Қисқичә уйғур тили тоғрилиқ |
Интересные материалы | |
Разместил: Азиз Азнабакиев |
1 голос |
16.02.2011 12:12 | |
Һазирқи уйғур тили чоң 4 бөлүмгә бөлиниду. Улар: фонетика, лексика, морфология, синтаксис. Фонетика тилдики тавушларни тәкшүрәйду. Уйғур тилида 41 һәрип бар. Уларниң 13 созуқ тавуш(гласные). Уларниң ичидә 3 қош созуқ тавуш. Созуқ тавушлар үч топқа бөлиниду: қелин вә инчикә созуқ тавушлар, кәң вә тар созуқ тавушлар, ләвләшкән вә ләвләшмигән созуқ тавушлар. Үзүк тавушларниң сани (согласные) 26. Улар икки топқа бөлиниду. Улар җараңлиқ вә җараңсиз, партлиғучи вә сирлаңғу. Лексикология – тилшунаслиқниң чоң саһаси болуп, луғәт тәркивидики сөзләрни тәкшүрәйду. Морфология уйғур тилидики сөз түркүмлирини тәкшүрәйду. Уйғур тилидики сөз түркүмләр (части речи) 10-ға бөлиниду. Улар: исим, сүпәт, сан, алмаш, миқдар, пеил, рәвиш, тәхлидий сөзләр, ярдәмчи сөзләр, имлиқ сөзләр. Қисқичә мисаллар: Синтаксис сөзләрниң бағлиниш йоллирини вә җүмлә мүчилирини тәтқиқ қилиду. |