Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Нахша сөзлири ▪ Тексты песен
Қалдим ялғуз
Нахшилар
Тәһрир қилди: Lutpulla   

0 аваз 
14.08.2011 11:40

Мурат Насыров

Һәммини билмәй кәттиң сән,
Қалғин ялғуз десәң.
Қалдим ялғуз йанә, муһәббәт мана
Бу дунияда, қалдим ялғуз...

Сөзлиримни кимгә дәймән, асмаңа қарап.
Көзлириңни унтимаймән, жүригимдә сақлап.
Сөзлиримни тапалмаймән, нахшамни ейтсам.
Сени ойлап чидимаймән, жүригимни бәрсәм.

Юлтузум, кәчүргин мәни, 
Йоруқ болсун түни.
Сәнсиз болмай күн.
Жүрүгим мениң,
Билсәң сән үчүн,
Қалдим ялғуз...

Сөзлиримни кимгә дәймән, асмаңа қарап.
Көзлириңни унтимаймән, жүригимдә сақлап.
Сөзлиримни тапалмаймән, нахшамни ейтсам.
Сени ойлап чидимаймән, жүригимни бәрсәм.

 
Вападарим
Нахшилар
Тәһрир қилди: Lutpulla   

0 аваз 
22.06.2010 10:28

Абдумеҗит Дөләтов, Дильназ Ахмадиева

Өзәң җеним, өзәң мениң,
Сөйгү – һаятим.
Вападарим, ярим мениң,
Сунмас қанатим.

Қайтурмиси:
Жүригимни көйдүргән, 
Гүлханим мениң. 
Ишәш теғим, қуяшим сән, 
Виҗданим мениң.

Сән вападарим өзәң җеним, 
Мәңгү сөйгән сән ярим. 
Амриғимсән, шатлиғим мениң, 
Өзәң көкләм, баһарим.

Деңизлар долқуни сән,
Тәвреткән дилни. 
Дәриялар шавқуни сән
Тәвәткән мени.

Гүл қойниға алған мени, 
Җаһаним мениң. 
Сән оқ өтмәс, сән тил тәгмәс 
Тумарим мениң.

 
Бөшүк нахшиси
Нахшилар
Тәһрир қилди: Lutpulla   

1 аваз 
16.06.2010 22:22

Әлләй ейтай мән баламни (әлләй, әлләй, әлләй, әлләй),
Әлләй ейтай мән қозамни (әлләй, балам, әлләй).
(Әлләй, әлләй, әлләй, әлләй, әлләй).
Беғимдики қизилгүлүм (әлләй, әлләй, әлләй, әлләй),
Татлиқ хушхуй булбулум (әлләй, балам, әлләй, балам).
(Әлләй, әлләй, әлләй, әлләй, әлләй).

Асмандики ай-юлтузум (әлләй, әлләй, әлләй, әлләй),
Жум көзүңни ялғузум (әлләй, балам, әлләй, балам).
(Әлләй, әлләй, әлләй, әлләй, әлләй).
Қара көзлүк бота көзүм (әлләй, әлләй, әлләй, әлләй),
Ухла, оғлум, жум көзүң (әлләй, балам, әлләй, балам).
(Әлләй, әлләй, әлләй, әлләй, әлләй).

 
Достларға
Нахшилар
Тәһрир қилди: Мәмур   

1 аваз 
10.03.2010 11:18

Юлтуз гр.

Әссалам дәп кәлсәм, достлар,
Қучақни елип, қарши алар.
Бахарниң шу чағлиридә,
Гүлдәслә тизип турар,
Гүлдәслә тизип турар.
Бахарниң шу чағлиридә,
Гүлдәслә тизип турар,
Гүлдәслә тизип турар.

Бир күни көрмисәнму,
Күнләрдә көрәй дәймән,
Көңлүмдики хошаллиқ
Биргә ғәм болса дәймән,
Биргә ғәм болса дәймән.
Көңлүмдики хошаллиқ
Биргә ғәм болса дәймән,
Биргә ғәм болса дәймән.

Һәй достлар, әзиз достлар!
Мәрванә әзиз достлар!
Һәй достлар, әзиз достлар!
Мәрванә әзиз достлар!
Гүл далада ечилған,
Қизил гүллардәк достлар,
Қизил гүллардәк достлар.
Гүл далада ечилған,
Қизил гүллардәк достлар,
Қизил гүллардәк достлар.

 
Алмихан
Нахшилар
Тәһрир қилди: Мәмур   

0 аваз 
10.03.2010 11:14

Көрмигәнләр ейтиду,
Алмихан қандақ киши.
Ишта батур, өзи чаққан,
Зилва бойлуқ бир киши.
Вай, җенимәй Алмихан.

Қайтурмиси:
Вай, җенимәй Алмихан,
Қайси бағниң гүлисән.

Алмиханниң беғи бар,
Гүл түвидә чеңи бар.
Сәп селиңлар Алмиханға,
Оң мәңзидә меңи бар.
Вай, җенимәй Алмихан.

Алмиханниң беғида,
Үч түп анари Қәшқәри.
Сәп селиңлар Алмиханға
Қәләмдәктур қашлири.
Вай, җенимәй Алмихан.

Алмиханниң ақлиғи
Ләмҗиңдә атқан пахтидәк.
Сәп селиңлар Алмиханға
Гөзәллиги яхшидәк.
Вай, җенимәй Алмихан.

 
< Авалқи 1 2 Кейинки >

Страница 1 из 2

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика