Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Шеирлирим
Стихи
Разместил: Диляра   

4 голосов 
19.10.2015 11:29
Диляра Супиева

Баһар пәсли бәкму әжайип еди
Көңүл хуш болидиған вақитлар еди
Шу күни жүрәккә чин сөйгү селинди
Амма яш жүрәкләр бош әмәс еди
Туймастин жүрәккә отни яқтурди
Бу аләмдә унчилик сөйгүни көрмиди
Дунияда иккиси ялғуздәк билинди
Алдида болған муһаббәт растмеди?!
Жирақта болсиму һәр күни издиди
Шу сезим билән сеғинип қийналди
Бир өмүр сөйдигинини улар чүшәнди
Чүнки бағланған муһаббәт қоймиди
Бир бирини Аллаһдин егилип сориди
Аманлиқ, бәхит бир биригә тилиди
Нәзәр ташлап сөйгүгә асман жиғлиди
Сөйгүниң көзлиридин яш төкүлди...

* * *

Сизни сөйгән пәйттин чиқти бир адәт
Бош вақитим болса тепилар оқәт
Гувачидур шуниңға изгү муһаббәт
Қара қилип қоюш чүшсә қолға ақ бәт
Һәр қачан адәт йенимда жүрәр
Һәтта – у көңлүм – шу язған сөзләр
Интайин назук, қизиқ бәзиләр
Оқуп көрсиңиз көңлүңиз күләр
Язсам бу жүрәк қепиға патмай
Өзгичила сеғинип, дүпүлдәп қоймай...
Бүгүн мән, женим, ахирқи язғай
Язғанда маңа Аллаһ яр болғай...
Достлуқ һәзилдә көңлүм тартқанму?!
Һәммисиниң арида сизни тапқанму?!
Ейтиңа, женим, шуни билгәнму?!
Гөзәл дәмләрдә жүрәк сәзгәнму?!
Бәлким чүшәнмәй жипни үздиқму?!
Чөчүп, уюлуп, ташлап кәттуқму?!
Бәргән сезимни елип қачтиқму?!
Тунжа қетим сөйүп билмәй кәттуқму?!
Азду-тола шамал – вақитму өтти
Пешәнигә буйирип көзләрни тапти
Дәрһал шу көзләр сирни ейтишти
Һәр бириниң көңлүгә алдин яқатти
Сән қәйәрдә едиң?! Сени издидим...
Үмүттә жүрүп ахири таптим
Әнди мән көрүп бирдинла сөйдүм
Билсиңиз әгәр – бар еди отум...
Учрашқанда тенидә чақмақ чаққатти
Қанат қаққандәк учуп кетәтти
Керәк болса муһитни кечип чиқатти
Аллаһ буйриса вапа болатти!
Күндә көрүшни жүрәк халиди
Амал тапалмай йолда сүринди
Бир бирини унтушқа көңүл тиришти
Өмүрниң рисқисиға жиғлап еришти
Һазирму ойлап жүрәк толиду
Һижран нәпәсин көңүл билиду
Бетақәт, чоғ көзләр итаәт қилмайду
Амма шу көңүл һәммини түйиду
Шуни билиңки – кәчмәс сезимни
Несип болса әгәрдә учрас бир күни
Есиңизда сақлаң әзиз дәмләрни
Хиялдин учармаң сөйгү көзләрни
Чәксиз сезимни мән изһар қилдим
Аллаһ бәргән гөзәлни сизгә тилидим
Ичимдики мисраларни сизгә атидим
Сизгә аян сиримни сөйүп йоллидим...

* * *

Биз илгири учрашқан едуқ
Узақ вақит дилларда сөйгән едуқ
Үнлүк ейтишқа буйримай тәғдир
Әнди болса рәһимгә йәткән едуқ
Даванлар атлап ойлирим кетиду
Шу хияллирим пат-пат әскә келиду
Мени үмүтләндүргән татлиқ хияллар
Һаман мәхсәтләргә йетиләп келиду
Тәшналиқ отида күткәнтим сизни
Әлләр арисида издәттим сизни
Исмиңиз қәлбимдин йерилип чиқип
Нахшамда ярим күйләттим сизни
Җандинму әзиз болдиңиз дәймән
Дайим йенимда көрсәмкән дәймән
Бағримға бесип туруп шунчә жиллиқ
Сеғинишимни ярим қандурсам дәймән
Бәхтиңиз үчүн күлсәмкән дәймән...
Сизни бир өмүр сөйсәмкән дәймән
Қолумни һөрмәттә көксүмгә йеқип
Сиздин пәрзәнт сөйсәмкән дәймән...

* * *

Истәймән сиз билән өмүр сүрүшни
Иссиқ бағриңизда дайим болушни
Сиз билән биллә хошал күлүшни
Өмүр бойи йениңизда қатар жүрүшни
Сизни апам билән тонуштурғум бар
Сиз һәққидә түгмәс сөзләр язғим бар
Жүригимдә ялғуз арминим бар
Бир сизни ярим дәп өткиним бар

* * *

Бүгүн чоң һаятқа қәдәм ташлидуқ
Ата-анидин разилиқ алдуқ
Миннәтдарлиқтин башларни әгдуқ
Садақәт өмүр – вәдини бәрдуқ..
Бүгүнниң көзигә қарап тоймаймиз
Бүгүнки қәдәм – бир өмүр яшаймиз
Нурини чачар бу гөзәл әтрапқа
Жүрәктә бүгүн чиққан күнимиз..
Көчәт тиктуқ һаят беғиға
Каккук сайрайду шу көчәт шехида
Гүлләр ечилсун басқан изларға
Йөләк яр болайли сөйүп дилларда
Бүгүнниң ишқида көйүп янимиз
Ата-анимизни дайим хошал қилимиз
Бүгүндин басқан һәр бир қәдәмдә
Һаят ләззитигә раса қанимиз
Бир өмүргә хас бүгүнки туйғулар
Алдимизға қойған арзу-тиләкләр
Аманлиқ болса қуяшни сөйүп
Күләр асманда янған жүрәкләр
Бүгүнниң давами әтики һаят
Үмүтләр билән қеқилған қанат
Сөйгү, тиләк турсун чечәкләп
Шу муһаббәт билән бизни йетәкләп
Баһарлардин баһар яритип
Хошал күнләрни аләмгә таритип
Қәдәмләрдин дуния яритип
Әкәлгән пәрзәнтни йолда чамдитип
Атиниң бешини көккә йәткүзип
Қерилиқ дәмлири кәлгәндә йетип
Бағри кәң анини хошал күлдүрүп
Биз үчүн басқан топрақни сөйүп
Өлмисун тиләк, өчмисун бу излар
Көзләрдин көзләр издисун җаваплар
Инсаплиқ аилә, чирайлиқ яшайли
Һөрмәт тапқан оғул-қиз болайли...
 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика