Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Нәсирдин Әпәнди латипилири
Юмор
Разместил: Murat   

2 голосов 
28.03.2011 21:05

Лапқа лап...

Уруштин қайтқан сәркәрдиләр параңлишип олтуруп һәр ким өзиниң батурлуқи һәққидә лап урушупту, бир махтанчақ сәркәрдә:
– Уруш шундақ қаттиқ болдики, оқ худди ямғурдәк йеғвататти. Мән дүшмән билән арилишип кетип қилч астида қалдим. Каллам үзүлүп бойнумниң терисигә илинип қапту... – дәпту.
Параңда Әпәндимму бар икән. Әпәндимму қатардин қалғуси кәлмәй:
– Раст етисиз, урушта адәм қизип кәткәндин кейин һечнимини туймас, билмәс болуп қалдикән, сизниң бешиңиз бойниңизниң терисигә илинип қапту, мениң бешим йәлкәмдин чүшүп үч-төрт қетим домилап кәткининиму сәзмәй урушивәрдим, – дәпту.

Калачниң миҗәзи

Әпәндим бир тойға барғанда каличини йешиптудә, қолтуқиға қисип төргә чиқипту, меһманлардин бири:
– Әпәндим, калачни талаға қойсиңизму болатти, – дәпту.
– Бурадәр, каличимниң миҗәзи яман, ким йүр десә, игисини ташлап кетивириду, – дәп җавап берипту Әпәндим.

Әмди җим ятимән

Әпәндим кечиси қәбристанлиқ йенидин өтүп кетип барса, алдидин бир мунчә атлиқ кишиләр чиқип қапту, Әпәндим буларни оғримиккин дәп ойлап, дәрру қәбирстанлиқтики бирочуқ гөргә юшурнупту. Атлиқлар әпәндимни көрүп қилип, гөрниң алдиға келип вақирапту:
– Кимсән? Буяққа чиқ!
– Өлукмән, арамхуда ятқили қоюңлар, – дәпту Әпәндим.
– Өлук болсаң, талада немә қилип йүрисән?
– Саяһәт қилип йүргәнидим, – дәп җаваб берипту Әпәндим.
– Өлүкму саяһәт қиламдикән?
– Кәчүргәйсиләр, – дәпту Әпәндим, – саяһәт қилип хаталишиптимән, әмди җим ятимән.


Қой йемәйдиған бөрә

Бир қойчи Әпәндимдин сорапту:
– Әпәндим, узун йилдин бери қой бақимән, лекин дайим қойлиримни бөрә йәп кетиду, бөриниң дәстидин җақ тойдум, дуняда қой йемәйдиған бөрә бармиду?
– Бар, – дәпту Әпәндим.
– Қандақ бөрә? – дәпту қойчи алдирап.
– Өлук бөрә, – дәп җаваб бирипту әпәндим

Пиялә вә һәрә

бир күни нәсирдин әпәнди бир бичарә байниң өйидә меһман бопту. бу бай өзиниң пиялисигә лиққидә қилип өчкиниң сүтини толдурупту андин нәсирдин әпәндиниң пиялисигә сүтни йеримдин аз қуюпту. бай әпәндигә «қени, ичиң! мән сизгә бу йерим пиялә сүттин башқа һеч нәрсә берәлмәймән» дәпту. «алилири» дәп әдәп билән соз башлапту әпәндим «сиз маңа алди билән һәриңизни берәмсиз» дәпту.
әпәндимниң бу гепидин һәйран қалған бай «һәрә? сиз немә қилмақчи униң билән?» дәп сорапту.
нәсирдин әпәндим қолидики пиялини байға сунуп «қараң... бу пиялиниң йериминиң лазими йоқ, шундақ әмәсму йә? шуңа пиялиниң у қуруқ қалған йеримини кесип еливәтсәм, исрапчилиқ болмасмикин дәймән» дәпту.

Орунсиз әнсирәш

бир күни нәсирдин әпәнди падишаһ ордисиниң дәрвазисидин утуп кетиватқанда бир топ кишиләрниң у йәрдә иш қиливатқанлиқини көрүпту. әпәндим бу ишқа қизиқип орда сәпилиға йеқин кәпту вә орда тәминиң техиму егиз қилип қопурливатқанлиғини байқапту дә һәмишә оз пикрини айимастин дейишкә адәтләнгән әпәндим вәзирләрдин сорапту «бу сепиллар бурунму хели егиз идиғу, йәниму егизлитип қопурушниң немә һаҗити?» дәп сорапту.
«сизниң әқилиңиз анчә йирақни көрәлмәйдикән, әпәндим! орда сепилини йәниму егиз қилип қопуруштики мәқсәт оғрилардин қоғдиниш болмиса оғрилар сепил тәмидин өмләп утуп падишаһлиқниң байлиқлирини оғрилайду!» дәпту вәзирләр җавабән.
«оһ, мениңчә оғрилар орда сиртидин келип бу егиз сепилдин өмләп өтәлмәйду. әгәр оғри аллиму бурун орда сеплиниң ичидә болған болса буни қандақ қоғдайсиз» дәпту вәзирләргә вә уларниң мәслиһәтчисигә синчилап қарап.

Һесаблаш техи балдур

бир заманларда нәсирдин әпәндим бәг болуп яшапту. әпәндимниң достлири тиздин көпийипту вә әтрапидики һәммә кишиләр униң дости болушни арзу қилидиған бопту. бир күни бирси әпәндимдин сорапту «нәсирдин әпәндим, сизниң достлириңиз немә дегән коп! сиз уларни қандақму санап болалайсиз?» дәп сорапту.
нәсирдин әпәндим бәшини лиңшитип туруп «уларни һесаблаш дәмсиз? уларни һесаблаш техи балдур. бу һазир мумкин болмайдиған иш әмма күнләрниң биридә мәндә бир тийинниң пучуқи қалмиғанда андин һесаб-китаб қилишниң вақти келиду».

Қой вә бөрә

бир күни чоң бәг бир қойни бөриниң ағзидин қутулдуруп қапту. шуниң билән бу қой қутқазғучисиниң арқисидин әгишип өйигә беришқа мәҗбур бопту. бирақ улар өйгә йетип кәлгән һаман бәг қойни олтурушни қарар қипту бирақ бу пути-қоли мәһкәм бағланған бичарә һайван пүтүн күчи билән марәшкә башлапту. бу чағларда бәгниң ян қошниси болуп яшватқан нәсирдин әпәнди қойниң варқириған авазиға чидап туралмай, зади немә иш болуватқанлиқини билип беқиш учун қошнисиниң өйигә кирипту.
«қараңә бу қойни? мән уни бөриниң ағзидин қутулдурувалған турсам?» дәпту бу бәг әпәндимни көрүп.
«ундақта бу немишқа сизни қарғайду?» дәпту әпәндим җавабән.
«мени қарғаватиду дәмсиз?»
«һә, ә! бу қой сизни сән һәммәң охшаш бир бөрә» дәватиду дәпту әпәнди.

Пул вә адаләт

бир куни падишаһ апәндимдин «нәсирдин, әгәрдә сизгә "пул" билән "адаләт" тин бирини таллаш тоғура кәлсә қайсисини таллайсиз?» дәп сорапту. «пул» дәп җавап бәрипту әпәндим.
«немә? мән адаләтни таллаймән чүнки пулни тапмақ анчә тәс әмәс бирақ адаләтни тапмақ бу дуняда бәкму тәс» дәпту падишаһ.
«адәмләр һәмишә өзлиридә йоқ болған нәрсигә еришишни арзу қилиду. әлвәттә сиз өзиңиздә әзәлдин болуп бақмиған нәрсигә еришишни арзу қилисиз» дәп җаваб берипту әпәндим.

Әң йеқимлиқ аваз

бир күни нәсирдин әпәндимни дости тамаққа тәклип қипту. бу дости музика хумари икән. шуңа әпәндимниң дости өзи чалалайдиған һәммә музика әсваблирини тонуштуруп, һәр бир әсвабтин бирдин музика орундап бәрмәкчи бопту дә музикисини челишқа башлапту.
дәл чүш болғанда әпәндимниң қорсиқи бәкму ечип кәтипту бирақ дости музика челишни давамлаштуруверипту. бир чағда у туюқсиз әпәндимдин сорапту «нәсирдин, сизчә дутарниң авази йеқимлиқ аңлинамдикән яки қалунниң?»
«қәдирлик достум, сизгә растини десәм маңа һазир бир тавақ шорпини қолиңизға елип қошуқ билән елиштурсиңиз чиқидиған шу йеқимлиқ аваздин башқа қулиқимға яқидиған һечқандақ аваз йоқ» дәп җаваб берипту әпәндим.

 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика