Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Камал Һасамдинов
Шәхсийәтләр
Тәһрир қилди: Азиз Азнабакиев   

1 аваз 
03.08.2010 14:33

Язғучи Камал Һасамдинов 1930-жили 15-январь күни Алмута вилайити, Уйғур наһийәсиниң Түгмән йезисида колхозчи аилисидә туғулған. Алдида Түгмән йәттә жиллиқ, кейин Чоң Ақсу оттура мәктивини тамамлап, бир жилға йеқин йеза кеңиши кативи болуп ишлиди. 1949-1953-жиллири Алмутиниң Абай намидики дөләтлик педагогика институтиниң тил әдәбият факультетида оқуди. Институтни тамамлап «Йеңи Һаят» журнали редакциясидә кичик, кейин чоң тәһрирлиқ қилди. 1957-жилдин та 1990-жилға қәдәр алдида «Коммунизм туғи» гезитида әдәбий хадим, бөлүм башлиғи, йәттә жилға йеқин вақит Қазақстан Жумһурийәтлик телевидение, радио хәвәрлирини аңлитиш дөләт комитетидики уйғур редакция-синиң чоң тәһрири болуп ишлиди. Язғучиниң ижадий паалийити «Коммунизм туғи» гезити редакциясиниң паалийити билән чәмбәрчас бағлиқ десәк хаталашмаймиз. Язғучиниң әсәрлири дәсләп мошу гезитта елан қилинди, хәлиққә тонулған язғучи дәрижисигә көтирилди. Китапханилар язғучиниң «Тонуш кишиләр», «Әссалам, һаят», «Меһриванлар», «Мениң замандашлирим», «Сениң тәңтушлириң», «Тиләймән аманлиқни», «Жәңчиниң оғли», вә «Жиллар нәпәси» намлиқ очерк, һекайә вә повесть-лар топламлири билән яхши тонуш.

 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика