Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Әлачи
Стихи
Разместил: Мәмур   

3 голосов 
10.03.2010 10:24

Һисамдун Исламов

Рустәм әла оқуйду,
Биринчидин башлапла.
Оқушиға киришкән,
Бәңвашлиқни ташлапла.

Әлачилар ичидә
Дайим униң сүрити.
Үлгә болғач тәртиптә,
Һәммә җайда һөрмити.

Кичик пеил һәммигә,
Махтинишни билмәйду.
Ярдәм қилип башқиға,
Заңлиқ қилип күлмәйду.

Вақит тепип өйидә,
Һәммә ишни қилиду.
Дутар билән тәмбирни
Челишниму билиду.

Һойлисида гүл дегән
Сан-санақсиз ечилған.
Һәр тәрәпкә йеқимлиқ,
Хуш пурақлар чечилған.

Өткүзгәчкә тәр төкүп,
Әмгәк билән күнләрни.
Көңли яйрап кетиду,
Һәр көргәндә гүлләрни.

Оқушта һәм иштиму
Һәммә уни махтайду.
Мәғрурланмай өзиму
Ишәнчини ақлайду.

Бизму миң бир арзуда,
Тиришимиз қийнилип.
Үлгә қилип Рустәмни,
Яхшилиққа интилип.

 

Комментарии

 
#1 Әзизҗан Аюп 23.09.2013 11:50
Болайчу шундақ баладәк
 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика