Тарим ривайити |
Интересные материалы | |
Разместил: Һәмраҗан Амрақ |
1 голос |
27.11.2012 21:54 | |
Бурунисида, кишиләр бир чоң дәрийа бойида маканлашқан екән. Дәрийа сүйи бу йәрдики кишиләрни әвладму-әвлад су билән тәминләйдикән, кишиләр бу дәрийани аниға охшитип, «Ана дәрийа» дәп атайдикән. Бир йили, Ана дәрийа туйуқсиз қуруп кетипту, кишиләр су издәп у йақ – бу йаққа чепипту, Тарим атлиқ бир йигит қәбилә ақсақилиниң чедириға келип: «кишиләрниң йахши һайат кәчүрүши үчүн мән җенимдин кечип су издәшкә рази» дәп өтүнүпту. Тарим дадиси бәргән шәмшири вә амрақ равабини елип, Ана дәрийани бойлап алтә күн йол йүрүпту. Андин җәнуб тәрәптики қумлуққа қарап йүрүп кетипту. Пиж-пиж аптапта Тарим уссап, һерип кетипту. У чинарлиққа кирип дәрәхкә йөлинип, аста-аста уйқуға кетипту. Бу чағда бир қуйун Таримни учуруп асманға елип чиқип кетипту. У уйқудин ойғанғанда, өзини башқа бир җайда көрүпту. Туйуқсиз қаттиқ шамал чиқип, бир буға униң алдиға йүгүрүп келипту вә униңға: «Тарим, үстүмгә мингин, мән сени су бар җайға башлап барай» дәпту. Шуниң билән Тарим буғиға минипту, буға алдиға қарап учқандәк чепип кетипту. Наһайити узақ чапқандин кейин, улар бир чоң тағниң алдиға кәпту. Буға Таримға: «Ана дәрийаниң сүйи мошу тағ өңкүридин еқип чиқиду. Йеқинда тағ гөмүрүлүп, бир йоған таш өңкүрниң ағзиға чүшүп суни тосавалди. Суни еқип чиқсун десәң, у ташни йөткәветишиң керәк» дәпту. Буға Таримға: «шәмшириңни мүңгүзүмгә үч қетим сүркисәң, шәмшириң өткүрлишиду» дәпту. Тарим шәмширини буғиниң мүңгүзигә үч қетим сүркигәндин кейин, бурулупла йоған ташни үч қетим чепипту, «гүмбүр» қилған аваз билән тәң, йоған таш йерилип, сүп-сүзүк булақ сүйи етилип чиқипту. Лекин, Таримни өңкүр йүтүвапту. Йуртдашлар йоған ташниң йерилған авазини аңлап вә суниң етилип чүшүватқанлиғини көрүп, суни Таримниң башлап кәлгәнлигини уқупту. Улар Таримниң йахши көридиған равабиниң су билән еқип кәлгәнлигини, лекин Таримниң йоқлуғини көрүп, ихтийарсиз үн селип йиғлап кетишипту. Шуниңдин башлап Таримни хатириләш үчүн кишиләр ана дәрийани «Тарим дәрийаси» дәп атишидиған бопту. |
Комментарии