Интересные материалы
|
Разместил: Азиз Азнабакиев
|
|
16.02.2011 11:48 |
«Он икки муқам» сазларниң падишаси, «Он икки муқам» түгимәс ғәзнидур. «Он икки муқаминиң» пүтмәс наваси, Хәлқимизниң есил байлиғидур.
Әзиз Әзнибақиев
Уйғур хәлқи мәдәнийәткә, сәнъәткә вә әдәбиятқа бай хәлиқләрниң бири. Униң тарихи наһайити чоңқур. Уйғур сәнъитиниң чоң ядикарлиқлириниң бири бу уйғур «Он икки муқами». Уйғур «Он икки муқаминиң» көп әсирлик тарихини, муқамларниң алаһидә жанр сүпитидә шәкиллинип, тәдриҗий рәвиштә тәкәммуллашқини, бу бебаһа музыка җәвһирини әвлаттин әвлатқа варис қилип йәткүзгән муқам пешивалири һәққидә билимиз. Муқамларни тәтқиқ қилиш, уни қайтидин тикләш 50-жилларда қолға елинған ишлар яхши нәтиҗә бәрмәктә. 20-гә йеқин әлләрдә муқамлар бар. Бирақ уйғур «Он икки муқаминиң» башқиларға қариғанда орни алаһидә. Сәвәви уйғур «Он икки муқами» вақит вә мәзмун җәһәттин чоңқур. Уйғур «Он икки муқами» 24 саат тохтимай иҗра қилиниду. Муқамшунас алимлар муқамларниң иҗат қилинған дәври, шәкиллиниш җәриянлири, тарихи, бүгүнки тәрәққияти хәлиқ ара музыка мәдәнийитидә тутқан орни һәққидә илмий ишлар елип бармақта. Уйғур «Он икки муқамлириниң» Қәшқәр, Хотән, Долан вә Или муқамлири моҗут. Шуларниң ичидә әң чоң түри бу Или муқамидур. Или муқамлири он икки болуп, «Рак», «Чәббият», «Сигаһ», «Чаргаһ», «Пәнҗигаһ», «Өзһал», «Әҗәм», «Ошақ», «Баят», «Нава», «Мушавирәк», «Һөсәйин» дәп намлиниду. Бу намлиниш тәртивини Или муқамчилириниң мәшһур вәкили Рози тәмбир Әзәм оғли, униң шагиртлири – пешқәдәм муқамчилиридин Нурмәһәмәт Насиров, Мәттайир Һәсәнов қатарлиқ муқамчиларму тәстиқлигән. Или муқамлири Қәшқәр муқамлири асасида риваҗланған болсиму, Или сазәндиләрниң давамлиқ түрдә муқамларға иҗадий яндишиши нәтиҗисидә Илидики әң яхши музыка әнъәнлирини өзләштүрүп, бара-бара мустәқил шәклигә айландурған. Төвәндә асасий 10 пәрқи көрситилгән.
|
Подробнее...
|
Личности
|
Разместил: Азиз Азнабакиев
|
|
03.08.2010 14:33 |
Язғучи Камал Һасамдинов 1930-жили 15-январь күни Алмута вилайити, Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида колхозчи аилисидә туғулған. Алдида Түгмән йәттә жиллиқ, кейин Чоң Ақсу оттура мәктивини тамамлап, бир жилға йеқин йеза кеңиши кативи болуп ишлиди. 1949-1953-жиллири Алмутиниң Абай намидики дөләтлик педагогика институтиниң тил әдәбият факультетида оқуди. Институтни тамамлап «Йеңи Һаят» журнали редакциясидә кичик, кейин чоң тәһрирлиқ қилди. 1957-жилдин та 1990-жилға қәдәр алдида «Коммунизм туғи» гезитида әдәбий хадим, бөлүм башлиғи, йәттә жилға йеқин вақит Қазақстан Жумһурийәтлик телевидение, радио хәвәрлирини аңлитиш дөләт комитетидики уйғур редакция-синиң чоң тәһрири болуп ишлиди. Язғучиниң ижадий паалийити «Коммунизм туғи» гезити редакциясиниң паалийити билән чәмбәрчас бағлиқ десәк хаталашмаймиз. Язғучиниң әсәрлири дәсләп мошу гезитта елан қилинди, хәлиққә тонулған язғучи дәрижисигә көтирилди. Китапханилар язғучиниң «Тонуш кишиләр», «Әссалам, һаят», «Меһриванлар», «Мениң замандашлирим», «Сениң тәңтушлириң», «Тиләймән аманлиқни», «Жәңчиниң оғли», вә «Жиллар нәпәси» намлиқ очерк, һекайә вә повесть-лар топламлири билән яхши тонуш. |
Личности
|
Разместил: Lutpulla
|
|
24.06.2010 16:44 |
Кичащийся знаньем от знаний далек, Признался в незнанье – достигнешь высот. Познание – море без края и дна.
Ю. Баласагуни
Выдающийся уйгурский поэт и мыслитель Юсуф Баласагуни (около 1018 – 1086) родился в г. Баласагуне Кыргызской республики. Юный поэт получил начальное образование в родном городе, высшее – в г. Кашгар. Он окончил, как и другие известные ученые, медресе Сажийе (Излучающая медресе). Свою поэму «Кутадгу билиг» («Благодатное знание») он сочинил, когда ему было уже за пятьдесят. Некоторые ученые предполагают, что Юсуф написал также сочинения «Книга о политике» и «Книга об энциклопедии». К сожалению, эти труды мыслителя бесследно исчезли. Юсуф умер в возрасте 68 лет. Он похоронен на юге г. Кашгара в местности Пайпап.
Поэма Юсуфа «Кутадгу Билиг» – значительное явление в мировой культуре. Она является одним из выдающихся литературных памятников в культурном наследии тюркских народов. Это энциклопедическое произведение мыслителя – не только дидактическая поэма, но и работа, изучающая широкий спектр проблем естественных и гуманитарных наук. Ю. Баласагуни был поэтом, ученым, мыслителем и общественным деятелем. В «Кутадгу билиг» разрабатываются общефилософские, социальные, юридические, политические, этические и эстетические проблемы.
|
Подробнее...
|
Интересные материалы
|
Разместил: Һәмраҗан Амрақ
|
|
23.05.2010 12:13 |
Мәшрәпниң уйғурлар арисида қачандин бери ойнилип кәлгәнлиги тоғрисида ениқ мәлуматлар йоқ. Лекин бәзи мәнбәләргә қариғанда, у миладиниң V-VI әсирлиридин бу ян ойнилип келиватқан көрүниду. Қизил миң өйдики (11-38-ғарлар), Турпан Безәклик миң өйдики (25-ғар) вә Куча қумтар миң өйдики (30-ғар) тамларға сизилған рәсимләрни нәзәрдә тутқанда, улуқ алимимиз Махмут Қәшқәрийниң «Түркий тиллар дивани» әсәридики:
Һәммә сазлар түзүлди, Ивриқ, идиш тизилди, Сәнсиз көңлүм бузулди, Кәлгин, аста ойнайли. Ивриқ бойни ғаз кәби, Қәдәһ толуқ көз кәби. Һәсрәтни түвигә йошуруп, Түн-күн билән сүйинәйли.
дегәнгә охшаш қошақларниң мәзмуниға қариғанда, уйғурларниң арисида улар будда диниға етиқат қилип жүргән дәвирләрдила әр-аял болуп нахша ейтип, саз челип, уссулға чүшидиған, мәй-шарап ичип, көңүл ачидиған олтириш мәшрәпләрниң ойнилип кәлгәнлигини билишкә болиду.
|
Подробнее...
|
Личности
|
Разместил: Lutpulla
|
|
02.06.2010 09:57 |
Махмуд ибн ал-Хусайн ибн Мухаммад ал-Кашгари родился в 1029 г., умер в 1101. Махмуд, будучи родом из высших кругов караханидской знати, а может быть, и прямым представителем самой династии, в силу ряда причин и политических преследований посетил почти все области, населенные тюрками. В Багдаде, принадлежавшем в то время сельджукидам, у Кашгари созрел замысел книги, в которой бы давалось объяснение многих сторон жизни тюркского народа, его менталитета, обычаев, географии расселения, а прежде всего языка.
Знаменитая книга Махмуда Кашгари "Диван лугат ат-турк" представляет собой тюркскую энциклопедию в полном смысле этого слова. В ней собран и обобщен обширный историко-культурный, этнографический и лингвистический материал. "Диван" Кашгари – памятник тюркской культуры, запечатлевший этические ценности и нормы поведения, специфическое мировосприятие тюркских народов в XI в., впитавшее в себя все предшествующее наследие предков. В книге наряду с древним зороастрийско-шаманистским миропредставлением запечатлены элементы новой идеологии – ислама и такой его ветви как суфизм.
|
Подробнее...
|
Интересные материалы
|
Разместил: Һәмраҗан Амрақ
|
|
23.05.2010 16:38 |
Уйғурлaр мәркизи асийaдa йaшиғучи қәдимки мәдәнийәтлик милләтләрниң бири болуш сүпити билән, турки милләтләр мәдәнийәт тaрихидa алaһидә шөһрәтлик орунғa егә болуп кәлмәктә. Җүмлидин уйғур өрп(урпи)-адәтлири уйғур турмушиниң муһим бир тәркиби болуп, уйғурлaрғa қизиқидиғaн, улaрниң тәқдиригә көңүл болидиғaн бaрлиқ кишиләргә уйғурлaрниң өрп-адәтлири һәққидә мәлумaт бериш, өзини уйғур дегүчи һәр биримизниң бaш тaртип болмaйдиғaн бурчимиз әлвәттә. Уйғур фольклориғa болғaн кәспи қизиқиш мени уйғурлaрниң күндилик турмушидики адәтләр һәққидә издинишкә илһaмлaндурди. Мән бу мәйдaндa өзәмниң уйғурлaр турмушидики йәрлик адәтләр һәққидики қaрaшлиримни көпчилик билән ортaқлaшмaқчимән.
|
Подробнее...
|
Сказки
|
Разместил: Мәмур
|
|
19.01.2010 14:02 |
Қарға таразичи, сеғизған хәвәрчи, тошқан уялчақ вақитта, сәһрайи балагәрдәндә атиси бир, аниси башқа үч оғул болған екән. Әң кичиги бир анидин ялғуз екән, чоңлири бир анидин екән; ата-анилири өлгәндин кейин, улар мирас бөлүшүпту. Бөлүшсиму, бир қорада биллә яшапту. Чоңлири кичиклирини аний тепип, алдап-салдап униң мирасини тәң йәп бопту. Өзлириниңкигә новәт кәлгәндә, кичигини өйдин қоғлап чиқирипту.
Беши қетип, немә қилишини билмигән бу бала бир чөлдә кетип барса, егизлиги он ғулач, кәңлиги бәш ғулач қәвәтму йоған бир девиниң келиватқанлиғини көрүпту. Қариса, девә күлүп, хошал келиватқан; күлгәндә бир калпуги асманда, бир калпуги йәрдә сөрүлүп маңидекән. Қорққинидин немә қилишини билмигән балиму девиниң алдиға күлүпла берипту.
|
Подробнее...
|
Юмор
|
Разместил: Мәмур
|
|
10.03.2010 12:11 |
Нәсридин әпәнди бир һорундин: «күнүң қандақ өтиватиду» дәп сорапту. Һорун: «әгәр йегидәк бир нәрсә тапалисам йәймән, тапалмисам ач өтимән» дәпту. Нәсридин әпәнди униңға: «ундақта сән шәһримиздики иштниң өзи бопсәндә» дәпту.
|
Подробнее...
|
|
|