Хәлиқ вә муәллипләр шеирлири ▪ Народные и авторские стихи |
Стихи
|
Разместил: Мәмур
|
|
10.03.2010 10:24 |
Һисамдун Исламов
Рустәм әла оқуйду, Биринчидин башлапла. Оқушиға киришкән, Бәңвашлиқни ташлапла.
Әлачилар ичидә Дайим униң сүрити. Үлгә болғач тәртиптә, Һәммә җайда һөрмити.
Кичик пеил һәммигә, Махтинишни билмәйду. Ярдәм қилип башқиға, Заңлиқ қилип күлмәйду.
|
Подробнее...
|
Стихи
|
Разместил: Мәмур
|
|
10.03.2010 10:17 |
Һасан-Һүсән чиқипту, Бағда бадам пишипту. Һасан-Һүсән чиқипту, Өйгә меһман чүшүпту. Меһман билән иши йоқ, Ухлап турса, чиши йоқ. |
Стихи
|
Разместил: Мәмур
|
|
10.03.2010 10:10 |
– Қуйруғиң немишкә қисқа? – Әқлим қисқа болғачқа. – Дүмбәң немишкә ой-дөң? – Жүкни ағир тартқачқа. – Путуң немишкә йоған? – Бала шундин кәлгәчкә. – Ағзиң немишкә йоған? – Тола-тола күлгәчкә. – Немә тола күлисән? – Күлмәй қойсам, өлмәмсән. Күлдүм, тизгини ешәк Кәйнигә четилғачқа. – Қата-қата төгилә, Бизниң мәлини чөгилә. |
Стихи
|
Разместил: Мәмур
|
|
10.03.2010 10:06 |
Аптап, чиқ, аптап, чиқ, Бир балаңни көтирип чиқ. Бир балаңни һапаш қип чиқ, Бир балаңни йетиләп чиқ.
Аптап, чиқ, аптап, чиқ, Хан қизини йетиләп чиқ. Апам, дадам тиллайду, Чапсан қур, чапсан қур. |
Стихи
|
Разместил: Мәмур
|
|
10.03.2010 09:56 |
– Теки-теки тошқан, Нәгә-нәгә барисән? – Һапир айлам өйигә. – Һапир айлам немә бериду? – Өшкә сеғип, сүт бериду. – Өшкисисниң сүти йоқ, Соғусиниң түви йоқ. – Кирдим йәңгәм қешиға, Чиқтим қазан бешиға. Йәнгәм ети Қақира, Аш етипту қап-қара. Маңа бәрди бир қошуқ, Өзи ичти бир чара. Бир қошуққа тоймидим, Ялап өпчөрәмни қоймидим. Йәнә бәрди бир қошуқ, Уни апирип деханға бәрдим. Дехан бәрди бир сиқим териқ, Териқни апирип тохуға бәрдим. Тоху бәрди бир тухум, Тохуға кәлди зоқум. Бир тухумни пишәрдим, Хам болсиму ичәрдим. Ақлап еқини йәй десәм, Ақмолликам кирип кәлди. Сериғини йәй десәм, Сақи бегим кирип кәлди. Униңдин көп кечикмәй, Яйи, дорғиму йетип кәлди. Ишик тақ әтти, Түнлүк пақ әтти. Көзүм чәкчәйди, Белим мүкчәйди. |
|
|
< Предыдущая 1 2 Следующая >
|
Страница 2 из 2 |