Чәтәлдә оқуш |
Интересные материалы | |
Разместил: umakbala |
0 голосов |
01.05.2012 01:39 | |
Һазир Түркийәдә 100-дин артуқ дөләттин кәлгән оқуғучи һәрхил университетларда хандәлик (оқуш йардәм пули) елип оқуватиду. Бу йилғичә, оқуғучилар TCS дәп атилидиған имтиһан арқилиқ йаки өзлири турушлуқ дөләт тәрипидин таллинип (Түркийәдә оқуш үчүн) әвәтиливататти. Түркийә жумһурийити тәрипидин чәтәллик оқуғучиларға бериливатқан хандәлик программиси 2012 йил 1 айниң 11 күни «Түркийә хандәлики» нами билән қайтидин түзүп чиқилди. Йеңи системида Түркийәдә оқуш үчүн тизимлитиш, таллаш, сан вә кәсипләргә мунасивәтлик маддиларғиму өзгәртиш киргүзүлди. Өткәнки темимизда буниңға мунасивәтлик уқтурушни елан қилғанидуқ. Бүгүн мунасивәтлик идарә бу йилдин башлап Түркийәгә қобул қилинидиған чәтәллик оқуғучилардин тәләп қилинидиған шәртләр вә хандәлик мәсилилири һәққидә йеңи уқтуруш елан қилди. Бу уқтурушта чәтәллик оқуғучилар дөлити вә өзлири таллиған кәспигә асасән бир қанчә категорийәгә айрилған болуп, биз Түркийәдә оқумақчи болған уйғур оқуғучиларға асанлиқ болуши үчүн, пәқәт бизгә мунасивәтлик категорийәләрнила уйғурчиға тәржимә қилип қойдуқ. Оқуғучиларниң өзлири оқумақчи болған кәсипкә қарита хандәлик программисини таллап, илтимас қилса болиду. Түркийә хандәликлири: Баклавурлуқта оқушқа илтимас қилғучилар үчүн: Lisans 1. Боғазичи хандәлики Boğaziçi Bursu Боғаз ичи хандәлик программиси – Түркийәдә баклавурлуқ сәвийәсидә билим алмақчи болған, тиришчан, ғайилик оқуғучиларға йар – йөләк болуш мәқситидә шәкилләндүрүлди. Бу программа пәқәт бразилийә, жуңго (уйғурлар), корийә, һиндистан, йапонийә, мексика, сәуди әрәбистан, кувәйт, бәһрәйн, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики вә сингапур гражданлириға қаритилған болуп, бурунқидәк һәр бир дөләткә берилидиған хандәлик орниға район характерлик хандәлик системиси йолға қойулиду. Бу системида хандәлик берилидиған оқуғучи сани (оқуш нәтижилиригә асасән) өткән йиллардикидин аз болмайду. Хандәлик қандақ имканийәт йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду Кимләр тизимлиталайду? Боғаз ичи баклавурлуқ программисиға илтимас қилидиған намзатларға қойулидиған шәртләр төвәндикичә: 1. Бразилийә, жуңго (уйғурлар), корийә, һиндистан, йапонийә, мексика, сәуди әрәбистан, кувәйт, бәһрәйн, қатар, әрәб бирләшмә хәлипилики вә сингапур граждани болуши оттура мәктәпни түркийәдә пүттүргән болуши (түркийә жумһурийити граждани йаки һәрқандақ сәвәбтин түркийә гражданлиқини мәһрум болғанлар тизимлиталмайду). 2. Толуқ оттура мәктәпни пүттүргән йаки бу йил оқуш пүттүридиған болуши ; 3. 1991 – Йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; 4. Түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләт оргинидин баклавурлуқ хандәлики алмиған йаки алмайватқан болуши; 5. Түркийәдики кәспий техником йаки университетларниң тизимликидә исми болмаслиқи; 6. Төвәндики нәтижә шәртләрдин әң аз дегәндә бирини тәминлиши вә номури 60тин төвән болмаслиқи керәк. Нәтижә шәртлири (булардин әң аз дегәндә бирни көрсәтсиңиз болиду): 1. Диплом нәтижиси; 2. Ахирқи мәвсүмгичә елинған имтиһан нәтижилириниң оттуричә номури; 3. Университетқа кириш имтиһан нәтижиси; 4. Толуқ оттурини пүттүрүш имтиһан нәтижиси; 5. Хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (әгәр бар болса); 6. Йаки башқилар. Қандақ тизимлитимән? Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду Тәләп қилинидиған материйаллар немиләр? 1. Тизимлитиш жәдвили (www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләрдин чүшүрүвалсиңиз йаки әлчиханидин тәләп қилсиңиз болиду). 2. Толуқ оттура мәктәпниң ахирқи йиллиқида оқуватқан испати йаки толуқ оттура дипломи. 3. Толуқ оттура мәктәптә оқуған дәрсләр вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси. 4. Инавәткә игә кимлик нусхиси (паспорт, кимлик қатарлиқлар). 5. Бир парчә рәсим. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. Алаһидә кәсипләрдә оқушқа илтимас қилғучилар үчүн: Branş 1. Ибни сина сәһийә билимлири программиси İBNİ SİNA SAĞLIK BİLİMLERİ BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Әнқәрә, һажәттәпә, ақ деңиз, истанбул, мармара, чукурова, докуз әйлүл университети қатарлиқларни өз ичигә алған сәһийә билимлиридә түркийәниң әң илғар алий мәктәплириниң давалаш, чиш дохторлуқи, доригәрлик, сестиралиқ, мал дохторлуқи қатарлиқ кәсиплиридә оқуйалайсиз. Ибни сина сәһийә билимлири хандәлики техником, баклавурлуқ, магистерлиқ (аспирант вә доктор) вә мутәхәссислик дәрижилириниң һәммисини өз ичигә алған болуп, бу хандәликкә дунйадики һәрқандақ дөләттин тизимлатқан (вә шәрти тошқан) оқуғучилар еришәләйду. Бу хандәлик үчүн илтимас қилған оқуғучилар муну кәсипләрдә оқуйалайду: тиббий давалаш, доригәрлик, чиш дохтурлуқи, сестиралиқ (баклавурлар үчүн); еғиз бошлуқи вә чиш, опиратсийә бөлүми хизмәтлири, тибабәт үскүнлири техникиси, муһит саламәтлики, балилар хизмәтлири, физикилиқ давалаш, радиактиплиқ давалаш. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимләр тизимлиталайду? 1. Түркийә жумһурийити граждани болмиғанлар (йәни чәтәллик оқучилар); 2. Гражданлиққа тәвә дөләттә туруватқанлар; 3. Баклавурлуқта оқумақчи болғанларниң толуқ оттура мәктәп тәбиий пән синиплирини пүттүргәнләр; 4. Лайақәт программилири үчүн: университетниң сәһийә билимлиригә мунасивәтлик факултетлирини пүттүргәнләр вә түркчидин йетәрлик сәвийә нәтижиси; 5. Асасий кәсиптә мутәхәссислик үчүн: «мутәхәссислик оқушиға кириш имтиһани»да мунасивәтлик санға еришкәнләр; 6. Қошумчә кәсиптә мутәхәссислик оқуши үчүн: «мутәхәссислик оқушиға кириш имтиһани»да мунасивәтлик санға еришкәнләр; 7. Баклавурлуқ үчүн: тизимлатқан йили 1 – айниң 1 – күнидин етибарән 21 йашқа тошмиғанлар; магистирлиқ үчүн: 30 йашқа тошмиғанлар; докторлуқ вә мутәхәссислик үчүн: 35 йашқа тошмиғанлар (лайақәт программилири үчүн йаш чәклимиси йоқ); 8. Кейинчә елан қилинидиған «лайақәт шәртлири»гә тошқанлар тизимлатса болиду. 9. Тизимлитидиған оқуғучиларниң нәтижилириниң (толуқ оттура диплом нәтижиси йаки хуласә имтиһан нәтижиси, университет имтиһан нәтижиси, хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (тил имтиһанлири) йаки (дипломини техи қолиға алмиғанлар) тизимлитиш вақтиғичә елинған барлиқ имтиһан нәтижилири қатарлиқ) 60 тин төвән болмаслиқи тәләп қилиниду. 10. Баклавурлуқ үчүн түркийә жумһурийитидин хандәлик алған оқуғучилар мәктәп пүттүрүп икки йилғичә магистирлиқ үчүн илтимас қилалмайду. Бу икки йилни өз дөлитидә өткүзгәнләрниң хандәлик мәсилиси алдинқи орунға қойулиду. 11. Түркийәдики һәрқандақ бир университетниң тизимликидә бар болған оқуғучилар илтимас қилалмайду. 12. Түркийәдә мутәхәссислик оқуши үчүн тосалғу болидиған әһваллар болмаслиқи керәк. 13. Баклавурлуқ вә (йаки) магистирлиқни түркийәдә оқуғандин кейин, йәниму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи (ÖSYM)» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиқ оқушиға кириш имтиһани(ALES)»дин әң аз дегәндә 45 номур елиши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгиләп бәргән вә хәлқарада инавәткә игә имтиһандин йетәрлик нәтижигә игә болуши керәк. 14. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләтлик оргинидин охшаш сәвийә үчүн хандәлик алған болмаслиқи лазим. Қандақ илтимас қилимән? Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар немиләр? 1. Баклавурлуққа илтимас қилғучилар үчүн: 1) Тизимлитиш жәдвили (www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.trДегән тор бәтләрдин чүшүрүвалсиңиз йаки әлчиханидин тәләп қилсиңиз болиду); 2) Тизимлитиш жәдвили (мунасивәтлик маддилардики шәртләрни орунлайдиғанлиқиға даир байан вә арзулирини өз ичигә алиду); 3) Толуқ оттура мәктәпниң ахирқи йиллиқида оқуватқан испати йаки толуқ оттура дипломи. 4) Толуқ оттура мәктәптә оқуған дәрсләр вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси. 5) Инавәткә игә кимлик нусхиси (паспорт). 6) Бир парчә рәсим. 2. Аспрантлиққа илтимас қилғучилар үчүн: 1) Университетниң ахирқи йиллиқида оқуватқан испати йаки баклавурлуқ дипломи; 2) Университетта оқуған дәрслири вә нәтижә көрсәткүчлириниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 3) Баклавурлуқни түркийәниң сиртидики бир дөләттә пүттүргән намзатлар үчүн «түркийә алий маарип комитети» тәрипидин берилидиған испат; 4) Инавәткә игә кимлик нусхиси (паспорт). 5) Бир парчә рәсим. 3. Лайақәт программилириға илтимас қилғучилар үчүн: 1) Тизимлитиш жәдвили (мунасивәтлик маддилардики шәртләрни орунлайдиғанлиқиға даир байан вә арзулирини өз ичигә алиду); 2) Баклавурлуқ йаки аспрантлиқ диплом нусхиси. 3) Баклавурлқ йаки аспрантлиқта оқуған дәрсләр вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси. 4) Инавәткә игә кимлик (паспорт) нусхиси. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. 2. Диний билимләр хандәлик программиси İLAHİYAT LİSANS BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Диний билимләр хандәлики баклавурлуқ, аспрантлиқ, докторлуқ вә тәтқиқат саһәлирини өз ичигә алиду. Бу хандәлик дунйадики һәммә дөләткә очуқ болуп, әнқәрә, истанбул, мармара, чукурова, докуз әйлүл университети қатарлиқ алий мәктәпләрни өз ичигә алған вә диний билимләрдә түркийәниң әң илғар мәктәплиридә техником, баклавурлуқ, аспрантлиқ вә докторлуқ дәрижилиридә диний билимлириңизни такаммуллаштуруш имканийитигә игә болалайсиз. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимләр тизимлиталайду? 1. Түркийә жумһурийити граждани болмиғанлар (йәни чәтәллик оқучилар); 2. Гражданлиққа тәвә дөләттә туруватқанлар (тәтқиқат темисиға илтимас қилғанлар вә оттура мәктәпни түркийәдики имам – хатип мәктәплиридә оқуғанлар буниң сиртида); 3. Баклавурлуқ үчүн: түркийәдики оттура мәктәпләр билән охшаш сәвийәдики мәктәпни пүттүргәнләр йаки тизимлатқан йили мәктәп пүттүридиғанлар. 4. Магистирлиқ вә докторлуқ үчүн: түркийәдики баклавурлуқ дәрижисигә тәң сәвийәдә дипломи болғанлар йаки тизимлатқан йили мәктәп пүттүридиғанлар. 5. Тәтқиқатчилар үчүн: докторлуқ лайақәтлик имтиһанидин өткәнләр йаки докторлуқ дипломи болғанлар. 6. Баклавурлуққа илтимас қилғучиларниң толуқ оттура мәктәпни пүттүргинигә икки тошмиғанлар; 7. Тизимлатқан йили 1 – айниң 1 – күнидин һесаблиғанда, баклавурлуқ үчүн 21 йаш, магистирлиқ үчүн 30 йаш, докторлуқ үчүн 35 йаш, тәтқиқат программиси үчүн 45 йашқа кирмигәнләр; өз кәспигә мунасивәтлик темиларда хәлқаралиқ журналларда елан қилинған мақалиси болғанлар. 8. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләтлик оргинидин охшаш сәвийә үчүн хандәлик алған болмаслиқи лазим. 9. Кейинчә елан қилинидиған «лайақәт шәртлири»гә тошқанлар тизимлатса болиду. 10. Баклавурлуқ үчүн түркийә жумһурийитидин хандәлик алған оқуғучилар мәктәп пүттүрүп икки йилғичә магистирлиқ үчүн илтимас қилалмайду. Бу икки йилни өз дөлитидә өткүзгәнләрниң хандәлик мәсилиси алдинқи орунға қойулиду. 11. Тизимлитидиған оқуғучиларниң нәтижилириниң (толуқ оттура диплом нәтижиси йаки хуласә имтиһан нәтижиси, университет имтиһан нәтижиси, хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (тил имтиһанлири) йаки (дипломини техи қолиға алмиғанлар) тизимлитиш вақтиғичә елинған барлиқ имтиһан нәтижилири қатарлиқ) 60 тин төвән болмаслиқи тәләп қилиниду. 12. Баклавурлуқ вә (йаки) магистирлиқни түркийәдә оқуғандин кейин, йәниму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи (ÖSYM)» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиқ оқушиға кириш имтиһани(ALES)»дин әң аз дегәндә 45 номур елиши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгиләп бәргән вә хәлқарада инавәткә игә имтиһандин йетәрлик нәтижигә игә болуши керәк. 13. Түркийәдики һәрқандақ бир университетниң тизимликидә бар болған оқуғучилар илтимас қилалмайду. Қандақ тизимлитимән? Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар немиләр? 1) Тизимлитиш жәдвили (www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләрдин чүшүрүвалсиңиз йаки әлчиханидин тәләп қилсиңиз болиду); 2) Баклавурлуққа илтимас қилғучилар: толуқ оттура мәктәпниң ахирқи йиллиқида оқуватқан испати йаки толуқ оттура дипломи, толуқ оттура мәктәптә оқуған дәрсләр вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси. 3) Магистирлиққа илтимас қилғучилар: университетниң ахирқи йиллиқида оқуватқан испати йаки баклавурлуқ дипломи, университетта оқуған дәрслири вә нәтижә көрсәткүчлириниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 4) Докторлуққа илтимас қилғучилар: баклавурлуқ йаки магистирлиқниң ахирқи йиллиқида оқуватқан испати йаки оқуш пүттүрүш дипломи, баклавурлуқ йаки магистирлиқта оқуған дәрслири вә нәтижә көрсәткүчлириниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 5) Тәтқиқат үчүн илтимас қилғучилар: докторлуқ үчүн лайақәтлик имтиһандин өткән испати йаки докторлуқ дипломиниң тәстиқланған нусхиси, докторлуқта оқуған дәрслири вә нәтижә көрсәткүчлириниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 6) Доктурлуқни түгитип, тәтқиқат хандәликигә илтимас қилғучиларниң оқуш пүттүрүш мақалиси вә хәлқаралиқ журналларда елан қилинған тәтқиқат темисиға мунасивәтлик әсири; 7) Барлиқ намзатлар үчүн илтимас хети; 8) Барлиқ намзатлар үчүн икки парчә тонуштуруш хети; 9) Инавәткә игә кимлик нусхиси (паспорт); 10) Бир парчә рәсим; Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. 3. Йунус әмрә түрк тили программиси YUNUS EMRE TÜRK DİLİ LİSANS BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Йунус әмрә түрк тили хандәлики баклавур, магистир, доктор, тәтқиқатчи вә йазлиқ курс оқуғучилириға берилидиған болуп, һәрқандақ чәтәллик оқуғучиға берилиду. Дунйада 100 милйонға йеқин киши тәрипидин қоллинилидиған түрк тилиниң пасаһитигә вақип болалишиңиз үчүн йунус әмрә түрк тили хандәлики сизгә наһайити чоң пурсәт йаритип бериду. Бу хандәлик программиси билән түрк тил – әдәбийати вә түрк тили муәллимлики факултетлирида баклавур, магистир вә докторлуқ синиплирида оқуп, тәтқиқат билән шуғуллиналайсиз вә йазлиқ курс имканийәтлиридин пайдилиналайсиз. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду؟ Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимлер тизимлиталайду? Йунус әмрә түрк тили хандәлик программисиға илтимас қилғучи намзатларға қойулидиған шәртләр төвәндикичә: 1. Чәтәллик болуши (түркийә жумһурийити гражданлири вә һәрқандақ сәвәб түпәйлидин түркийә гражданлиқидин чиқип кәткәнләр тизимлиталмайду); 2. Өз дөлитидә туруватқан болуши; 3. Түркийәдә оқушиға тосалғулуқ қилидиған әһвалниң болмаслиқи; 4. Баклавурлуққа илтимас қилғучиларниң түркийә оттура мәктәплири билән охшаш дәрижилик (толуқ оттура) мәктәпни пүттүргән болуши йаки тизимлатқан йили пүттүридиған болуши; магистирлиқ вә докторлуққа тизимлитиш үчүн баклавурлуқни пүттүргән болуши йаки тизимлитидиған йили оқуш пүттүридиған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар докторлуқтин лайақәтлик имтиһанини берип болған болуши йаки докторлуқни пүттүрүп болған болуши; 5. Тәтқиқат үчүн илтимас қилғучиларниң хәлқаралиқ журналларда елан қилинған мақалиси болуши; 6. Баклавурлуққа тизимлатмақчи болғанлар: 1991 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; магистирлиққа тизимлатмақчи болғанлар: 1982 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; докторлуққа тизимлатмақчи болғанлар: 1977 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар: 1967 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; 7. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләт оргинидин аспрантлиқ йаки тәтқиқат үчүн хандәлик алмиған болуши; 8. Түркийәдики университетларда өзи илтимас қилмақчи болған программиға тәң дәрижидики оқушта тизимлики болмаслиқи; 9. Баклавурлуқ вәйаки аспрантлиқни түркийәдә түгәткәндин кейин, техиму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи – ÖSYM» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиққа кириш имтиһани – (ALES)»дин 45тин йуқири алған болуши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгилигән хәлқарада етирап қилинидиған бир имтиһанниң нәтижиси болуши; 10. Тизимлитидиған оқуғучиларниң нәтижилириниң (толуқ оттура диплом нәтижиси йаки хуласә имтиһан нәтижиси, университет имтиһан нәтижиси, хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (тил имтиһанлири) йаки (дипломини техи қолиға алмиғанлар) тизимлитиш вақтиғичә елинған барлиқ имтиһан нәтижилири қатарлиқ) 60 тин төвән болмаслиқи керәк. Қандақ тизимлитимән: Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар: 1. Илтимас жәдвили: Дин чүшүривалсиңиз йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисидин алсиңиз болиду; 2. Толуқ оттура мәктәпниң ахирқи йиллиқида оқуватқанлиқини билдүридиған испат йаки диплом нусхиси; 3. Толуқ оттура мәктәптә оқуған дәрслириниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчлириниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 4. Инавәткә игә кимлик (паспорт) нусхиси; 5. Бир парчә рәсим. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. Аспрантлиқ (магистир вә докторлуқ)та оқушқа илтимас қилғучилар үчүн: Lisansüstü ve Araştırma (Әскәртиш: аспрантлиқ үчүн берилгән төт хил хандәликниң нами охшимисиму, мәзмуни асасән охшаш икән, бизму әйнән тәржимә қилип қойдуқ, әмма илтимас қилғучилар өз кәспигә қарап, бу төт хил хандәликтин бирни таллиса болиду). 1. Али қушчу билим вә техника аспрантлиқ хандәлик программиси ALİ KUŞÇU BİLİM VE TEKNOLOJİ LİSANSÜSTÜ VE ARAŞTIRMA BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Муһит енжинерлиқи, безәкчилик, компийутер енжинерлиқи, еликтронлуқ сайман енжинерлиқи, йемәк – ичмәк енжинерлиқи, бинакарлиқ, машинисазлиқ, гиологийә, су мәһсулатлири енжинерлиқи Факултутлири вә йеза игилик енститутлириниң чарва техникиси, өсүмлүк илми, йеза игилик қурулуши вә суғуруш техникиси, йеза игилик машинилири, тупрақ, өсүмлүк қоғдаш вә бағ өсүмлүклири Факултутлириниң магистир вә докторлуқ программилирида али қушчу хандәлики билән оқуйалайсиз. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимләр тизимлиталайду? Аспрантлиқ вә тәтқиқат хандәлики программисиға илтимас қилғучи намзатларға қойулидиған шәртләр төвәндикичә: 1. Чәтәллик болуши (түркийә жумһурийити гражданлири вә һәрқандақ сәвәб түпәйлидин түркийә гражданлиқидин чиқип кәткәнләр тизимлиталмайду); 2. Өз дөлитидә туруватқан болуши; 3. Түркийәдә оқушиға тосалғулуқ қилидиған әһвалниң болмаслиқи; 4. Магистирлиқ вә докторлуққа тизимлитиш үчүн баклавурлуқни пүттүргән болуши йаки тизимлитидиған йили оқуш пүттүридиған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар докторлуқтин лайақәтлик имтиһанини берип болған болуши йаки докторлуқни пүттүрүп болған болуши; 5. Магистирлиққа тизимлатмақчи болғанлар: 1982 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; докторлуққа тизимлатмақчи болғанлар: 1977 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар: 1967 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; 6. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләт оргинидин аспрантлиқ йаки тәтқиқат үчүн хандәлик алмиған болуши; 7. Түркийәдики университетларда аспрантлиққа тәң дәрижидики оқушта тизимлики болмаслиқи; 8. Баклавурлуқ вәйаки аспрантлиқни түркийәдә түгәткәндин кейин, техиму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи – ÖSYM» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиққа кириш имтиһани – (ALES)»дин 45тин йуқири алған болуши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгилигән хәлқарада етирап қилинидиған бир имтиһанниң нәтижиси болуши керәк. Тизимлатқучиларниң: 1. Баклавурлуқ йаки магистирлиқ дипломи; 2. Барлиқ имтиһан нәтижилириниң ортақ номури; 3. Хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (әгәр болса) болуши керәк.4. Башқилар Қандақ тизимлитимән: Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар: 1. Илтимас жәдвили: Дин чүшүривалсиңиз йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисидин алсиңиз болиду. 2. Баклавурлуқ йаки магистирлиқниң ахирқи йиллиқида оқуватқанлиқи испатлайдиған қәғәз йаки диплом нусхиси; 3. Баклавурлуқ йаки магистирлиқта оқуған барлиқ дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчлири; 4. Тәтқиқат үчүн тизимлитидиған доктор оқуғучилириниң докторлуқта лайақәтлик имтиһанидин өткәнликини испатлайдиған қәғәзниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси билән докторлуқ оқуши жәрйанида оқуған дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 5. Докторлуқини түгитип, тәтқиқат үчүн тизимлатқан намзатларниң докторлуқ оқуш пүттүрүш мақалиси вә илмий хизмәт тизимлики; 6. Инавәткә игә кимлик (паспорт) нусхиси; 7. Бир парчә рәсим. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. 2. Ибни һалдун аспрантлиқ вә тәтқиқат хандәлик программиси İBNİ HALDUN LİSANSÜSTÜ ve ARAŞTIRMA BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Муһит енжинерлиқи, безәкчилик, компийутер енжинерлиқи, еликтронлуқ сайман енжинерлиқи, йемәк – ичмәк енжинерлиқи, бинакарлиқ, машинисазлиқ, гиологийә, су мәһсулатлири енжинерлиқи факултетлири вә йеза игилик енститутлириниң чарва техникиси, өсүмлүк илми, йеза игилик қурулуши вә суғуруш техникиси, йеза игилик машинилири, тупрақ, өсүмлүк қоғдаш вә бағ өсүмлүклири факултетлириниң магистир вә докторлуқ программилирида ибни һалдун хандәлики билән оқуйалайсиз. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимләр тизимлиталайду? Аспрантлиқ вә тәтқиқат хандәлики программисиға илтимас қилғучи намзатларға қойулидиған шәртләр төвәндикичә: 1. Чәтәллик болуши (түркийә жумһурийити гражданлири вә һәрқандақ сәвәб түпәйлидин түркийә гражданлиқидин чиқип кәткәнләр тизимлиталмайду); 2. Өз дөлитидә туруватқан болуши; 3. Түркийәдә оқушиға тосалғулуқ қилидиған әһвалниң болмаслиқи; 4. Магистирлиқ вә докторлуққа тизимлитиш үчүн баклавурлуқни пүттүргән болуши йаки тизимлитидиған йили оқуш пүттүридиған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар докторлуқтин лайақәтлик имтиһанини берип болған болуши йаки докторлуқни пүттүрүп болған болуши; 5. Магистирлиққа тизимлатмақчи болғанлар: 1982 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; докторлуққа тизимлатмақчи болғанлар: 1977 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар: 1967 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; 6. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләт оргинидин аспрантлиқ йаки тәтқиқат үчүн хандәлик алмиған болуши; 7. Түркийәдики университетларда аспрантлиққа тәң дәрижидики оқушта тизимлики болмаслиқи; 8. Баклавурлуқ вәйаки аспрантлиқни түркийәдә түгәткәндин кейин, техиму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи – ÖSYM» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиққа кириш имтиһани – (ALES)»дин 45тин йуқири алған болуши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгилигән хәлқарада етирап қилинидиған бир имтиһанниң нәтижиси болуши керәк. Тизимлатқучиларниң: 1. Баклавурлуқ йаки магистирлиқ дипломи; 2. Барлиқ имтиһан нәтижилириниң ортақ номури; 3. Хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (әгәр болса) болуши керәк. 4. Башқилар Қандақ тизимлитимән: Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар: 1. Тизимлитиш жәдвили: Дин чүшүривалсиңиз йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисидин алсиңиз болиду. 2. Баклавурлуқ йаки магистирлиқниң ахирқи йиллиқида оқуватқанлиқи испатлайдиған қәғәз йаки диплом нусхиси; 3. Баклавурлуқ йаки магистирлиқта оқуған барлиқ дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчлири; 4. Тәтқиқат үчүн тизимлитидиған доктор оқуғучилириниң докторлуқта лайақәтлик имтиһанидин өткәнликини испатлайдиған қәғәзниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси билән докторлуқ оқуши жәрйанида оқуған дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 5. Докторлуқини түгитип, тәтқиқат үчүн тизимлатқан намзатларниң докторлуқ оқуш пүттүрүш мақалиси вә илмий хизмәт тизимлики; 6. Инавәткә игә кимлик (паспорт) нусхиси; 7. Бир парчә рәсим. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. 3. Иқтисадий паалийәт аспрантлиқ хандәлик программиси İKTİSADİ ÇALIŞMA LİSANSÜSTÜ VE ARAŞTIRMA BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Муһит енжинерлиқи, безәкчилик, компийутер енжинерлиқи, еликтронлуқ сайман енжинерлиқи, йемәк – ичмәк енжинерлиқи, бинакарлиқ, машинисазлиқ, гиологийә, су мәһсулатлири енжинерлиқи факултетлири вә йеза игилик енститутлириниң чарва техникиси, өсүмлүк илми, йеза игилик қурулуши вә суғуруш техникиси, йеза игилик машинилири, тупрақ, өсүмлүк қоғдаш вә бағ өсүмлүклири факултетлириниң магистир вә докторлуқ программилирида иқтисадий паалийәт аспрантлиқ хандәлики билән оқуйалайсиз. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимләр тизимлиталайду? Аспрантлиқ вә тәтқиқат хандәлики программисиға илтимас қилғучи намзатларға қойулидиған шәртләр төвәндикичә: 1. Чәтәллик болуши (түркийә жумһурийити гражданлири вә һәрқандақ сәвәб түпәйлидин түркийә гражданлиқидин чиқип кәткәнләр тизимлиталмайду); 2. Өз дөлитидә туруватқан болуши; 3. Түркийәдә оқушиға тосалғулуқ қилидиған әһвалниң болмаслиқи; 4. Магистирлиқ вә докторлуққа тизимлитиш үчүн баклавурлуқни пүттүргән болуши йаки тизимлитидиған йили оқуш пүттүридиған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар докторлуқтин лайақәтлик имтиһанини берип болған болуши йаки докторлуқни пүттүрүп болған болуши; 5. Магистирлиққа тизимлатмақчи болғанлар: 1982 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; докторлуққа тизимлатмақчи болғанлар: 1977 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар: 1967 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; 6. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләт оргинидин аспрантлиқ йаки тәтқиқат үчүн хандәлик алмиған болуши; 7. Түркийәдики университетларда аспрантлиққа тәң дәрижидики оқушта тизимлики болмаслиқи; 8. Баклавурлуқ вәйаки аспрантлиқни түркийәдә түгәткәндин кейин, техиму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи – ÖSYM» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиққа кириш имтиһани – (ALES)»дин 45тин йуқири алған болуши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгилигән хәлқарада етирап қилинидиған бир имтиһанниң нәтижиси болуши керәк. Тизимлатқучиларниң: 1. Баклавурлуқ йаки магистирлиқ дипломи; 2. Барлиқ имтиһан нәтижилириниң ортақ номури; 3. Хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (әгәр болса) болуши керәк. 4. Башқилар Қандақ тизимлитимән: Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар: 1. Тизимлитиш жәдвили: Дин чүшүривалсиңиз йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисидин алсиңиз болиду. 2. Баклавурлуқ йаки магистирлиқниң ахирқи йиллиқида оқуватқанлиқи испатлайдиған қәғәз йаки диплом нусхиси; 3. Баклавурлуқ йаки магистирлиқта оқуған барлиқ дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчлири; 4. Тәтқиқат үчүн тизимлитидиған доктор оқуғучилириниң докторлуқта лайақәтлик имтиһанидин өткәнликини испатлайдиған қәғәзниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси билән докторлуқ оқуши жәрйанида оқуған дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип и дариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 5. Докторлуқини түгитип, тәтқиқат үчүн тизимлатқан намзатларниң докторлуқ оқуш пүттүрүш мақалиси вә илмий хизмәт тизимлики; 6. Инавәткә игә кимлик (паспорт) нусхиси; 7. Бир парчә рәсим. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду. 4. Тарих вә мәдәнийәт аспрантлиқ хандәлик программиси TARİH ve MEDENİYET LİSANSÜSTÜ VE ARAŞTIRMA BURSU Түркийә сизни йуқири дәрижилик хандәлик имканийәтлири билән өзиңиз халиған кәсиптә алий маарип үчүн хәлқаралиқ өлчәмгә тошидиған университетлириға чақирмақта. Оқуғучини вә академик нишанни асас қилған түркийә хандәлики өз – өзигә ишәнч қилидиған оқуғучиларниң йуқири дәрижидә тәжрибигә игә болушиға капаләтлик қилиду. Түркийә хандәлики билән өз артуқчилиқиңизни жари қилдуруп, йеңичә дунйа қаришиға вә кәлгүси хизмәт орниңиз үчүн алаһидә үстүнлүккә еришәләйсиз. Муһит енжинерлиқи, безәкчилик, компйутер енжинерлиқи, еликтронлуқ сайман енжинерлиқи, йемәк – ичмәк енжинерлиқи, бинакарлиқ, машинисазлиқ, гиологийә, су мәһсулатлири енжинерлиқи Факултетлири вә йеза игилик енститутлириниң чарва техникиси, өсүмлүк илми, йеза игилик қурулуши вә суғуруш техникиси, йеза игилик машинилири, тупрақ, өсүмлүк қоғдаш вә бағ өсүмлүклири факултетлириниң магистир вә докторлуқ программилирида тарих вә мәдәнийәт аспрантлиқ хандәлики билән оқуйалайсиз. Хандәлик қандақ имканийәтләрни йаритип бериду? Түркийә хандәлики билән түркийәдә оқуйдиған (оқуватқан) оқуғучиларға нурғун имканийәт йаритип берилиду. Түркийә хандәликигә еришәлисиңиз, университетқа һечқандақ оқуш пули төлимәйсиз, университетниң саламәтлик хизмәтлиридин пайдилиналайсиз. Униңдин сирт, банка һесабиңизға һәр ай мәлум миқдарда пул әвәтип берилиду. Бу мәлум миқдар пул түркийәдики оқушиңизни хатиржәм давамлаштурупла қалмай, ижтимаий паалийәтләрдин толуқ пайдилинишиңиз үчүнму йетиду. Йатақ, турмуш вә қатнаш расхотиңиз үчүнму қолайлиқ йаритип берилиду. Шуниң билән биргә, түркчә өгинишкә башлиған вақтиңиздин тартип, мәктәпни пүттүрүп чиққучә болған арилиқта дөлитиңизгә берип – келиш айрупилан беләтлириму хандәлик ичидә болиду. Кимләр тизимлиталайду? Аспрантлиқ вә тәтқиқат хандәлики программисиға илтимас қилғучи намзатларға қойулидиған шәртләр төвәндикичә: 1. Чәтәллик болуши (түркийә жумһурийити гражданлири вә һәрқандақ сәвәб түпәйлидин түркийә гражданлиқидин чиқип кәткәнләр тизимлиталмайду); 2. Өз дөлитидә туруватқан болуши; 3. Түркийәдә оқушиға тосалғулуқ қилидиған әһвалниң болмаслиқи; 4. Магистирлиқ вә докторлуққа тизимлитиш үчүн баклавурлуқни пүттүргән болуши йаки тизимлитидиған йили оқуш пүттүридиған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар докторлуқтин лайақәтлик имтиһанини берип болған болуши йаки докторлуқни пүттүрүп болған болуши; 5. Магистирлиққа тизимлатмақчи болғанлар: 1982 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; докторлуққа тизимлатмақчи болғанлар: 1977 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; тәтқиқат үчүн тизимлатмақчи болғанлар: 1967 – йил 1 – айниң 1 – күнидин кейин туғулған болуши; 6. Униңдин бурун түркийә жумһурийитиниң һәрқандақ бир дөләт оргинидин аспрантлиқ йаки тәтқиқат үчүн хандәлик алмиған болуши; 7. Түркийәдики университетларда аспрантлиққа тәң дәрижидики оқушта тизимлики болмаслиқи; 8. Баклавурлуқ вәйаки аспрантлиқни түркийәдә түгәткәндин кейин, техиму йуқири өрләп оқумақчи болғанлар «оқуғучи таллаш вә орунлаштуруш мәркизи – ÖSYM» тәрипидин елинидиған «тәтқиқатчи вә аспрантлиққа кириш имтиһани – (ALES)»дин 45тин йуқири алған болуши йаки мунасивәтлик университет рәһбәрлири бәлгилигән хәлқарада етирап қилинидиған бир имтиһанниң нәтижиси болуши керәк. Тизимлатқучиларниң: 1. Баклавурлуқ йаки магистирлиқ дипломи; 2. Барлиқ имтиһан нәтижилириниң ортақ номури; 3. Хәлқаралиқ имтиһан нәтижиси (әгәр болса) болуши керәк. 4. Башқилар Қандақ тизимлитимән: Илтимасиңизни: www.ytb.gov.tr Йаки www.turkiyeburslari.gov.tr Дегән тор бәтләргә йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисиға йоллисиңиз болиду. Ентирнет арқилиқ тизимлитидиған оқуғучилар тәләп қилинған материйалларни рәсим шәклидә йоллап бәрсила болиду. Әлчиханиға тизимлитидиған оқуғучилар материйаллирини тизимлитиш вақти ахирлашқичә бивастә апирип бәрсә йаки почта арқилиқ йоллап бәрсә болиду. Тәләп қилинидиған материйаллар: 1. Тизимлитиш жәдвили: Дин чүшүривалсиңиз йаки түркийә жумһурийитиниң дөлитиңиздә турушлуқ әлчиханисидин алсиңиз болиду. 2. Баклавурлуқ йаки магистирлиқниң ахирқи йиллиқида оқуватқанлиқи испатлайдиған қәғәз йаки диплом нусхиси; 3. Баклавурлуқ йаки магистирлиқта оқуған барлиқ дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчлири; 4. Тәтқиқат үчүн тизимлитидиған доктор оқуғучилириниң докторлуқта лайақәтлик имтиһанидин өткәнликини испатлайдиған қәғәзниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси билән докторлуқ оқуши жәрйанида оқуған дәрсләрниң тизимлики вә нәтижә көрсәткүчиниң маарип идариси тәрипидин тәстиқланған нусхиси; 5. Докторлуқини түгитип, тәтқиқат үчүн тизимлатқан намзатларниң докторлуқ оқуш пүттүрүш мақалиси вә илмий хизмәт тизимлики; 6. Инавәткә игә кимлик (паспорт) нусхиси; 7. Бир парчә рәсим. Диққәт: түркийә хандәлики дөләтлик вә вәхпә университетлирида оқуш имканийити йаритип бериду. Әмма вәхпә университетлирида оқуғанлар оқушини бәлгиләнгән муддәт ичидә пүттүрәлмисә (мәсилән, төт йиллиқ мәктәпни төт йил ичидә түгитәлмисә, төт йилдин кейин), хандәлики тохтитип қойулиду. Қалған йилларниң хиражитини оқуғучи өзи үстигә елип оқуйду.
Буниңдин башқа хандәлик программилири биз билән мунасивәтсиз болғачқа тәржимә қилинмиди, түркчидин биваситә пайдилиналайдиғанлар көрүп бақса болиду. Чүшинишлик болмиған мәсилиләр болса, биз билән алақилашсиңиз болиду. Һөрмәт билән: Уйғур оқуғучи ишлири комитети. |