Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Ихтийарий мухбиримиз ойған
Шәхсийәтләр
Тәһрир қилди: Һәмраҗан Амрақ   

0 аваз 
20.12.2012 19:52

Қазақистан уйғур җамаәтчилики атақлиқ уйғуршунас алим Шерипахун Баратов билән хошлашти. 2012-йилниң 17-декабирда Алматада көрнәклик уйғуршунас алим филологийә пәнлириниң намзати, педагог вә устаз Шерипахун Баратов 77 йешида аләмдин өтти.

18-декабирда Алмата вә униң әтрапидин кәлгән көп сандики йурт-җамаәтчилик алимни ахирқи сәпәргә узатти. Дәпнә мурасимида сөзгә чиққан зийалийлар, җәмийәтлик бирләшмиләр вәкиллири, йурт актиплири вә башқилар мәрһумниң Қазақистан, шу җүмлидин уйғуршунаслиқ пенигә, миллий маарип вә мәдәнийитигә, җәмийәтлик ишларға қошқан төһписини, униң инсаний пәзиләтлирини алаһидә тәкитлиди.

Шерипахун Абдуҗелил оғли Баратов 1935-йили Алмата вилайитиниң Челәк наһийисигә қарашлиқ Қариторуқ йезисида деһқан аилисидә дунийаға кәлгән. Дәсләп өз йуртидики башланғуч мәктәптә, андин наһийә мәркизи Челәк йезисида билим алған. Дадиси Абдуҗелил улуғ вәтән урушиға атлинип, җәң мәйданида қаза болғандин кейин, аниси Зәйнәп үч бала билән қалған. Ш.Баратов 1956-йили Йаркәнт педагогика мәктипини тамамлап, шу йили Алматадики Абай намидики қазақ педагогика институтиниң уйғур бөлүмигә оқушқа чүшиду. Уни 1961-йили түгәткәндин кейин йурти Қариторуқта икки йил муәллимлик қилған. У кичикидин илим билән шуғуллинишни арзу қилған. У 1963-йили Қазақистан пәнләр академийиси уйғуршунаслиқ бөлүминиң аспиратурисиға оқушқа киргән. Уни тамамлап уйғуршунаслиқ бөлүмидә, андин уйғуршунаслиқ институтида, 1996-йили институт йепилғандин кейин, та 2005-йилғичә уйғуршунаслиқ мәркизидә тилшунаслиқ бойичә илмий лайиһиләргә қатнашқан. У көплигән илмий әмгәкләрниң апторидур.

(Солдин) һәсәнҗан Ахмадуллайеф, Шерипахун Баратоф, Зерип Молотоф.

Ш. Баратов узақ вақит мабәйнидә, уйғур мәктәплири үчүн оқуш қораллирини тәййарлашқа актип қатнашқан. У уйғур тили пени бойичә йигирмидин ошуқ дәрслик вә қолланмиларниң аптори. Кейинки йилларда униң мақалилири «Уйғур авази» вә «Азия бүгүн» гезитлиридә үзлүксиз бесилип турди. Алим мақалилиридә уйғурларниң өрп-адәтлири, маарипи, мәдәнийити, турмуш-тирикчилики вә башқиму мәсилиләр һәққидә бай мәлуматларни бәргән. У кейинки вақитларда «Уйғур авази» гезити йенидики аталғушунаслиқ кеңишини башқурған.

Ш. Баратовниң йурт-җамаәтчилик ишлириға паал арилашқанлиқиму йахши мәлумдур. У узақ вақит Алмата шәһири Әвезов наһийилик уйғур мәдәнийәт мәркизиниң муавин рәиси, шундақла рәиси вәзипилириниму атқурған.

Радиомиз зийаритини қобул қилған пешқәдәм зийалийлардин Өктәбир Җамалидинов вә Зерип Молотовлар мәрһум Шерипахун Баратовни әсләп өз тәсиратлирини байан қилди.

http://www.rfa.org/uyghur/programmilar/sohbet-inkaslar/qazaqistan-uyghur-12182012172738.html?encoding=cyrillic

 

Издание книг:

1991 - Уйгурский язык : Учеб. для 2-го кл. четырехлет. нач. шк. / Ш. Баратов, О. Ушурбакиева, 159, [1] с. ил. 22 см, 2-е изд., перераб. Алма-Ата Рауан 1991

1987 - Уйгурский язык : Учеб. для 2-го кл. четырехлет. нач. шк. / Ш. Баратов, О. Ушурбакиева, 159, [1] с. ил. 22 см, Алма-Ата Мектеп 1987

1986 - Уйгурский язык : Учеб. для 1-го кл. уйгур. шк. для шестилеток / Ш. Баратов, О. Ушурбакиева, 200 с. ил. 22 см, Алма-Ата Мектеп 1985

1987 - Русско-уйгурский словарь лингвистических терминов / А. Кайдаров, Ш. Баратов; Под ред. Р. Исмаилова, 184 с. 20 см, Алма-Ата Мектеп 1987

 

Комментарийлар

 
#1 Әзизҗан Аюп 24.12.2013 09:09
Не подготовлено под кириллицу
 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика