Фразиологийилиқ бирикмиләр |
Интересные материалы | |
Разместил: Һәмраҗан Амрақ |
0 голосов |
25.05.2010 14:07 | |
Тилимизда шундақ тил бирликлири (лексикилиқ бирлик) барки, уларни хәлқимиз узун муддәт бир хил мәнә вә бир хил қурулмида ишлитиши нәтижисидә, заманларниң өтүши билән мәнә вә қурулма жәһәттә турақлиққа, муқимлиққа егә болуп қалған. Бу хил тил бирликлири өзлириниң мәнә вә қурулма жәһәттики турақлиқлиғи, бир пүтүнлүккә егилиги, шундақла башқа хусусийәтлири билән тилдики йәнә бир лексикилиқ бирлик сөздин пәриқлиниду. Демәк, тилимиздики әнә шу мәниси, фонетикилиқ қурулмиси турақлашқан сөз бирикмилири вә жүмлиләр умумлаштурулуп фразиологийилик бирикмиләр дәп атилиду.
Фразиологийилик бирикмиләрниң түрлири Фразиологийилик бирикмиләр өзлириниң мәнә жәһәттики алаһидилиги вә синтаксислиқ хусусийәтләргә асасән, идиом, мақал, тәмсил, адәт сөзлири дегәндәк түрләргә бөлүниду, йәнә бәзидә әқлийә сөзлириму фразиологийилик бирикмиләрниң бир түри дәп қарилиду.
Мақал Мақал дегинимиз жанлиқ тилда кәң омумлашқан,ата-бовиларниң узақ әсирлик турмуш тәжрибилири,шундақла түрлүк һаят-сәргүзәштлирини йәкүнләнъгән үлгә, нәсиһәт, тәнбиһ, ибрәт характеридики турақлиқ жүмлиләргә қаритилиду. Мәсилән: Бүгүнки ишни әтигә қойма.
Тәмсил Турмуштики түрлүк һадисиләр, кишиләрниң һәрикити, хусусийәтлири қатарлиқлар һайван вә башқа нәрсиләрниң һәр хил қилиқлири, тәбиити, һалити қатарлиқларға охшитилип-селиштурулуп узун муддәт қоллинилиши нәтижисидә тилимизға кәң умумлашқан турақлиқ жүмлиләр тәмсил дәп атилиду. Мәсилән: Өчкиниң очуқ турса һеч гәп йоқ, қойниң ечилип қалса һуйт-һуйт.
Идиом Идиом дегинимиз даим өз-ара бириктүрүп қоллиниш нәтижисидә, қурулмиси вә мәниси турақлишип тилимизға кәң омумлашқан, тәркивидики сөзләр өзлириниң йәккә турған чағдики мәнисидин башқичә мәнини яки көчмә мәнини ипадиләйдиған фразиологийилик бирикмигә қаритилиду. Мәсилән: Юмилақ тавуз.
Адәт сөзлири Характер мәниси жәһәттин тиләк, тәкәллуп, алқиш, қәсәм, қарғиш, кинайә, тәнә қатарлиқларға вәкиллик қилидиған, ағзакийлиқ пуриқи интайин күчлүк болған, нутуқта даим шундақ ишлитиш адәткә айланған фразиологийилик бирикмиләр адәт (өрп) сөзлири дейилиду. Мәсилән: Ақ йол болсун.
|