Он икки муқам |
Қизиқ мәлуматлар | |
Тәһрир қилди: Азиз Азнабакиев |
8 аваз |
16.02.2011 11:48 | |
«Он икки муқам» сазларниң падишаси, Әзиз Әзнибақиев Уйғур хәлқи мәдәнийәткә, сәнъәткә вә әдәбиятқа бай хәлиқләрниң бири. Униң тарихи наһайити чоңқур. Уйғур сәнъитиниң чоң ядикарлиқлириниң бири бу уйғур «Он икки муқами». Уйғур «Он икки муқаминиң» көп әсирлик тарихини, муқамларниң алаһидә жанр сүпитидә шәкиллинип, тәдриҗий рәвиштә тәкәммуллашқини, бу бебаһа музыка җәвһирини әвлаттин әвлатқа варис қилип йәткүзгән муқам пешивалири һәққидә билимиз. Муқамларни тәтқиқ қилиш, уни қайтидин тикләш 50-жилларда қолға елинған ишлар яхши нәтиҗә бәрмәктә. 20-гә йеқин әлләрдә муқамлар бар. Бирақ уйғур «Он икки муқаминиң» башқиларға қариғанда орни алаһидә. Сәвәви уйғур «Он икки муқами» вақит вә мәзмун җәһәттин чоңқур. Уйғур «Он икки муқами» 24 саат тохтимай иҗра қилиниду. Муқамшунас алимлар муқамларниң иҗат қилинған дәври, шәкиллиниш җәриянлири, тарихи, бүгүнки тәрәққияти хәлиқ ара музыка мәдәнийитидә тутқан орни һәққидә илмий ишлар елип бармақта. Уйғур «Он икки муқамлириниң» Қәшқәр, Хотән, Долан вә Или муқамлири моҗут. Шуларниң ичидә әң чоң түри бу Или муқамидур. Или муқамлири он икки болуп, «Рак», «Чәббият», «Сигаһ», «Чаргаһ», «Пәнҗигаһ», «Өзһал», «Әҗәм», «Ошақ», «Баят», «Нава», «Мушавирәк», «Һөсәйин» дәп намлиниду. Бу намлиниш тәртивини Или муқамчилириниң мәшһур вәкили Рози тәмбир Әзәм оғли, униң шагиртлири – пешқәдәм муқамчилиридин Нурмәһәмәт Насиров, Мәттайир Һәсәнов қатарлиқ муқамчиларму тәстиқлигән. Или муқамлири Қәшқәр муқамлири асасида риваҗланған болсиму, Или сазәндиләрниң давамлиқ түрдә муқамларға иҗадий яндишиши нәтиҗисидә Илидики әң яхши музыка әнъәнлирини өзләштүрүп, бара-бара мустәқил шәклигә айландурған. Төвәндә асасий 10 пәрқи көрситилгән. 1. Қәшқәр «Он икки муқами» тәркивидә «Муқами Һөсәйний» йоқ, униң орниға «Ирақ» муқами моҗут. |