Или вадиси |
Стихи | |
Разместил: Гульсанам |
7 голосов |
13.02.2016 14:25 | |
Илья Бәхтия Үзүндә Кәтмән теғи көк асманни талашқан Қишта қари, язда мәса ярашқан Шилдирлишип аққан күмүч булақлар Әшу тағниң сайлиридин тарашқан Барақсанлиқ йезиси бар бағрида Қарғийи бар арчиси бар тағ қирда Андин төвән тағил дала созулуп Айланған у дәриғи йоқ тақирға. Бу тақирниң шивиғи көп теши аз Сүт уйқида ятар бу ййәр қишу- яз Бу тақирға көзиниму салмайду Төписидин учуп өткән өдәк ғаз. Бу тақирға тағниң сүйи йәмәйду Ямғур булут үркигәндәк чәтнәйдуң Томузларда қизип турған тонурдәк Алдамчи жа мираж пәқәт кәтмәйду. Бу тақирни атишиду "дала" дәп Язниң күни сусиз қалсаң бала дәп Төвинидә Или бойи жаңгаллиқ Әшу дала есип алған жаладәк. Кәң далаға қариғанда көз йәтмәс Бу далада сусиз яшаш қәвәт тәс Қара булут бәзән қуйуп өткәндә Бир тамчисин пәқәт зайә әвәтмәс. Қишта қар дала үстин япиду Язда далаға төш яқиду Кәтмән теғи Жуңған теғи икки тағ Оттирсида Или дәрийа ақиду. Шу Илиниң икки чети бош дала Соқа чиши тәгмәй өткән яш дала Ғулач ташлап йәрдә Или турсиму Суға тәшна, Суға муһтаж Ач дала. Или дәрия бу далаға ақмайду Или сүйи рәхим қилип бақмайду. Қишта дала қар йепинип муз кийсә Язда Күнгә мәйдисини қахлайду. Уйғур район Илиниң бу қетидә "Йәргә бай жут" дегән пәқәт ети бар Дала турмақ тағдин чүшкән ғол сүйи Аран йетәр мәлисиниң четиға. Су йоқ йәрдә- жан йоқ дегән тоғра сөз Турар дала жансиз болуп Қиш Яз Күз Қара топа байлиғини йошуруп Тәлмүргәндәк су сорайду тағил боз. Тенәп жүрүп бу далада мал қалған Сусиз өлүп адәм қалған Жан қалған. Қара күнләр матәм күнләр көп болуп Шундин бу йәр Қара дала аталған. Мошу дала әсирләрдин бош ятқан Язда- ямғур Қишта қарни тоқтатқан. Бу далани күнниң нури пәпиләп Бу далани шамал сийпап ухлатқан. Бу далада юлтуз петип таң атқан, Бу далада чаңқап йетип дәрт тартқан Дәсәп өтүп Чиңгисханниң ләшкири Бу далада су орниға қан аққан. Дутовниң ақ жәләтлири булиған Журавлевму мошу йәрдә ғулиған. Дәпсәндә болуп чөлгә айланған өмрини Ахир қетим Октябрьда улиған. Дала! Дала! Сениң қойнуң кәң қандақ! Көк асманму шу қойнуңға патқандәк Дала! Дала! Бәзән пиңсиқ, бәзән мәрт Талай байлиқ шу қойниңда ятқандәк. Дала! Дала! Сениң қойнуң кәң қандақ ! Гөзәл таңму шу қойнуңда атқандік Қарғиш кәткән шум заманда қағжирап Жапасини өзәң ялғуз тартқандәк. Шу далада туғулдум мән, өстүм мән, Әмгәк тәрин шу далада төктүм мән Шу далаға тоймай қарап, тәлмүрүп, Талай қетим хиялғиму чөктүм мән. Кәтмән теғи, Или дәрия ариси, Жирақ қалған яшлиғимниң қариси Борғожурға ашлиқ тошуп жүрдуқ биз Хатирә боп қалған уруш яриси. У жиллири он яшқиму толмиған, Бурут чиқип сүйәк қетип болмиған Дада ака Вәтән қорған кәткәндә Еғир тәғдир бизни ишқа йолиған. Топақларға артивелип тағарни, Тоғра кесип әшу чөллүк далани Ашлиқни биз йәткүзәттуқ Илиға Көз жуммастин күтүп елип таңларни Еғир еди қарғиштики күнимиз Йәтмәйдиған чанаштики сүйимиз Бир жутумдин гекитәкни һөлдәттуқ Алтундунму қиммәт көрүп уни биз. Әшу чөлдә су жапасин тартқан биз "Су" дәп талай нимжан болум ятқан биз "Биссмилиниң" орниға биз "Су " дәттуқ Су тоғрилиқ талай қошақ қатқан биз. Ишәнмәттуқ "Аләмдә су көп" десә Униматтуқ лай суниму төк десә Мәйни төкүп бодулкини бошутуп Су алатти ағриқларни йохлиса. Дала, чөлму әшу суни күтәти Униң өмри суға сағрип өтәтти Ахир дала Октябрьда ойинип Октябрьда шу чөлгиму су йәтти. Октябрьда - күллук зәнжир ечилди Октябрьда- бизниң тәғдир йешилди Даһи Ленин һоқуқниму тәң берип Һәтта чөлдә яңза гүлләр ечилди. Лекин бәхит өзлүгидин кәлмигән Күрәш-челиш талайларни ялмиған Бәзиләрниң исми қалди тарихта Бәзиләрниң излириму қалмиған. Улуқ жллар вақиәсиз өтмәйду Язсаң дастан, Лекин һәргиз пүтмәйду. Қери тарих бәзән өзи сир ачмас, Кәзсәң дастан Лекин һәргиз жүтмәйду. Тарих бетин буда қетим ачмиди Әтикини йезиш үчүн қачмиди Келәчәкниң хишин тизип мисраға Шу келәчәк тартти алға, растлиғим. Өткән өтмүш , қалди, достлар ,жирақта Қозғимайлуқ, туруп турсун жүрәктә |
Комментарии