Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Өлүмгә қиймайдиған инсан еди
Личности
Разместил: Саламатхан   

2 голосов 
21.05.2014 19:50

Билмидим, немишкиду кейинки вақитларда өткән өмүрни пат-пат ойлайдиған болуп қалдим. Шуниң ичидә болупму студентлиқ дәвирләр вә униңдин кейинки әмгәккә арилашқан чағлар...

Яш едуқ. Бизни алий вә бүйүк мәхсәтләр алда күтмәктә еди. Мана шундақ арзуни қанат қилип яшап жүргән күнлиримдә үзидин нур йеғип турған, көзлиридин күлкә кәтмәйдиған, сөзгә бәкму чевәр, һәр кимни қайил қилидиған, меңиш-туруши чапсан, бирдинла көңлүңни тепип, һәр қандақ мавзуда сөһбәтлишип, сени зериктүрмәйдиған жигит билян тонушуп қалдим. У мениңдин бәш-алтә яш чоң екән. Шундақ болсиму, биз ишләватқан саһаримиз бир үчүнму (һәрикитимиз – стоматолог), бара-бара ака-инидәк йеқинлишип, қериндашлардәк болуп кәттуқ.


СУЛТАН МӨРДИНОВ

Бу исим һазир бизниң тәңтуш-қурбилар арисида әжайип бир һөрмәт илкидә тилға елиниду.

Бу исим мениң үчүн болса бәкму қәдирлик. Мән һазир өмүрдә бир аз немиләрни көрүп, баштин кәчүрдүм.

Хошаллиқ-шатлиқ дәмлиридә һаятниң нәқәдәр татлиқ екәнлигини еғизға алсақ, ғәм-дәрт жүрәкни егилигәндә, тәнтирәп-тенәп қелип, еғизиңға сөз кәлмәй қалидиғини растқу!..

Мән йәнә олтирип Султан акини ойлаватимән. Әжайип инсан еди. Өз мутәхәссислигини бәш қолдәк егилигән. Әнди униңдәк рәһбәр кадрлар һәр күни туғуливәрмәйду.

Биз бәзи вақитларда учришип, сөһбәтлишип қалаттуқ. Мән униң һеч қачан роһий чүшкүнлүккә берилип, өзини йоқитип һал ейтқинини, ялвуруп сөз қилғинини аңлимаптимән.

Сәксининчи жилларниң ахири, тохсининчи жиллардики паалийитиниң қанчилик жошқун болғанлиғини яхши билимән. Өзи бащқуруватқан стоматология поликлиникисиға йеңи бена селишта у һәқиқий қәһриманлиқ үлгисини көрсәтти. Күндүзни күндүз, кечини кечә демәй ишлиди. Әнди бена пүткәндә, уни заманивий медицина жабдуқлири билән тәминләштә, коллективқа ишчан, тәләпчан кадрларни хиллап елиштиму униң әмгиги бебаһа!

Биз – аялим Росхан иккимиз – өйдә Султан акини  дайим әң қәдирлик дост вә әзиз меһман сүпитидә күтәттуқ. Пат-пат униң өйидә – Ядикар һәдәм иккисиниң кәң йейилған дәстихини әтрапида сөһбәт қурушаттуқ.

Бир қизиғи, Султан ака билән қайси мавзуда сөзләшмәйли, қийналмайла гәп тизгинини өз қолиға еливалидиған. У һәқиқәтәнму көп оқуған, көпни көргән зияли болидиған. Мениң йәнә бир ейтип кетидиғиним, «туғулған жутниң тописи әзизлигиниму...» Султан ака мисалидин көргәнмән. У Уйғур наһийәсидики өзи туғулған Долата йезиси тоғрилиқ саатлап параң қилсиму, зерикмәтти. Чүнки униң ата-аниси, қериндашлири, көплигән уруқ-туққанлири әшу йезида истиқамәт қилаттидә. Уму өзи пат-патла «Мениң баш панарим – туғулған жутум», дәп күлүп кетидиған.

Султан ака өлумгә қиймайдиған инсан еди... Уни мән һеч қачан аримиздин мошундақ әтигән кетиду дәп ойлимаптимән.

Буниңдин йәттә жил авал – 1997-жили у өмүрдин мәңгүгә көз жумди. Әндила 53 яштин ашқан мәзгили.

Аялим Росхан иккимиз параң қилишип олтиримиз. «Ядикар һәдәмләрниң өйигә берип келәйли. 27-август күни Султан ака һаят болса 60 яшқа келәтти...». «Барсақ барайли, - дәймән мән, - өлгән йеқин жанларни әсләп, роһиға тазим қилғанға немә йәтсун...».

Йәнила қәлбим езилип, немигиду налә қилғандәк, кимләрниду кинигәндәк қилиду... Мошу тапта у нәқ Султан ака Мөрдиновниң қияпитини мениң көз алдимға әкилип очуқ көрсәтмәктә.

Еһ, Султан ака, Султан ака, қанчилик әзиз, аддий инсан едиң. Сениң йоқлуғуң маңила әмәс, қериндашлириң, достлириң, әл-жутуң алдида дайим билинмәктә.

Чүнки:

Сениңдәк есил инсан қайда?!

Сән өз кәспиңни – ишиңни жан-дилиңдин сөйәттиң!

Сениңдәк милләт қәдрини билгән, милләт пәрзәнтлирини пүткүл вужуди билән яхши көргән дост-бурадәрләр аримизда көпәйсә еди.

Сән йәнила ойюмда. Мән һазир хелила өмүр тәжрибисигә егә болуп, кәспим сирлирини бир аз егилидим десәмму, йәнила өзәмни сениң мәслиһитиңгә муһтаждәк сезимән.

Мениң һазирчә ениқ билгән бир нәрсәм һаятта сениңдәк кәсипдаш, сирдаш достлар  бир-икки талла болидекән...

Туғулған күнүң мубарәк болсун! Росхан иккимиз туғулған күнүңдә Ядикар һәдимизни жәзмән тәбрикләп, һалидин хәвәр алимиз...

Достлар жиғилип, өзәң аримизда болмисаңму, 60 яшлиқ тәвәллудиңда сени әсләймиз.

Әбәйдуллам Жаппаров,
Медицина пәнлириниң намзити, доцент
27.08.2004

 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика