Һәзил
|
Тәһрир қилди: Мәмур
|
|
10.03.2010 14:02 |
Бир адәм таксиға чиқипту, азирақ маңғандин кейин, шопур бир пиядә кәтиватқан бирини соқуветип, қаттиқ қорқуп кетип, йолувчиға қарап: «Чүшүп қарап бақсиңиз, өлдиму йоқму», дәпту. У адәм машинидин чүшүп, шопурға қол ишарити билән: «Азирақ оңға һайдаң..., азирақ солға,… әнди азирақ алдиға, һә болди әнди өлди», дәгидәк. |
Һәзил
|
Тәһрир қилди: Шахидям
|
|
24.06.2015 21:29 |
Ери билән аяли иккиси қорқунушлуқ кино көрүп олтурса, бир мистан момай етилип чиқиптикән... Аяли: – "АПАААА!!!", дәп вақирапту. Шу вақтида ери: – Вай мошу сениң апаңниң жүрмәйдиған йери йоқтә, – дәпту!
– Җеним, сизгә әтигәнлиги наштини ятқан орнуңизға әкәлгинимни халамсиз? – Һә-ә, яхши болатти. – У вақтида бизниң ашханимизда ухлаң!
Бир күни сараңларни таладики сеткиға солап қоюпту. Шуниңдин кейин бир сараң бармиғини сеткидин чиқирип: – Ааааа, таланиң соғлиғини – дәпту.
Әгәр сөһбәтләшкәндә, чүшәнмәй яки аңлалмай қалсиңиз "шуни дәймәндә" дәп дәвитиң.
Бир толук аял Фейри билән жуюниватса, өйсигә дости келип қапту: – Һәй, сән сараңма? Фейри билән қача-қомучни жуюдиғу, – десә, – Фейри майни йоқ қилиду дәп аңлиған, – дәп җавап берипту жуюниваткан аял.
|
Тәпсилий...
|
Һәзил
|
Тәһрир қилди: kurvan
|
|
19.12.2011 21:36 |
Бир бала өйгә үч қизлар биллә кирипту: – Апа, мән өйләнмәк болдум! Қандақ ойлайсән, үчисиниң қайсиси бири сениң келиниң болиду? – дәп сорапту. Аниси ойлимай һазирҗавап берипту: – Арқисида сол тәрәптә. Балиси һәҗәплинип: – Уни қандақ биливалдиң? – дәп сорапту. Аниси: – Қандақ у өйниң босуғини атлиди, шу дәқиқидә мени териктүрүшкә башлиди. |
Һәзил
|
Тәһрир қилди: Murat
|
|
28.03.2011 21:05 |
Лапқа лап...
Уруштин қайтқан сәркәрдиләр параңлишип олтуруп һәр ким өзиниң батурлуқи һәққидә лап урушупту, бир махтанчақ сәркәрдә: – Уруш шундақ қаттиқ болдики, оқ худди ямғурдәк йеғвататти. Мән дүшмән билән арилишип кетип қилч астида қалдим. Каллам үзүлүп бойнумниң терисигә илинип қапту... – дәпту. Параңда Әпәндимму бар икән. Әпәндимму қатардин қалғуси кәлмәй: – Раст етисиз, урушта адәм қизип кәткәндин кейин һечнимини туймас, билмәс болуп қалдикән, сизниң бешиңиз бойниңизниң терисигә илинип қапту, мениң бешим йәлкәмдин чүшүп үч-төрт қетим домилап кәткининиму сәзмәй урушивәрдим, – дәпту.
Калачниң миҗәзи
Әпәндим бир тойға барғанда каличини йешиптудә, қолтуқиға қисип төргә чиқипту, меһманлардин бири: – Әпәндим, калачни талаға қойсиңизму болатти, – дәпту. – Бурадәр, каличимниң миҗәзи яман, ким йүр десә, игисини ташлап кетивириду, – дәп җавап берипту Әпәндим.
Әмди җим ятимән
Әпәндим кечиси қәбристанлиқ йенидин өтүп кетип барса, алдидин бир мунчә атлиқ кишиләр чиқип қапту, Әпәндим буларни оғримиккин дәп ойлап, дәрру қәбирстанлиқтики бирочуқ гөргә юшурнупту. Атлиқлар әпәндимни көрүп қилип, гөрниң алдиға келип вақирапту: – Кимсән? Буяққа чиқ! – Өлукмән, арамхуда ятқили қоюңлар, – дәпту Әпәндим. – Өлук болсаң, талада немә қилип йүрисән? – Саяһәт қилип йүргәнидим, – дәп җаваб берипту Әпәндим. – Өлүкму саяһәт қиламдикән? – Кәчүргәйсиләр, – дәпту Әпәндим, – саяһәт қилип хаталишиптимән, әмди җим ятимән.
|
Тәпсилий...
|
Һәзил
|
Тәһрир қилди: Мәмур
|
|
10.03.2010 13:55 |
Мийунчән шәһиридә бир уйғур наһайти сәмирип кетип, дохтурдин орухлашниң амалини сорапту. Дохтур: «Сиз икки һәптә пийадә мәңип бериң». Икки һәптидин кейин, һелиқи семиз адәм дохтурға телефон қилип: «Мән һазир Польшаниң чегарисиға кәлдим, давамлиқ меңиверәйму», дәп сориғидәк. |
|
|