Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Хасийәтлик байрам – Норуз
Интересные материалы
Разместил: Lutpulla   

14 голосов 
22.03.2011 17:57

Дунядики нурғун милләтләр йеңи жилниң башлиниш күнини байрам қилип бекиткән. Бу байрамлар милләтләрниң узақ өтмүш тарихида шәкилләнгән.

Ата-бовилиримиз баһарда от-гияһниң яшнаш һадисисини, отхур һайванларниң орчуш дәврини, шуниңдәк һәр жили юлтузларниң орнини күзитиш арқилиқ, қуяшниң бир жиллиқ дәврини һесаблап жил бешини ениқ бәлгилигән. Қуяшниң һәмәл бурчиға киргән вақтини жил беши қилған. Дәсләптә йеңи жилни «жил беши» яки «күн туғди» дәп атиған болса, 10 әсирләрдин кейинки иранлиқларниң «норуз» сөзини қубул қилип, баһар байримини «норуз» дәп атайдиған болған. «норуз» дики «но» йәни «нәв»-ниң түп мәниси «йеңи», «ериғ» дегәнликтур. «Руз»-ниң мәниси аптап йәни қуяш туғулуп патқучә йоруқ болуп туридиған чағ, дегәнликтур. Демәк, Норуз йеңи күн, қуяш йеңиваштин туғулған йәни яшарған күн, дегәндин ибарәт.

Норуз алтай тиллири вә һинди-иран тиллиридин ибарәт икки хил тил системисиға тәәллуқ болған, бирқанчә хил тил аилисидә сөзлишидиған милләтләрниң байрими.

Норуз – баһар байрими, узақ өтмүштики ағунлиримиздин башлинип, хәлқимиз арисида изчил давамлишип кәлгән әнәниви байрам. Йүсүп Хас Һаҗип, Нәсиридин Рәбғузи, Әлшир Нәваий қатарлиқ илим устилириниң әсәрлиридә Норуз тәсвирлири рошән көзгә челиқиду. Норуз ялғуз деһқан, чарвичиларниңла әмәс, омумий хәлқниң байрими. Хәлқниң қиш-зимистандин аман чиқип, иллиқ аптапни арзулиған хошаллиқини ипадиләйдиған, өзлири туғулуп өскән земинниң көркигә болған муһәббитини, өз ара һиммәт-сахавитини, инақлиқини, бәхитлик әтигә болған үмидварлиқини гәвдиләндуридиған әмгәк байримидур.

Хәлқимиз Норуз байримини қутлуқ, хасийәтлик байрам дәп билиду. Норуз алдида вә мәзгилидә һәрқандақ киши саваблиқ ишларни қилишқа тиришиду вә өзгиләрни буниңға риғбәтләндуриду. Өтмүштики ағунлиримиз Норузни хасийәтлик дегән чүшәнчлири бойичә, кимки жил бешида, йәни Норуз әйямида саваблиқ иш қилса шу кишигә жил бойи яхшилиқ несип болиду, дәп биләтти. Шуңа қәдимки замандин тартип, кишиләр жилниң аман-есән вә мәнпәәтлик болуп өтүшини арзулап, Норузға атап һәрхил саваблиқ ишларни қилиш омумий адәткә айланған. Мәсилән: омумий җамаәт үчүн параванлиқ ишлирини қилиш, йәни мәктәп селиш, көврүк ясаш дегәндәк. Йәнә муқәддәс китабларни көчүрүш яки көчүргүзүш қатарлиқларму әнә шундақ чоң саваблиқ ишлар җүмлисидин иди. Ислам дини қобул қилинғандин кейинму бу адәт давамлашқан. Шундақла Норуз әйямлири туғулған балиларға оғул болса «норуз», «нур», «қутлуқ», қиз болса «әланур», «чимән», «бостан», «баһар» дегәндәк қутлуқ күнниң атлири яки қутлуқ күнгә мунасип чағ, гүл-гияһ намлирини қойған.

Бу қутлуқ күнләрдә кишиләр өзлири саваблиқ үчүн яхши ишларни қилиш билән биллә, бир-биригә яхшлиқ тилишиду. Өзара йоқлашқанда, сәйлә-тамашиларда, мәшрәп-сорунларда, Норуз еши йигәндә аманлиқ, яхшилиқ тиләнгән бийит-қушақларни ейтишиду. Устикарлар көзи пишқан вә қоли чивәр шагиртлириға һүнириниң йеңи бир усулини өгитип қойиду. Бурунқи заманларда мәдристә-мәктәпләрдә моллилар талиплириға Норузнамә йезип берәтти яки яздуратти.

Норуз күнлири һәрхил сорунлар түзүлүп, омумий хәлқ сәйлиси болиду. Буниң шәкиллири наһайити тола. Булар омумлаштурулуп «туққуз тоқу» йәни «туққуз мәрикә-мурасим» дейилгән.

Улар:

1. Норуз нағриси: Норуз башлиниш һарписида қир-йезиларда Норуз байрими кәлгәнликини тәбрикләп нағра-сунай челиниду, әл-юрт Норузға җабдуниду. Һәммә җай тәнтәнилик һейт-байрам түсини алиду.

2. Норуз тазилиқи: Норуз алдида башлинидиған тазилиқ һәрикити Норузниң һарпа күни әвҗигә көтүрүлиду. Ериқ-өстәң, көлләрни тазилаш, еғил-аранларни ериғдаш, коза-идишләрни обдан тазилап, таза баһар сүйи билән тошқузуш, һойла-арам, йол-хаманларни серип-сүпүрүш дегәндәк.

3. Соғуқ қоғлаш: Һарпа ахшими йигитләр топ-топ болушуп, «сағанғу» йәни яғ қачилап пилик чиқарған қапақни көйдуруп, юрт-мәһәллидин чиққиничә қир-сәһраға йүзлинип суғуқ қоғлайду. Суғуқни һәҗви қилип қошақ-бейт ейтишиду. Гүлхан йеқип, әтрапида қуюн уссули ойнап чөргиләйду. Буниңда бир-биригә тәңкәш қилинған туққуз дап челиниду, қизиқчилиқ қилишиду, баһар қушлирини дорайду. Таң атарда соғуқ қоғлиғучилар юрт-мәһәллигә янғанлирида, һәрбир өйлүк өзһалиға яриша һәрхил ғизаларни етип, өйлири алдида ширәгә тизип, уларни күтүвалиду. Бу суғуқ қоғлиғучиларға берилидиған һардуқ еши, дейилиду. Норуз һарписи суғуқни узитип қуюш үчүн суғуқ йемәкликләр йейилиду.

4. Йоқлаш: Норуз күни чүшкичә ата-аниларни, қери-аҗиз, мийип, йетим-йеисрләрни, қәбриләрни йоқлаш болиду.

5. Норуз еши йейиш: Норузда һәммәйлән норуз еши йәйду. Норуз ешини етишниңму өзигә хас юсунлири болиду.

6. Норуз сәйлиси: Норуз күнидики йоқлаш ахирлишип, чүштин кейин улуғ-ушшақ һәммәйлән сәйлә-тамаша қилишиду, буниңда нурғун қизиқарлиқ оюн-тамаша болиду.

7. Норуз яриш: Норузниң ялдурқи күни «яриш» йәни мусабиқә өткүзүлиду. У асасән тәнһәрикәт паалийитини асас қилиду. Мәсилән: челишиш, ат бәйгиси, оғлақ тартишиш, дарвазлиқ, йүгүрүш, сәкрәш, оқя етиш, салғу ташлаш, ит-қочқар, хораз-кәклик суқуштуруш дегәндәк.

8. Норузниң үчинчи күни юрт-мәһәллә бойичә чоң мәшрәп өткүзүлиду.

9. Норузниң төтинчи күни «зарахәтмә» өткүзүлиду.

Норузниң йәнә бир муһим хусусийити шуки, бу бирлик, инақлиқ байрими. Өч-адавәтликләр, җүмлидин ариға суғуқчилиқ чүшкән әр-хотунлар яришиду яки яраштурулиду.

Демәк, Норуз әҗдадлиримизниң етник һаятида узақ жилларни баштин кәчүрүп, Йипәк йоли хәлқлири алақә тарихиға көрүнәрлик төһпә қошқан. У гәрчә йирақ өтмүштә тәбиәт илаһчилиқ вә атәшпәрәслик паалийәтлириниң муһим бир қисми болған болсиму, давамлиқ раваҗлиниш асасида әнәниви етник мәдәнийитидә төвәндикидәк көп қирлиқ, рәңгарәк фолклор қатлими һасил қилған:

(1) У байрам сүпитидә «зарахәтмә», «Норуз айәм», «сумулә заған», «Норуз калиндари», «Норуз көки», «Норуз тамиқи», «сумуләк», «Норуз булақ», «Норуз бовай» қатарлиқ паалийәтләр түркүмини шәкилләндургән.

(2) Мәшрәп сүпитидә «сумуз бәзмиси», «Норуз мәшрипи», «көк мәшрипи», «Норуз баят», «Норуз бурзук», «Норуз нава», «Норуз һүсәйни», «Норуз харә», «йипәкчиләр Норуз мәшрипи», «Норуз муқами» қатарлиқ паалийәтләр түркүмини шәкилләндургән.

(3) У шеирий маһарәт сүпитидә «балилар Норузнамиси», «Норуз қошақлири», «баһарият қәсәмлири» қатарлиқ бейт-беғишлима, иҗадийәт секилини шәкиләндургән.

(4) У тәнһәркәт сүпитидә көплигән оюн-тамаша вә бәйгә паалийәтлири түркүмини шәкилләндургән. Буларниң һәр қайсиси хусусийда мәхсус йезиш мумкин.

Шуңа Норуз – әнәниви миллий байрам, әмгәк байрими, достлуқ, инақлиқ байрими, саваблиқ байрими, аманлқ байрими, шадлиқ байримидур. ишинимизки, хәлқимиз уни инақлиқ вә заманиви аңни тәрғип қилғучи һекмәт вә сәнәт чечәклири билән безәп, миллий мәдәнийтимизниң надир җаһаннамәси вә иптихарлиқ қамусиға айландурғуси.


http://uyghur.xjass.com/silafu/content/2009-12/15/content_123080.htm

 

Поиск

 

Опрос

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика