Стихи
|
Разместил: Мәмур
|
|
03.08.2022 12:06 |
ШАИР БОЛСАҢ
Шаир болсаң әл һаятин бәш қолуңдәк яхши бил‚
Ақ қарини қақ оттуридин айрип турғай шәмшәр тил.
Йошурмастин, ашурмастин бир қиллиқма қоймастин,
Йәр-аләмниң сирлирини чүшәндүрүп баян қил.
Язғининдин язғанлириң тонувалғай өзини‚
һәқиқәткә тик қариғай қачурмиғай көзини.
Жүригини ярсима гәр ғалип чиқип өлүмдин,
һаҗәт екән тинмай қайта тәкрарлиғай сөзини.
Түзгән том-том диванлириң оқулмастин ятмиғай,
Чин баһарлар қази хәлиқ яманларға қатмиғай.
Ширин җанға әшуниңма озуқлиғин билишип,
Артуқ көрүп‚ алтунғима тегишмәй сатмиғай.
Шаирлиқта бәйгидики болсаң санда мабада‚
Өлчәр гир‚ таш азлиқ қилған салмйғиңни сапада.
Тасқап өтәр вақитлардин озғанларниң бири боп‚
Өмүрвайәт юлтуз болуп йенип қалғин самада.
|
Подробнее...
|
Стихи
|
Разместил: Һәмраҗан Амрақ
|
|
11.06.2010 08:25 |
Қайси милләт болушидин қәти нәзәр, ана тилиниң йоқулушиға сүкүттә түрдикән, у милләт өзлириниң милли кимликиниму йоқтиду. Тил өз миллитини сөйүш, кимлик вә өзиниң бар болғанлиқини испатлайдиған. Ар-номус шәрәп итибарини қоғдайдиған бир қорал.
Түркийә Җумһурийәтиниң 1-дәвләт рәиси, Мустапа Кемал
Ана тилим – дана тилим
Илья Бәхтия
Улуқ аниниң жүрәк сөзини Аңлидим дәсләп ана тилимдин, Көрдүм әс кирип һаят көзини, Мени чоң қилған дана тилимдин.
Оқудум мәнму «А», «Б»-дин башлап, Илим тәмини тетип билимдин. Өмүр жүкини алдим һапашлап, Рәхмәт ана тил, рәхмәт дилимдин!
Ана тилимниң муңлуқ әллийи, Тәвитип мени бөшүктә яттим. Ат ятса елип ғолниң телини, Кепинәк қоғлап сәйлитип кәттим.
Җаһанда тәңкәш келәр униңға, Артуқ тил барму қәдирдан шунчә. Чүнки шу тилда ана Вәтәнгә Муһәббитимдин тизимән үнчә.
|
Подробнее...
|
Стихи
|
Разместил: Гульсанам
|
|
13.02.2016 14:25 |
Илья Бәхтия
Үзүндә
Кәтмән теғи көк асманни талашқан
Қишта қари, язда мәса ярашқан
Шилдирлишип аққан күмүч булақлар
Әшу тағниң сайлиридин тарашқан
Барақсанлиқ йезиси бар бағрида
Қарғийи бар арчиси бар тағ қирда
Андин төвән тағил дала созулуп
Айланған у дәриғи йоқ тақирға.
Бу тақирниң шивиғи көп теши аз
Сүт уйқида ятар бу ййәр қишу- яз
Бу тақирға көзиниму салмайду
Төписидин учуп өткән өдәк ғаз.
Бу тақирға тағниң сүйи йәмәйду
Ямғур булут үркигәндәк чәтнәйдуң
Томузларда қизип турған тонурдәк
Алдамчи жа мираж пәқәт кәтмәйду.
Бу тақирни атишиду "дала" дәп Язниң күни сусиз қалсаң бала дәп
Төвинидә Или бойи жаңгаллиқ
Әшу дала есип алған жаладәк.
Кәң далаға қариғанда көз йәтмәс
Бу далада сусиз яшаш қәвәт тәс
Қара булут бәзән қуйуп өткәндә Бир тамчисин пәқәт зайә әвәтмәс.
|
Подробнее...
|
Стихи
|
Разместил: Диляра
|
|
19.10.2015 11:29 |
Диляра Супиева
Баһар пәсли бәкму әжайип еди Көңүл хуш болидиған вақитлар еди Шу күни жүрәккә чин сөйгү селинди Амма яш жүрәкләр бош әмәс еди Туймастин жүрәккә отни яқтурди Бу аләмдә унчилик сөйгүни көрмиди Дунияда иккиси ялғуздәк билинди Алдида болған муһаббәт растмеди?! Жирақта болсиму һәр күни издиди Шу сезим билән сеғинип қийналди Бир өмүр сөйдигинини улар чүшәнди Чүнки бағланған муһаббәт қоймиди Бир бирини Аллаһдин егилип сориди Аманлиқ, бәхит бир биригә тилиди Нәзәр ташлап сөйгүгә асман жиғлиди Сөйгүниң көзлиридин яш төкүлди...
|
Подробнее...
|
Стихи
|
Разместил: Әзизҗан Аюп
|
|
23.12.2013 18:54 |
Абдуреһим Мутәллип
Бойида Иссиқ-Көлниң гөзәл шәһәр, Намидур униң әсли Чолпан ата. Упуққа көз ташлисаң туруп сәһәр, Тәбиәт шипалиғин қилар ата. Һәр жутум сүйи болғач тәнгә дава, Қайнайду әтрапида нәғмә-нава. Деңиздин қирғақларға уруп турар, Шипалиқ сүйи билән салқин һава. Кәчқурун күн упуққа қойғанда баш, Болисән гөзәлликкә шунда сирдаш. Чунки бир су пәриси баш чөкирип, Чиққандәк көрүниду саңа Қуяш. |
Стихи
|
Разместил: Саламатхан
|
|
20.12.2013 21:55 |
Аблиз Һезим
Бир күни махтанди торт: Дәп "мени яхши көриду жут. Мәсилән, кишиләрниң туғулған күнлири, Йеңи жил түнлири, Март вә майда... Мундақчә ейтқанда бәзи айда, Үстәлниң зенити болумән, Таамларниң қиммити болумән. Чирайлиқ екәнлигимдиғу сөз йоқ, Буни көрмигәнләрдә көз йоқ. Униң үстигә татлиқ вә майлиқмән, Тайлиқ сән - Көрәлмәйдиғансән; Ичиң адап жүрәлмәйдиғансән"
Тоғач деди: "Аңла қени, Ақ көңүл аддий болиду, Саддә болиду, Жут билән һаман биргә жүриду. Жапани тәң көриду. Сәпәрдә сәпәрдаш болуп - дегәндәк, Айда бир қетим көрситип қоюп өзини Жүрмәйду сәндәк."
|
Стихи
|
Разместил: kurvan
|
|
29.12.2011 23:41 |
Абай Қунанбаев
Илим тапмай махтанма, Орун тапмай талтайма. Хумарлинип шатланма, Ойнап бошқа күлүшкә. Бәш нәрсидин жирақ бол, Бәш нәрсигә амрақ бол, Адәм болай десиңиз. Ғевәт, ялған, махтиниш, Ериниш, бошқа пул чечиш, Бәш дүшминиң билсиңиз. Тәләп, әмгәк, чоңқур ой, Қанят, рәһим ойлап қой, Бәш есил иш көнсиңиз. Яманлиқ көрсәң нәпрәтлик, Совутуп көңүл тийсиңиз. Яхшилиқ көрсәң ибрәтлик, Уни ойға жиғсиңиз. Алим болмай немикән, Балилиқни қийсиңиз.
|
Подробнее...
|
Стихи
|
Разместил: Саламатхан
|
|
20.12.2013 21:24 |
Гүллигән чағ жигдә, Бардим жутумға. Сеғиниш отида вужудум йенип. Еһ, отлар йеқилди пүтүн турқумға, Сөйгәндә топрақни мән қенип қенип.
Паһ, меһри иссиқ, Кәң бағри шу қәдәр, Меһриван анамни салди ядимға. Жутдашлар қол қисип, тәбәссум әйләр,
Аһ, нетәй чиқмиди анам алдимға... Анамниң достлири хуш қарши алди, Улардин көрдүм мән анам дидарин. Тамчә яш көзүмдин мәңзимгә тамди, Ачқанда анилар маңа от бағрин.
Анамниң пуриғин сәздим ипардәк, Келип мән қериған жигдә түвидә. У гүлләп туратти анам һөснидәк, Гүпүлдәп пуратти гүллигән жигдә. |
Стихи
|
Разместил: Adiljan
|
|
23.06.2011 16:47 |
Лутпулла Мутәллип Ақсу, 1945 ж.
Тиңриқмаймән достлар, тиләймән алий тиләкләрни, Чүшәрмәймән күрәшкә дәп түргән биләкләрни. Мәрт бағвән ғазаң қилмайду вақитсиз бағни, Тәрбийсиз солдуруп гүл-чечәкләрни. Хиялим худди тәлпүнүп турған бир сәби бала, Емиш үчүн қәдирдан анидики қош әмчәкләрни. Ләзәтлик хиял арисида беқип асманларға, Тәпәккүр көзи билән көримән рошән буҗәкләрни. Җанан наз уйқида йетип ничүк толғанмас, Ашиғи күтүп турса ечип йоруқ роҗәкләрни. Немишкә язмай, тиләк арилаш муңлуқ лирикиларни, Сөйгү ишқи өртәп көйдәрсә жүрәкләрни. Әзәлдинла хиялчан... муңлуқ бир жигит едим, Тиңшиғачқа момам ағзидин самави чөчәкләрни. Сөйгү деңизи чоңқурлиғида мән қайнап турсам, Уссуллуғум қандақ қансун ичип кичик көлчәкләрни? |
Стихи
|
Разместил: Adiljan
|
|
23.06.2011 16:48 |
Абдухалиқ Уйғур
Көрмәк нәсиб болурму Күнниң жамалини, вай! Күн олтурупқу кәтти чиқмайдиғу әжәп Ай? Аптапқу кәтти қолдин, үмүд йоқ йәнә Айдин, Төрт әтрапқа басқан мән, зулмәттә қалған һәр җай. Зәп алса әзиз тәнни, ғәм қоршиса Вәтәнни, Көр путтики кишәнни, қандақ қилур йиқилмай. Һәммини қулум қилса, һайвандәк зулум қилса, Дәпсәндә кукум қилса, виждан қандақ чидиғай?! Ғәмимизни йәйли биз, немә десәк дәйли биз, Қол қоштуруб, ләббәй дәп нә қилса қараб турмай. Уйғур ечиб көзүңни, тонутуб қой өзүңни, Қачан болса бир өлүм, ғәйритиңиздин айлинай! |
|
|