Қарға таразичи, сеғизған хәвәрчи, тошқан уялчақ вақитта, сәһрайи балагәрдәндә атиси бир, аниси башқа үч оғул болған екән. Әң кичиги бир анидин ялғуз екән, чоңлири бир анидин екән; ата-анилири өлгәндин кейин, улар мирас бөлүшүпту. Бөлүшсиму, бир қорада биллә яшапту. Чоңлири кичиклирини аний тепип, алдап-салдап униң мирасини тәң йәп бопту. Өзлириниңкигә новәт кәлгәндә, кичигини өйдин қоғлап чиқирипту.
Беши қетип, немә қилишини билмигән бу бала бир чөлдә кетип барса, егизлиги он ғулач, кәңлиги бәш ғулач қәвәтму йоған бир девиниң келиватқанлиғини көрүпту. Қариса, девә күлүп, хошал келиватқан; күлгәндә бир калпуги асманда, бир калпуги йәрдә сөрүлүп маңидекән. Қорққинидин немә қилишини билмигән балиму девиниң алдиға күлүпла берипту.
– Һәй, ахмақ бала! – дәпту девә. – Немишкә ахмақ дәйсән? – дәп йәнә күлүпту бала. – Мениң қосуғум таза ач еди, йәйдиған рисқа учриғанлиғиға хошал болуп күлдим. Сән немә дәп күлүсән? – дәп сорапту балидин. – һәй, ахмақ девә, раст ахмақ екәнсән: мән йәрниң тегидин чиқип келиватимән. – Немишкә? – дәпту девә билмәк болуп. – Вәйлун дегән дозақниң түврүги өрүлүп кәткән еди. Мана шуниңға лайиқ түврүк тепиш үчүн мени худа бу дунияға әвәтти. Шуни издәп, тапалмай һерип жүрсәм, сән учраштиң: мана шуниңға хошал болуп күлүватимән, – дәпту. Худа әвәтти дегән сөзни аңлиған девә балидин қорқуптудә: – Андақ қилма, Вәйлун дозиғи – от болса, мән униңда пучилинип кетимән, мени қоюп бәрсәң, – дәп ялвурушқа башлапту девә.
Бала өзини тохтитиваптудә: – Яқ, сениң бойиңниң егизлиги, ғоллириңниң кәңлиги, қавуллиғиң дозақниң түврүгигә хоп келиду; мән йәнә нәдин издәп жүрәй... Җүр, сени апиримән, унимисаң, әзрайил келип, җениңни алиду, – дәптекән, девә техиму ялвурушқа башлапту. – Маңа бир яхшилиқ қилсаң. – Сән техи мени көрүп озуқ таптим дәп, хошал болуп күлгүниңни қара! Дозаққа түврүк қилип, момаңниң момисини көрситимән! – дәп турувапту бала. – Андақ қилма, мени қоюп бәрсәң, бир тулум алтун беримән! – Яқ! Икки тулум бәрсәң, қоюп бәрсәм, берәй, амма саңа охшаш дозақниң түврүгигә лайиқни тампиғим тәс, – дәпту. – Мән алтуниң үчүн бармаймән, халисаң өзәң әкилип чинар түвигә тиқип қой. Кәлмисәң, бәри бир тапимән. – Болиду, – дәп, девә өз ғәзнисигә жүгрәпту. Бала болса, девидин қутулғиниға хошал болуп, кәйнигә жүгрәпту.
Қечип келиветип һерипту. Ғиң түздин җай тапалмай, йәнә меңипту, ахири бир чинарниң үстигә чиқип дәм елип олтирипту. Бир чағда қариса, девә икки қолтуғиға икки тулум алтунни қистуруп, чинарниң түвигә йетип кәпту, тулумларни чинарға йөләп қоюп, тәрини етип, у яқ-бу яққа қарап, бала көрүнмигәндин кейин: «бу җайдин чапсан кетәйчу» дәп меңипту. Девә кетиватса, алдиға башқа девә йолуқупту. Һал соришип, болған вақиәни уққандин кейин:
– Ахмақ, – дәпту учрашқан девә, – у сени алдап кетипту. Җүр, уни тепип йәймиз, – дәп башлап йәнә чинар тәрәпкә меңипту. Шу чағда бала чинардин чүшүп, алтунларни елип кетәй дәватқан екән, боран чиқипту. Қариса девиләр келиватқан, у чинарга қайтидин чиқивапту.
Бир чағда икки девә чинар түвигә келип олтирип, йәр тилғапту. – Тапсам бир ялмап жутаттим, – дәпту қошулған девә. Бала чинар үстидә қорқуп кетип, палақ-пулуқ қилип, чинардин жиқилип чүшүпту. Балиниң туюқсиздинла асмандин чүшкинини көргән илгәрки қорққанчақ девә, жүриги ағзиға тиқилип, өләр-тирилишигә қаримай: – Әнди җенимизни алидиған болди! – дәп қуйриғини хада қилип тикиветипту. Буни көргән башқа девиму тили гәпкә кәлмәй, һошини бир йоқитип түзүлүптудә, қечипту. Бала буни көрүп: – Тохта, тохта! – дәп попуза қипту. Девиләр тохтимай, алди-кәйнигә қаримай, қачқанчә қечип кетипту. – «Қорққанға қош көрүнди», дегән мошукән дәп, бала алтунларни елип өйигә кәпту. Акилири қариса, иниси бай болуп кәткән. – Қандақ бай болдуң? – дәп сорапту. – Чинар түвидә девиләрниң тулум-тулумда алтуни бар екән, шуниңдин елип кәлдим. – Қандақ алдиң? – Таза аптапта чинар үстигә чиқип олтарсаң, девиләр алтунни көтирип келип, чинарға йөләп қоюп, өзлири таққа салқиндиғини кетидекән, шу чағда елип кетиверисән, – дәпту.
Акилири инисиниң дегәнлирини қилип, чинар түвидә чиңқи чүштә олтарса, бир топ девиләр келип, һелиқи вақиәни сөзлишиватқидәк, буни аңлап акилири қорқуп кетип, чинар үстидә мидирлишиптекән, шахлири шилдирлапту, буни билип қалган девиләр чинарни йилтиз-пилтизи билән қомиривелип сөрәп қечипту, акилири өлүп кәттиму, сақ қалдиму – биләлмидим, улар шу йәрдә қалаймиқан болушуп қалган, мән бу яққа кетивәрдим.
|
Комментарии