Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Торт билән тоғач
Стихи
Разместил: Саламатхан   

0 голосов 
20.12.2013 21:55

Аблиз Һезим

Бир күни махтанди торт:
Дәп "мени яхши көриду жут.
Мәсилән, кишиләрниң туғулған күнлири,
Йеңи жил түнлири,
Март вә майда...
Мундақчә ейтқанда бәзи айда,
Үстәлниң зенити болумән,
Таамларниң қиммити болумән.
Чирайлиқ екәнлигимдиғу сөз йоқ,
Буни көрмигәнләрдә көз йоқ.
Униң үстигә татлиқ вә майлиқмән,
Тайлиқ сән - 
Көрәлмәйдиғансән;
Ичиң адап жүрәлмәйдиғансән"

Тоғач деди:
"Аңла қени,
Ақ көңүл аддий болиду,
Саддә болиду,
Жут билән һаман биргә жүриду.
Жапани тәң көриду.
Сәпәрдә сәпәрдаш болуп - дегәндәк,
Айда бир қетим көрситип қоюп өзини
Жүрмәйду сәндәк."

 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика