Стихи
|
Разместил: Adiljan
|
|
23.06.2011 16:48 |
Абдухалиқ Уйғур
Көрмәк нәсиб болурму Күнниң жамалини, вай! Күн олтурупқу кәтти чиқмайдиғу әжәп Ай? Аптапқу кәтти қолдин, үмүд йоқ йәнә Айдин, Төрт әтрапқа басқан мән, зулмәттә қалған һәр җай. Зәп алса әзиз тәнни, ғәм қоршиса Вәтәнни, Көр путтики кишәнни, қандақ қилур йиқилмай. Һәммини қулум қилса, һайвандәк зулум қилса, Дәпсәндә кукум қилса, виждан қандақ чидиғай?! Ғәмимизни йәйли биз, немә десәк дәйли биз, Қол қоштуруб, ләббәй дәп нә қилса қараб турмай. Уйғур ечиб көзүңни, тонутуб қой өзүңни, Қачан болса бир өлүм, ғәйритиңиздин айлинай!
|