Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Нахша сөзлири ▪ Тексты песен
Турнилар
Песни
Разместил: Мәмур   

0 голосов 
10.03.2010 11:02

Нуралим Варисов

Сәпләр түзүп егиз көктә, асманда,
Учуп кәлди ана жуттин турнилар.
Қарап қалдим, қарап қалдим арманда,
Авазлири һәҗәп муңлуқ, һәҗәп муңлуқ аңлинар.
Қарап қалдим, қарап қалдим арманда,
Авазлири һәҗәп муңлуқ, һәҗәп муңлуқ аңлинар.

Һәй турнилар, аста қанат қақисән,
Қанитиңда һәсрәт елип кәлдиңму?
Муңлуқ сайрап нәләгиду ақисән,
Авазиңда бозәк әлниң, бозәк әлниң дәрдиму?
Муңлуқ сайрап нәләгиду ақисән,
Авазиңда бозәк әлниң, бозәк әлниң дәрдиму?

Һәй турнилар, мәнму қалдим тәлмүрүп,
Көргәнду дәп Ғулҗа, Қәшқәр, Хотәнни,
Жүригимдә арман қалди көйдүрүп,
Көрәлмидим, көрәлмидим, көрәлмәнму шу әлни?
Жүригимдә арман қалди көйдүрүп,
Көрәлмидим, көрәлмидим, көрәлмәнму шу әлни?
Көрәлмәнму шу әлни?

 
< Предыдущая 1 2 Следующая >

Страница 2 из 2

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика