Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Көргүч
Сказки
Разместил: Мәмур   

0 голосов 
05.03.2010 16:02

Бир дехан шәһәргә кирип базарға барса, адәмләр: «көргүч келип қапту, уииңға қариған адәм өзини көридекән», – дейишкидәк. У вақитларда әйнәкләр йеңи пәйда болуп, уни кәргүч дәп атайдекән. Деханму бир көргүчни сетиваптудә, өйигә кәлгәндә, аттин чүшмәстинла хотуниға:
– Һәй хотун, мән саңа көргүч әпкәлдим! – дәп вақирапту.
Хотуни чиқип көргүчни қолиға елип қариса, бир хотун тургидәк. У өзи екәнлигини билмәстин:
– Һә, саңа көргүч әпкәлдим дәп, өзәңгә хотун әпкәпсәндә?! – дәп әйнәкни йәргә ташлаветип, рәнҗип өйигә кирип кетипту. Аниси:
– Вай балам, немә болдиңиз? – дәп сориса келини:
– Қаримамдила, оғуллирини, шәһәрдин саңа көргүч әпчиқтим дәп, өзигә хотун әчиқипту, – дәпту. Аниси жүгрәп чиқип әйнәкни қолиға елип қариса, бир момай тургидәк:
– Вай балам, хотун алдим дәп қери хотун апсәнғу, яширақни немишкә алмидиң?! – дәп кетиптәк. Бу вараң-чуруңни бовай аңлап қелип: – немә болдиңлар? – дәп сораптудәк.
– Қаримамдила, оғулимиз хотун алдим, дәп бир қери момайни апту, – дәпту момай. Бовай әйнәкни қолиға елип қариса, бир бовай турғидәк.
– Әссаламу әләйкум, қуда! Қудилар биллила чиқиптудә! – дәп течлиқ соришип кетиптудәк.

 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика