Бир йезида Илахун ялған дегән адәм өткән екән. Шу йезида Мумуза дегән бай туридекән. Бир күни бу адәм йолда: «адәмләр немишкә бу Илахунни ялғанчи дәйдекин?» – дәп ойлап келишиватса, униңға Илахунниң өзи йолуқуп қапту. Бай: – Илахун, бери кәлгинә! Һәммиси сени: «Илахун ялған, Илахун ялған!» – дәйду, немишкә шундақ дәйду? – дәп сорапту. – Уни сорап немә қилаттиңиз, һазир маңа бир атлиқ йолуқти, у сизниң җаңзиңизға от кетип, бодақ қойлириңизниң көйүп кәткәнлигини ейтти, – дәйду Илахун. Аң-таң болуп қалған Мумуза, дәрһал атлирини бурап, кәйнигә меңипту. Барса һеч қандақ от йоқ, барлиқ нәрсә өз орнида. Шу арида Илахун Мумузиниң өйигә берип: «Җаңзаңларға от кетип, Мумуза шу йәрдә өлүп қалди», – дәп хәвәр қилиду. Андин булар йолда йәнә учришип қалиду. Мумуза: – Һой, сениң дегиниңдәк болмидиғу? – десә Илахун: – Андақ болса, сениң җаңзаң әмәс екәндә, һазир мән силәрниң өйүңлар тәрәптин келиватимән, сизниң оғлиңиз қудуқ бешида ойнап жүрүп, қудуққа чүшүп өлүп қапту, – дәйду. Мумуза ат уруп, өйигә жүгрәйду. Шу арида: «Мумуза өлүп қапту», – дегән хәвәрни аңлиған адәмләр, униң өйигә келип, қоралири тошуп кетиду. Мумуза өйигә йеқинлиса, өй-қораларда нурғун адәмләр жүргидәк. Опур-топур боливатқан, хотуни: «Вай, достум, вай достум!» дәп жиғлаватқан. Мумуза: «Вай балам, вай балам!» – дәп жиғлап кирсә, оғли алдиға жүгрәп кәпту. Һә, «Илахун яғанчи дегән раст гәп екәндә», – дәп Илахунни алдиға чақиривелип, қой союп, жут-җамаәт алдида иккинчи ялған ейтмасни өтүнүптәкмиш.
|