Или мәшрипи |
Интересные материалы | |
Разместил: Һәмраҗан Амрақ |
2 голосов |
23.05.2010 12:13 | |
Мәшрәпниң уйғурлар арисида қачандин бери ойнилип кәлгәнлиги тоғрисида ениқ мәлуматлар йоқ. Лекин бәзи мәнбәләргә қариғанда, у миладиниң V-VI әсирлиридин бу ян ойнилип келиватқан көрүниду. Қизил миң өйдики (11-38-ғарлар), Турпан Безәклик миң өйдики (25-ғар) вә Куча қумтар миң өйдики (30-ғар) тамларға сизилған рәсимләрни нәзәрдә тутқанда, улуқ алимимиз Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» әсәридики: Һәммә сазлар түзүлди,
Ивриқ, идиш тизилди, Сәнсиз көңлүм бузулди, Кәлгин, аста ойнайли. Ивриқ бойни ғаз кәби, Қәдәһ толуқ көз кәби. Һәсрәтни түвигә йошуруп, Түн-күн билән сүйинәйли. дегәнгә охшаш қошақларниң мәзмуниға қариғанда, уйғурларниң арисида улар будда диниға етиқат қилип жүргән дәвирләрдила әр-аял болуп нахша ейтип, саз челип, уссулға чүшидиған, мәй-шарап ичип, көңүл ачидиған олтириш мәшрәпләрниң ойнилип кәлгәнлигини билишкә болиду. Бирақ уйғурлар дияриға ислам дини тарилип, униң тәсири кәңәйгәнсири, мәшрәпләрму нурғунлиған өзгиришләргә учрайду. Буниң өзи мәшрәп дегән ибариниң әрәпчә «ичиш, көңүл ечиш орни» дегән мәнани бериптурғиниға қаримай, биринчидин, унинда шарап ичишниң чәкләнгәнлиги, уни бурунқидәк аяллар билән биллә ойнашқа болмайдиған болуп қелиши, шуниңдәк бәзи бир мәшрәпләрдә шаирларниң динни улуқлайдиған ғәзәллирини оқуш, пәйғәмбәрләрниң тәрҗимә һалиға мунасивәтлик ривайәтләрни аңлаш адәткә айланғанлиғи, иккинчидин, һәр қайси вилайәт, наһийә вә йезиларда яшайдиған уйғурларниң турмуш вә рәсим-йосунлириниң бир хил болмаслиғи вақит өткәнсири, бир-биригә охшимайдиған, йәрлик алаһидиликләргә беқинған мәшрәпләрниң шәкиллинишигә сәвәп болиду. Әйнә шундақ олтиришларниң бири, өзигә хас миллий пураққа егә болған Или мәшривидур. Бу мәшрәп Или тәвәсидә вуҗутқа кәлгән болуп, у оттуз оғулға көңүл ечиш үчүн шараит яритип беридиған, уйғурларға аит түрлүк қаидә-йосунларни үгинишкә мүмкинчилик туғдуридиған, уларниң эстетикилиқ тәрәптин ләззәт елишини ашуруп, роһий байлиғиға байлиқ қошидиған олтириштур.
Мәшрәпни мүмкин қәдәр тәңтушлар (чоңлар, оттура яшлиқлар вә яшлар) өз алдиға, айрим-айрим новәт билән ойнайду. Мәшрәп «язлик,» (баһар, язни өз ичигә алған), «қишлиқ» (күз, қишни өз ичигә алған) болуп, иккигә бөлүниду. Шәһәрдә туридиғанлар униң һәр иккилисини үзмәй җил бойи ойниши мүмкин. Йезидикиләр болса, (жиғим-терим ишлири болғини үчүн) мәшрәпни көпинчә кәч күздин тартип башлайду. Мәшрәпкә қатнишидиғанларниң сани чәкләнгән, көп болса, 20 — 30 кишидин ашмайдиған мөлчәрдә болиду. Немишкә дегәндә, мәшрәпкә қатнашқанларниң һәммиси тойлардикидәк икки-үч өйгә бөлүнүп әмәс, бир өйдә олтириши, челиниватқан саз, ейтиливатқан нахша, болуватқан қизиқчилиқ, чақчақ вә оюнларни дәқәмдә туруп аңлиши, көрүши вә уларға бирликтә арилишиши лазим. Мәшрәпни қанчә күндә бир қетим беришму униңға қатнашқанларниң саниға қарап бәлгүлиниду. Мәсилән, 24 адәм болса, жил бойи ойнашқа келишкән тәғдирдә, һәр 15 күндә бир кишигә мәшрәп беришкә тоғра келиду. Һәр түрлүк сәвәпләр билән жил түгәп қелип, мәшрәп беридиғанлар ешип қалса, ахирқи мәшрәпни икки-үч адәм бирлишипму беривериду. Болупму мундақ мәшрәпләр (чиқимини көтиридиғанлар көп болғачқа) дәрия бойлирида вә шуниңға охшаш сап һавалиқ җайларда өткүзүлиду. Мәшрәп қатнашқучилири бир мәһәллидә туридиғанлардинму, бу мәһәллидин бир, у мәһәллидин икки-үч дегәндәк, һәр йәрдин жиғилған һалда тәркип тапқанму болиду. Болупму мошу кейинкисигә уларниң савакдашлиғи, кәсипдашлиғи яки қайсила яқтин қариғанда, бир-бирини чүшинишлири, бир нәрсигә көз қариши охшаш болуштәк яқлири сәвәп болиду. Мәшрәпкә қатнашқанларниң сани қанчә болушидин қәтъий нәзәр, улар «оттуз оғул» дәп атилиду. Гәп «оттуз оғул» үстидә кетиватқанда, шуни ейтип өтүш керәкки, әҗдатлиримиз у санда қандақту-бир хасийәт бар дәп, бир яхшилиқниң орнида һесаплиған охшайду. Шуниң үчүн улар «Мән қилармән оттуз, худайим қилар тоққуз», «Иешим оттузға йәтти, өмрүмниң теңи кәтти» дегән мақалиларни ейтип жүрүшкән. Мошуларниң өзидин көрүнүп туруптики, оттуз қилиш — өз ишини яхшилиққа бураш болса, тоққуз қилиш — өмүр даванинин. чоққисидин төвәнгә қарап меңиш дегәндәк мәнани берип турупту. Мәшрәпкә қатнашқанларни адәттә «мәшрәп әһли», қатнашмиғанларни болса, «мәшрәптә йоқ» дәйду. Шуниңдәк бизниң данишмән хәлқимиз һәр қандақ рәсимқаидини өз орнида бәҗа қилидиған, хуш муамилә, меһман-дост кишиләрни «оттуз оғулниң гүли», униң әксичә болғанларни «мәшрәп көрмигән» дейиш билән уларға өзлириниң ихчам, топ-тоғра баһасини беришни билгән. Мәшрәптә олтирип-қопушниңму өз алдиға тәртиви бар. Оттуз оғулниң наван-наванда бәдашқан (Пашшап бегиниң рухсити билән) қуруп (икки путини алмаштурған һалда, йерим астиға босирип, икки тизини икки янға чиқирип), олтиридиғини болмиса, улар көпинчә «йәктиз» (бир путини астиға босирип, бир путиниң тизини толуқ пүкүп) яки «җүптиз» (һәр икки путиниң тизини алдиға чиқирип, тизиниң төвинини астиға бастуруп) олтириду. Мундақ олтиришниң әһмийити, биринчидин, олтарған кишиниң егилигән орни аз болиду. Иккинчидин, саз, нахшиларниң тәсиридин езилип, үгдәп қелишқа охшаш ишларниң алди елиниду. Үчинчидин, оттуз оғулниң өз ара, меһман алдида әдәп сақлап олтарғанлиғини билдүриду. Бирәсиниң тамака чәккиси, һаҗәт қилғуси кәлсә, Пашшап бегидин «әдәп» (мән сиртқа чиқип кәлсәм, дегән мәнада) сорайду вә униң рухсити болғандин кейинла сиртқа чиқиду. Әгәр илтимас қиливатқан киши бир қанчә мәшрәпләрдә сиртқа чиқип, кечикип кәлгән болса, Пашшап беги «әдәплик болуң, һә!» дәп әскәрткән һалда рухсәт қилиду. Мәшрәпниң рәһбәрлик оргини — һәр түрлүк ишларни бәҗиришкә бәлгүләнгән кишилири болиду. Улар төвәндикидин ибарәт: Жигит беши (оттуз оғулниң беги дәпму атилиду). У мәшрәп қатнашқучилирини мәшрәп болуватқан күнила әмәс, һәммә вақитта башқуриду. Чүнки мәшрәп өткүзүлүватқандики паалийәтләр — «Мәшрәп паалийити», мәшрәп сиртидики (жут ичидики) паалийәтләр, «Оттуз оғул паалийити» дәп аталғачқа, жигит беши болған адәм мошу һәр икки паалийәтниң көңүлдикидәк болушиға, җамаәт арисида рәсим-қаидиләрниң бузулмаслиғиға мәсъул болиду. Өз вақитлирида айрим адәмләр аилисидикиләр яки хошнилири билән җаңҗаллишип қалса, дава ишлири йүз бәрсә, жигит бешиниң алдиға беришқа алдириған. Қисқиси, көпчиликниң өз жутини башқуруш үчүн бәлгүлигән әллик беши, йүз беши вә башқиларға қариғанда, оттуз оғулниң бегигә етиқати күчлүк, униң халислиғиға ишәнчиси чоң болған. Қази беги. Оттуз оғулниң бир-бириниң үстидин қилған әризә-шикайәтлирини, мәшрәпниң тәртип-қаидилирини бузғанларни сорап бир тәрәп қилиду. Уларнин, үстидин һөкүм чиқириду. Пашшап беги. Мәшрәп болуватқан күни оттуз оғулниң тәртивигә қарайду, мәшрәп қаидилириниң бузулмаслиғиға җавапкәр. Көл беги. Мәшрәп вактида дәстихан селинғандин тартип, та у ахирқи рәт жиғилғанға қәдәр пүтүн йемәкичмәк ишлириға қарайду. Дара беги. Нахша-сазни башқуриду. Ғәзничи бәг. Ихтисат ишлириға мәсъул. Жуқурида аталған бәгләр, әлвәттә, өз үстигә жүкләнгән вәзипиләрниң һөддисидин чиқалайдиған адәмләрдин болуши лазим вә улар очуқ аваз билән сайлиниду. Мәшрәп бәглири мундақ әһвалда сайлиниду: «Мәшрәп ойнаймиз» дәп келишкән кишиләрниң бири тәшәббус көтирип, «биринчи мәшрәпни мән беримән» дәйду. Униң өйигә кәлгән оттуз оғул мәшрәпни башлаштин авал бәгләрни сайлавалиду... Мәшрәптүгигәндин кейин оттуз оғул келәрки мәшрәпни кимниң елиши керәклигини музакирә қилип олтармайду. Чәкму ташлимайду. «Сән берисән» дегәндәк биригә зорлашму болмайду. Қаидә бойичә, шу күнки сайипхан йәл-йемиш, мевә-чевә яки татлиқ-турум қатарлиқ йемәкликләрдин бир пәтмус раслап дәстиханға қойиду. Сорунда олтарғанлардин икки-үчи орнидин туруп, қоллирини қоштуруп (биридин кейин бири), жигит беши вә көпчиликтин новәттики мәшрәпни өзлиригә беришни сорайду. Шу чағда бәг (оттуз оғулниң еңидин өткүзүп) сориғанларниң бирсигә рухсәт қилиду. Мәшрәпни елишқа муйәссәр болтан киши бәг башлиқ сорундикиләргә рәхмәт ейтип, пәтмусни қолиға елип, уларни бәлгүләнгән күни өз өйидә өткүзүлидиған мәшрәпкә тәклип қилиду. Мәшрәпни қандақ беришниң ениқ келишилгән шәртлири болмайду. Кимниң қандақ һалда бериши униң ихтисадий әһвалиға яки өзиниң һиммитигә бағлиқ болиду. Әнди мәшрәпниң қандақ ойнилидиғанлиғиға кәлсәк, у мундақ: мәшрәп бәргүчиниң өйигә (баһар, язда болса, бәлгүләнгән җайға) оттуз оғулниң һәммиси яки көпирәк қисми келип олтарғандин кейин Пашшап беги (аңғичә у кимләрниң кәлмигәнлигини, уларниң сәвәплирини сүрүштүрүп биливалиду) бу мәшрәпкә кимләрниң кәлмигәнлигини, уларниң қанчисиниң сәвәплик, қанчисиниң сәвәпсиз екәнлигини жигит бешиға мәлум қилиду. Һәммидин хәвәр тапқан бәг сәвәпсиз кәлмигәнләрниң мәсилисини келәрки мәшрәптә биртәрәп қилидиғанлиғини уқтуриду вә новәтни Көл бегигә бериду. Көл беги өз ишини сайипханға «Қолға су алсаңлар болиду», дегән сез билән башлайду. Сорундикиләр қоллирини чайқап болғандин кейин дәстихан селинип, чай тартилиду. Униң кәйнидинла сайипхан тәйярлап қойған сәй яки иссиқ тамиғини әкириду. Тамақ йейилип, чай ичилип болғандин кейин қисқа дәм елиш елан қилиниду. Бу вақитта сайипхан дәстиханни вақитлиқ жиғиштуруп қойиду. Мәшрәп қатнашқучилири қайта ейгә кирип олтарғандин кейин, Дара бегиниң иҗазити билән сазәндиләр сазлирини қоллириға алиду. Дәл шундақ пәйттә (мәшрәп өтүватқан қайси вақитта болмисун) сорунда кусур-кусур сөз болуп қалғидәк болса, Пашшап беги «Диққәт қилип олтириңлар» дегән мәнада «Хәпшүк!» дейиш билән қолидики гүл таяқни (Пашшап бегиниң мәшрәптә тутидиған, чирайлиқ нәкишләнгән яки безәлгән тайиғи) өтүгиниң қончиға яки кигизгә (көрпигә) уруп қойиду. Униңғиму тохтимиғанларниң қолиға яки ямпичиға уриду. Саз вә нахшиларниң қайси дәриҗидә болуши, мәшрәптики сазәндә, нахшичиларниң маһаритигә бағлиқ болиду. Мәсилән, бәзи оттуз оғулниң ичидә саз челиш билән нахша ейтишни анчә-мунчә билидиғанлар, бәзи оттуз оғулниң тәркивидә хелә тонулуп қалған сазәндә, нахшичилар болиду. Мана мошундақ охшимиған сәвәпләргә бола, бәзи мәшрәпләрдики саз-нахшилар һәқиқий сәнъәт дәриҗисигә көтирилгән һалда иҗра қилинса, бәзи бирлиридики саз-нахшилар унчилик болмайду. Лекин «Қарғилар қақ етәр, өз көңлини хуш етәр» дегәндәк, һәр ким өзи қатнашқан мәшрәптики саз-нахшилардин бәһирлиниду, әлвәттә. Саз бир-икки пәдигә челинип, униң арқисидин нахша ейтилип, уссуллар ойналғандин кейин, тәбиий һалда чақ-чақ башлиниду. Гәп чақчақ тоғрилиқ болуватқанда, шуни әскәртип етүш керәкки, мәшрәп башланғандин тартип, мәсилән, ейтайлуқ, чайник тартилиши, сазниң челиниши, оюн қисминиң башлиниши вә башқа һәммә нәрсә Пашшап беги, Көл беги, Дара бәглириниң рухсити билән әмәлгә ашсиму, амма чақчақ қилишниң «мәшрәпниң паланчи йеригә кәлгәндә башлиниду» дегәнгә охшаш ениқ бәлгүләнгән вакти болмайду вә бирәрсиниң чақчақ қилғуси кәлсә, бәгләрдин сорапму олтармайду. Чақчақ оттуз оғул мәшрәпкә бирләп-иккиләп келишкә башлиғандин тартип (саз челинип, нахша ейтиливатқан вақиттин башка) та мәшрәп түгигәнгә қәдәр анчә-мунчә болуп туриду вә униңға йол қойилиду. Мақалимизниң җәриянида билинип келиватсиму, йәнә алаһидә ейтип етүш лазимки, Или мәшривиниң ез алдиға қаттиқтәртип-интизами болиду. Мундақ тәртип-интизам әҗдатлиримиздин келиватқан урпи-адәтлиримиз асасида пәйда болған. Шуңлашқа у, биринчидин, мәшрәпниң ез қаидиси бойичә етүшини қолға кәлтүрүш үчүн хизмәт қилса, иккинчидин, җәмийәттики әхлақ нормилирини һимайә қилишни вә униңға ят барлиқ иш-һәрикәтләрни йоқитишни мәхсәт қилиду. Шуниң үчүн чақчақ тамам болуп, мәшрәп әһли сиртта бир аз дәм елип киргәндин кейин, биринчи болуп өткәнки мәшрәптә кимләргә ихтисадий җаза берилгән — қанчә қой, қанчә ат, қанчә төгә (қой — алма, ат — нәшпүт, төгә, — қоғун-тавуз) әкилиш буйрулған болса, шуларни уларниң әкелип, тапшурған-тапшурмиғанлиғи ениқлиниду, бу тоғрилиқ Ғәзничи бәг көпчиликкә һесават бериду. Иккинчидин, икки мәшрәп арилиғида мәшрәп қатнашқучилиридин кимләр мәһәллидә, җамаәт ишлирида, мәсилән, той-төкүн, нәзир-чирақларда өзигә тапшурулған вәзипиләрниң һөддисидин чиқмиди, кимләр жутдашлири арисида (яки аилисидә) бирәр көңүлсиз әһвалларни садир қилди, умумән оттуз оғулниң шәнигә дағ чүширидиған ишларни қилған әһваллар болдиму, үчинчидин, баятин (мәшрәп башланғандин) бери кимләр мәшрәп қаидилиригә тоғра кәлмәйдиған ишларни қилди, мошуларниң һәммиси ениқлинип, оттуриға қоюлғандин кейин, гунасиниң еғир-йениклигигә қарап, уларғиму җаза берилиду. Мәшрәптики оюнлар асасән пота ташлаш (буни көпирәк яшлар ойнайду), чай тутуш, гүл чай вә давалардин (җаза) ибарәт. Мәсилән, чай тутуш оюнини алсақ, сорунда олтарғанларниң бири чай қуюлған пиялини икки қоллап тутуп, көңли халиған бирсигә бейит яки нахша ейтип «хуш кәтти» дәп тутиду. Әнди уни алған киши оттуз оғулға «хуш кәттигә кәлмәмсиләр» дәп қоюп, чайни ичиду. Андин қуруқ пиялини егисигә бейит ейтип қайтуриду. Икки оттурилиқтики (мәсилән, бейит ейтилған болса) ейтилған бейитлар соал-җавап териқисидә яки кейинки ейтилған бейит алдинқи бейитқа маслашмайдиған мәзмунда болушиму мүмкин. Бир мисал: чай тутқан киши: Егиз-егиз дөңләрдин,
Сирилдим сизгә, Қизилгүлниң ғунчисидәк, Егилдим сизгә. Мәйли билиң, мәйли билмәң, Хуштармән сизгә. Хуштарлиқта өлүп кәтсәм, Угалим сизгә — десә, пиялини қайтурған киши униңға несиһәт қилғуси яки өзини үстүн тутқуси келип: Егиз-егиз дөңләрдә,
Чирақ көйиду. Чирақ әмәс, ярниң оти — Жүрәк көйиду. Егиз дөңгә чиқмаң һәргиз, Учуп өләрсиз. Чирайлиққа көңүл бөлмәң, Көйүп өләрсиз, — дейишиму мүмкин. Шуниңдәк күтмигән йәрдин өз дәрди-әһвалини билдүрүш мәхситидә: Алмидәк рәңлик едим,
Рәңгимни сарғайтти пирақ. Оң йенимда от көйәдур, Сол йенимда шам-чирақ. Иштияқни тарта-тарта, Һеч маҗалим қалмиди. Роһ чивиндәк сарғийип, Учарға һалим қалмиди... дегәнгә охшаш мәзмундики бейитларни ейтсиму боливериду. Бу оюнда кимниң ғалип чиқиши, кимниң йеңилип қелиши, оюнға қатнашқанларниң қошақ, бейитларни, нахшиларни көп яки аз билишигә бағлиқ. Шуңлашқа бу оюн мәшрәп қанашқучилиридин нурғун бейиш-қошақларни ядлашни, билгәнлирини давамлиқ тәкрарлап, пишшиқдашни тәләп қилиду. Чай тутуш оюни түгәп, мәшрәп әһли бир аз дәм алғандин кейин, новәт йәнә саз билән нахшиға берилиду. Шуни әстин чиқармаслиқ керәкки, һәрбироюнтүгигәндә саз қилиш, нахша ейтиш мәшрәпниң қедимдин келиватқан әнъәнисидур.
Бир һаза саз челинип, нахшилар ейтилғандин (бәзидә қизиқ чақчақлар болғандин) кейин ойнилидиған оюнларниң бири (мәсилән, дава — җаза оюңи дәп қояйли) башлиниду. Йәни Пашшап беги, һазирдин башлап ординиң (орда — өйниң төри, Жигит беши, Қази беги олтарған йәр) очуқ екәнлигини уқтуриду. Шу чағда мәшрәп қатнашқучилиридин бири орнидин туруп, Пашшап бегидин ордиға киришкә иҗазәт беришни сорайду. Пашшап беги ордидикиләрниң рухситини алғандин кейин давагәргә киришкә болидиғанлиғини уктуриду. — Әссаламу әләйкүм, орда әһли, — дәйду давагәр ордиға кирип, қоллирини қоштуруп турған бойи. — Ваәләйкүм әссалам. Хош, қени, сөзләң, дәрдиңизгә йәткәймиз, — дәйду Қази беги. — Пухраңиз мәнки Әхмәт Абдуллинин, алдилириға келишиниң вәҗи шуниндин ибарәтки, «Оттуз оғулниң гүли» дәп жүргән Әкрәм Керим буниңдин бир ай илгири мениңдин 1000 тәңгә қәриз еливеди. Ахчамни беришниң орниға униңдин тенивалди. Шуни... — Чүшинишлик, — дәйду Қази беги, — дава қилип келишкә әрзигидәк иш екән. Бирақ униңға қәриз бәргәнлигиңиз тоғрисида гувачиңиз барму? — Бар. Мэн у ахчини паланчи сувадан терәкниң йенида бәргәнмән. Шу терәк, әлвәттә, гувалиқтин өтиду. Қази беги Әхмәткә «шунчиликму саддә болған барму» дегәндәк қарап қойидудә, андин Пашшап бегигә: — Әкрәм Керим ордиға кәлтүрүлсун, — дәйду. У киргәндин кейин болса: — Сениң Әхмәт Абдуллидин паланчи йәрдики сувадан терәкниң йенида 1000 тәңгә алғиниң растму? дәп сорайду. — Иоқсу, тәхсир, мән униндин һеч қандақ терәк йенида ахча алмиғанмән. — Андақ болса, — дәйду Қази беги Әхмәт Абдуллиға қарап, — гувачи болидиған сувадан терәкни ордиға әкәлгин. Әхмәт Абдулла «хоп» дәп ордидин чиқиду. Әкрәм Керим болса, униң арқисидин мийиғида күлүп қойиду. Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Қази беги Әкрәмдин сорайду: — Әхмәт сувадан терәкниң йениға йетип барғандиму? — У йәр жирақ, тәхсир, һазирла йетип бериш мүмкин әмәс, — дәйду у. — Мана көрдүңму, — дәйду Қази беги Әкрәмгә, — сән һәқиқәтән қәриз ахча алғансән. Болмиса, у терәкниң жирақта екәнлигини нәдин билисән? Муғәмбирлик қилсиму, өз тилидин тутулған Әкрәм Керим гунасиға иқрар болиду вә «Энди хам сүт әмгән бәндидә биз, сиңирип кетәрмән дәп ойлаптимән гунайимдин кәчсиңиз» дәйду. — Мәсилә йешилди, — дәйду Қази беги йеңила кирип кәлгән Әхмәткә. — Сениң йоқуңда Әкрәм қәриз алғанлиғиға иқрар болди. Буни мәслиһәтлишип олтиришниң һаҗити йоқ. Шуниң үчүн һөкүм қилимән: биринчи, Әкрәм қәризгә алған 1000 тәңгини әтидин қалдурмай егисигә қайтурсун. Иккинчи, Әкрәмгә үч чоң «көлниң» сүйи (бир чоң көл — бир апқур соғ су) дәм алдурмай ичкүзүлсун. Җаза һазирниң өзидә Турсун вә Қадир тәрипидин иҗра қилинсун. Һөкүм иҗра қилинишқа башлап, Әкрәм бир «көлниң» сүйини ичип болушиға, сорунда олтарғанлардин бир-иккиси орунлиридин туруп, қоллирини қоштуруп ордиға рухсәт билән кирип, Әкрәмгә берилгән җазаниң еғир болуп кәткәнлигини, шуниң үчүн уни йениклитишни сорайду. Қази беги өпчөрисидикиләр билән мәслиһәтлишип, қалған икки көлниң сүйини ичишни күчидин қалдуриду. Әкрәм болса, гунасини тиләвалғанлар билән Қази беги башлиқ орда әһлигә рәхмәт ейтип, буниңдин кейин ундақ кишиләрниң һәққигә хиянәт қилмаслиғиға вәдә берип, ордидин чиқиду. Бу давағу мәлум бир ләтипә асасида оттуриға қоюлди. Бәзидә оттуз оғул ичидә шунчилик тапқур кишиләр болидуки, уларниң чаплиған «гунаси» шунчилик ишәшлик чиқидуки, сорунда олтарғанлар «У растла әшундақ әйип өткүзгән охшайду» дәп қалиду. Лекин давагәр қанчилик устилиқ қилип бирсигә «төһмәт» артсиму(әйипкар саналған киши аҗизлиқ қилған тәғдирдә), Қази бегиниң давани наһайити һошиярлиқ билән әқилгә мувапиқ бир тәрәп қилишиниң гувачиси болимиз. Шуниң билән он-он бәш минут ичидә бир көрүнүшлүк сәһнә әсәрини көргәндәк болуп қалимиз. Мана мошундақ тәрәплиригә қарап, бәзидә уйғур миллий сәһнисиниң шәкиллинишигә мәшрәптики оюнлар асас болған болуши мүмкин дәпму ойлап қалисиз. Әнди берилидиған җаза икки түрлүк болиду: биринчиси, ихтисадий селиқ селиш җазаси болуп, улар һәқиқий әйип өткүзгәнләргә берилиду. У мевәчевиләрни өз ичигә алиду (булар йәнә мәшрәп әһли үчүн ишлитилиду), гунаси еғирларға, өз новитидә, мәшрәпниң сиртида оттуз оғулға йәнә бир олтириш өткүзүп бериш җазаси берилиду. Иккинчиси, оюн үчүн әйипләнгәнләргә һәр хил чариләрни көрүш җазаси болуп, булар агаһландуруш, мәшрәп тәртивини сөзлитиш, қушларни, һайванларни доратқузуш, қизиқчилиқ, дорамчилиқ қилғузуш, ләтипиләрни ейтип, мәшрәп әһлини күлдириш, көк басти қилиш (онда ятқузуп қосиғини йеник дәссәш), тамға сүритини тартиш (көйнигини йәштүрүп, тамға дүмбисини қилип өрә турғузуп, тениниң чөрисигә соғ су пүркүш), җугазиға қетиш «(җугазиға қетилған атни уруп һайдиғандәк, бир адәм қолидин иштирип бир һаза өйниң оттурисида чөгилитиш) вә һаказилар. Мәшрәптики җазаларниң әң чоңи — мәшрәптин чиқириш җазаси. Мәшрәптин чиқирилған киши (бу униң биринчи қетим мәшрәптин чиқирилиши болса), оттуз оғул алдида өз гунасини иқрар қилип, буниңдин бу ян һәр җәһәттин яхши болушқа қәтъий вәдисини бәргән чағдила, қайта мәшрәпкә қатнаштурулуши мүмкин. Әгәр у бурунму бир қетим мошундақ җазаға һөкүм қилинған болса, у вақитта уни оттуз оғул һәргиз арисиға алмайду. Мәшрәпкә пәқәт мәшрәп қатнашқучилирила әмәс, бәзидә меһманларму иштрак қилиши мүмкин. Булар, биринчидин, оттуз оғулниң бирәрсиниң өйигә жирақтин туққини, дости вә көңлигә йеқин адими келип қалғаңца, өзи билән билле мәшрәпкә елип бариду. Иккинчидин, һәр түрлүк сәвәпләр билән мәшрәп ойнашқа қатнишалмиған, лекин әшу жутта абройлуқ болған кишиләрни бәзидә мәшрәпкә чақирип қойиду. Булардин башқа, болупму «язлиқ» (дәрия бойи, бағ вә шуниндәк сап һавалиқ йәрләрдә өткүзүлидиған) мәшрәпләргә «Оттуз оғул» өзлириниң оғуллирини билле елип бериш адәткә айланған. Мундақ мәшрәпкә қатнашқан балилар у йәрдә бәзи бир жүги-житим ишлирини қилғач, мәшрәпниң немә вә униң тәртип-қаидилиридин хәвәр тепип, үгиниду. Балилар шу териқә анда-санда мәшрәпкә қатнишип жүрүп, йеши 16-17-гә киргән вақтида өзлириму мәшрәп ойнашқа башлайду. Балағәткә йәткән оғулниң мәшрәпкә кириши мундақ. Биринчи, оғлини мәшрәпкә бәрмәк болған ата мәшрәп ойнап жүргән (өз оғлидин бир қанчә яш чоң яки тәңтуш дегидәк) оттуз оғулнин, беги билән алдинала келишкән һалда (бәгму оттуз оғулниң еңидин өткүзгән болиду) уларни өйигә чайға чақириду вә шу чай үстидә оғлини мәшрәпкә қобул қилишини илтимас қилиду. Иккинчиси, оттуз оғулниң бирәси мәшрәп бәргән күни ата (шу өйгә) бир пәтмус раслап әкириду, һәмдә оттуз оғулға һөрмәт билдүрүш билән оғлини мәшрәпкә қобул қилишини сорайду. «Оғлумниң геши силәрниң, устихини мениң» дәйду. Бу «оғлумни қанчилиқ қаттиқ тутсаңлар тутуңлар, пәқәт уни һәқиқий адәм қилсаңлар мән рази» дегәнни билдүриду. Шу күндин башлап у оттуз оғулниң бири болуп һесаплиниду. Униңға жигит беши тәрәптин мәшрәпниң тәртип-қаидилири уқтурулиду. Жиллар өтүп, мәшрәпкә қатнашқан оғул өй-очақлиқ болуп, оғул тепип, оғли балағәткә йәткәндә, дадиси өзини мәшрәпкә қандақ бәргән болса, оғлиниму худди шундақ оттуз оғулға тапшуриду. Шуниң арқилиқ Или мәшриви узақтин бери әвлаттин-әвлатқа улишип, өз алаһидилиги вә бир пүтүнлүгини сақлиған һалда уйғурлар арисида (көпинчә Или тәвәсидә)ойнилип кәлмәктә. Улуқ Махмут Қәшқәрийниң «Миң еғиз сөзниң түгинини бир еғиз сөз билән йәшкиндә, һәл қил» дегән даналиқ несиһитигә мувапиқ мәшрәп тоғрилиқ оттуриға қойған пикирлиримни ихчам хуласиләйдиған болсам, Или мәшриви — у һәқиқий һалда «хәлиқ мәктивидур», шуниң үчүн ата-бовилиримиз «Балаңни мәктәпкә бәр, болмиса мәшрәпкә бәр», дегән. Аблиз Һезим |
Комментарии
Яша уйғур, яша