар еди
Шу күни жүрәккә чин сөйгү селинди
Амма яш жүрәкләр бош әмәс еди
Туймастин жүрәккә отни яқтурди
Бу аләмдә унчилик сөйгүни көрмиди
Дунияда иккиси ялғуздәк билинди
Алдида болған муһаббәт растмеди?!
Жирақта болсиму һәр күни издиди
Шу сезим билән сеғинип қийналди
Бир өмүр сөйдигинини улар чүшәнди
Чүнки бағланған муһаббәт қоймиди
Бир бирини Аллаһдин егилип сориди
Аманлиқ, бәхит бир биригә тилиди
Нәзәр ташлап сөйгүгә асман жиғлиди
Сөйгүниң көзлиридин яш төкүлди...

Тәпсилий...
 
Чолпан ата
Шеирлар
Тәһрир қилди: Әзизҗан Аюп   

1 аваз 
23.12.2013 18:54

Абдуреһим Мутәллип

Бойида Иссиқ-Көлниң гөзәл шәһәр,
Намидур униң әсли Чолпан ата.
Упуққа көз ташлисаң туруп сәһәр,
Тәбиәт шипалиғин қилар ата.
Һәр жутум сүйи болғач тәнгә дава,
Қайнайду әтрапида нәғмә-нава.
Деңиздин қирғақларға уруп турар,
Шипалиқ сүйи билән салқин һава.
Кәчқурун күн упуққа қойғанда баш,
Болисән гөзәлликкә шунда сирдаш.
Чунки бир су пәриси баш чөкирип,
Чиққандәк көрүниду саңа Қуяш.

 
Страница 1 из 3

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика