Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Алмихан
Песни
Разместил: Мәмур   

0 голосов 
10.03.2010 11:14

Көрмигәнләр ейтиду,
Алмихан қандақ киши.
Ишта батур, өзи чаққан,
Зилва бойлуқ бир киши.
Вай, җенимәй Алмихан.

Қайтурмиси:
Вай, җенимәй Алмихан,
Қайси бағниң гүлисән.

Алмиханниң беғи бар,
Гүл түвидә чеңи бар.
Сәп селиңлар Алмиханға,
Оң мәңзидә меңи бар.
Вай, җенимәй Алмихан.

Алмиханниң беғида,
Үч түп анари Қәшқәри.
Сәп селиңлар Алмиханға
Қәләмдәктур қашлири.
Вай, җенимәй Алмихан.

Алмиханниң ақлиғи
Ләмҗиңдә атқан пахтидәк.
Сәп селиңлар Алмиханға
Гөзәллиги яхшидәк.
Вай, җенимәй Алмихан.

 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика