Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Қисқичә уйғур тили тоғрилиқ
Қизиқ мәлуматлар
Тәһрир қилди: Азиз Азнабакиев   

1 аваз 
16.02.2011 12:12

Һазирқи уйғур тили чоң 4 бөлүмгә бөлиниду. Улар: фонетика, лексика, морфология, синтаксис.

Фонетика тилдики тавушларни тәкшүрәйду. Уйғур тилида 41 һәрип бар. Уларниң 13 созуқ тавуш(гласные). Уларниң ичидә 3 қош созуқ тавуш. Созуқ тавушлар үч топқа бөлиниду: қелин вә инчикә созуқ тавушлар, кәң вә тар созуқ тавушлар, ләвләшкән вә ләвләшмигән созуқ тавушлар. Үзүк тавушларниң сани (согласные) 26. Улар икки топқа бөлиниду. Улар  җараңлиқ вә җараңсиз, партлиғучи вә сирлаңғу.

Лексикология – тилшунаслиқниң чоң саһаси болуп, луғәт тәркивидики сөзләрни тәкшүрәйду.

Морфология уйғур тилидики сөз түркүмлирини тәкшүрәйду. Уйғур тилидики сөз түркүмләр (части речи) 10-ға бөлиниду. Улар: исим, сүпәт, сан, алмаш, миқдар, пеил, рәвиш, тәхлидий сөзләр, ярдәмчи сөзләр, имлиқ сөзләр.

Қисқичә мисаллар:
Исим: дап, гия, машина, үналғу, синалғу в.б. (имя существительное).
Сүпәт: қара, ақ, дүгләк, татлиқ, аччиқ (имя прилагательное).
Сан: бәш,бәшинчи йәттинчи,үчтән бир (имя числительное).
Алмаш: мән, сән, сиз, у, сили, ула, кимду бир, немә, бирси (местоимение).
Миқдар: 5 кг алма, бир сандуқ китап.
Пеил: ишләватиду, ойнаватиду, маңмақчи (глагол).
Рәвиш: бүгүн, әтә, ахшам, булту, қәстән, әттәй (наречие).
Тәхлидий сөзләр: дүк-дук, ялт-юлт.
Ярдәмчи сөзләр: вә, һәм, билән, -му, -чу (предлоги).
Имлиқ сөзләр: аһ, уһ, вай-вуй (междометие).

Синтаксис сөзләрниң бағлиниш йоллирини вә җүмлә мүчилирини тәтқиқ қилиду.

 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика