Ахмақ падиша |
Сказки | |
Разместил: Мәмур |
2 голосов |
05.03.2010 15:37 | |
Өткән заманда бир ахмақ падиша болған екән. Кишиләр униң зулумидин қорқуп, немә буйриса шуни қилидекән. Күнләрниң биридә бу падиша бир адәмгә йолуқупту. Униңдин: Падиша:
– Немә йесәң, немә кийсәң ихтияр өзәңдә, ордидин йәткүзүп бериду, – дәпту. Шундақ қилип, бир жил падишаниң кийимлирини кийип, тамиғини йәп жүрүпту. Жил тошқандин кейин, падиша пүтүн жутни орда алдиға жиғип: – Һазир тағ көтиридиған батурниң күчини көрүңлар! – дәп җар саптудә, кейин батурға қарап: – Қени, тағни көтәр! – дәптекән. Һелиқи адәм тағниң бағриға жүгрәп берип таққа дүмбисини йөләп турупту. Падиша: – Көтәр! – дәпту йәнә. Һелиқи адәм: – Сиз башлиқ болуп, тағни дүмбәмгә артип қоюңлар, андин өзәм орнидин йөткәветимән, – дәптекән. Падиша: – Биз қандақ артимиз? – дәпту. Шу чағда һелиқи адәм: – Силәр топлишип көтирәлмигән тағни мән ялғуз қандақ көтиримән? – дәп җавап берипту.
|