Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Бавдун Мурдинов
Шәхсийәтләр
Тәһрир қилди: Zumrat   

4 аваз 
31.01.2015 23:28

1914 — 1989

1914 жили Алмута вилайити, Уйғур наhийәсиниң Долата йезисида дунияга кәлгән. Йеңичә 4 жиллиқ мәктәпни тамамлиған. 1934 жилидин башлап Заили МТС-да тракторист болуп ишлигән. Әмгәктики утуқлири үчүн 1938 жили Москвадики Пүткүл Иттипақлиқ көргәзмигә берип келишкә муйәссәр болған. 1941 жили биринчиләрдин болуп җәң мәйданиға атлиниду. Сталинград үчүн болған җәңләргә қатнишиду. Шундақ шиддәтлик җәңләрниң биридә еғир яридар болиду. Дүшмән оқи бир көзени қуюветиду.

һәрбий госпитальда давалинип, бир көзидин айрилип, өз жутиға қайтиду. Шу җәңләрдә көрсәткән әрлиги үчүн "Қизил Юлтуз", "Шөһрәт" ІІІ дәриҗә, "Улуқ Вәтән уруши" І дәриҗә орденлири вә бир нәччә медальлар билән мукапатланди. 1943 жили 2-тотики нака болуп қайтиду. Уруштин келип Калинин колхозида тракторист, трактор бригадисиниң бригадири, Заили МТС-да участкилик механик хизмәтлирини атқуриду. 1949 — 1950 жиллири Калинин намидики колхозиға рәислик қилиду. Әмгәктә чоң утуқларға йетишкәнлиги арқасида наһийәлик партия комитетиниң әзалиғиға сайлиниду. "Тиң йәрләрни өзләштүргини үчүн" медали билән тәғдирлиниду. һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә "Әмгәк" колхозиниң қурулуш материаллири базисиға рәһбәрлик қилиду.

Йеза мәдәнийитиниң тәрәққий етишигә чоң һәссә қошиду. Өмүрлүк җүпти Җанархан момам билән он үч пәрзәнт тепип, қатарға қошти. Җанархан момам биринчиләрдин болуп "Қаһриман ана" намиға сазавәр болған.

Улуқ Вәтән уруши Ғалибийәт куниниң 70 жиллиқ тәвәллудиға беғишланған.

 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика