Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Ана тилим
Шеирлар
Тәһрир қилди: Һәмраҗан Амрақ   

24 аваз 
11.06.2010 08:25

Қайси милләт болушидин қәти нәзәр, ана тилиниң йоқулушиға сүкүттә түрдикән, у милләт өзлириниң милли кимликиниму йоқтиду. Тил өз миллитини сөйүш, кимлик вә өзиниң бар болғанлиқини испатлайдиған. Ар-номус шәрәп итибарини қоғдайдиған бир қорал.

Түркийә Җумһурийәтиниң 1-дәвләт рәиси,
Мустапа Кемал

Ана тилим – дана тилим

Илья Бәхтия

Улуқ аниниң жүрәк сөзини
Аңлидим дәсләп ана тилимдин,
Көрдүм әс кирип һаят көзини,
Мени чоң қилған дана тилимдин.

Оқудум мәнму «А», «Б»-дин башлап,
Илим тәмини тетип билимдин.
Өмүр жүкини алдим һапашлап,
Рәхмәт ана тил, рәхмәт дилимдин!

Ана тилимниң муңлуқ әллийи,
Тәвитип мени бөшүктә яттим.
Ат ятса елип ғолниң телини,
Кепинәк қоғлап сәйлитип кәттим.

Җаһанда тәңкәш келәр униңға,
Артуқ тил барму қәдирдан шунчә.
Чүнки шу тилда ана Вәтәнгә
Муһәббитимдин тизимән үнчә.

 

Ана тилим – һаятлиғим

Хелил Һәмраев

Ана тилим һаятлиғим байриғим,
Шу байрақтин билиниду барлиғим.
У қанчилик көтүрүлсә бүйүккә,
Кәңийиду мениң яшар яйлиғим.

Ана тилим өргә учар қанатим,
Аңа бағлиқ мениң өмүр саатим.
У қанчилик пәрваз қилса узаққа,
Йилтиз тартип шақирайду иҗатим

Ана тилим, җанан тилим, җан тилим,
Ана сүти билән киргән нан тилим.
Күйләп дайим достлуқ билән әрикни,
Яңрап турған шаир тилим шан тилим.

Тилимға яр Садир палван надаси,
Аманисаханниң муқам наваси.
Улуқ шаир Билал Назим қәлмидин,
Қәт көтәргән униң нурғун җираси.

Шу җирадин еқип кәлгән булақ мән,
Қәйсәр Назук ейтқан отлуқ қошақ мән.
Ялқунлутуп устаз Билал ғәзилин,
Жут бағрида йенип турған чирақ мән.

Ана тилим, гөзәлликниң ачқучи,
Тилсимат у қәлбимгә нур чачқучи,
Шу нур мени, гөзәлликә ашиқ қип,
Илһамимниң салютлирин атқучи.

Ана тилим тириклигим тиригим,
Шу тирәктин мәдәтлинәр жүригим.
Достлар тили байлиғидин бәһли еп,
Қанатлинип улғу ярға тилигим.

 

Ана тилни харлима

Мәйли болғин қайси милләт, ана тилдин танмиғин,
Ана тилчүн һәтта қанлар аққузуштин янмиғин.
Нам – мәнпәъәт, абройни дәп ана тилдин чанмиғин,
Саңа әқил – идрақ бәргән тилиңни хар қилмиғин.

Қәдди – қамәт, йүрүш – туруш бәлгилимәс милләтни,
Ата тилла берәләйду һечким бәрмәс сөлкәтни.
Ойлап баққин ана тилсиз қалғандики күлпәтни,
Юқтурмиғин ана тилни хар қилидиған илләтни.

Хатаси йоқ билим үчүн башқа тилни өгиниш,
Чүнки мәқсәд билим елип қалақлиқни түгитиш.
Лекин билсәң номуссизлиқ ана тилдин ваз кечиш,
Шу ваз кечиш елип келәр заваллиққа йүзлиниш.

Вәтини һәм милләтни қоғдимиған әр саналмас,
Вәтән – әлгә көйүнмигән йүрәкликрәк маңалмас.
Милләтму һәм ана тилсиз мәвжут болуп туралмас,
Биливалғин ана тил баһаси йоқ бир алмас.

 

Ана тил күнигә

Худа яратти шундақ бизләрни һәр-хил,
Һәр-шәкилу, һәр-пилу, һәр-тил.
Ақил үчүн бунда ибрәт көп,
Ақил болсаң уни бир синақ дәп бил.

Көзүңни, бағриңни даима кәң қил,
Әнә шу, адәмниң хислити дәп бил.
Ақил үчүн бунда ибрәт көп,
Қолуңдин кәлсила меһри шәпқәт қил.

Адәмниң пәрқидур әқидә-әқил,
Милләтниң пәрқидур Худа бәргән тил.
Ақил үчүн бунда ибрәт көп.
Әнә шу Ана-тилни қәдирлә һәм-бил.

Дана болсаң өз қәвмиңни һөрмәтлә чин-дил,
Бир әқидә, бир қериндаш, бир забан дәп бил.
Ақил үчүн бунда ибрәт көп.
Сән уни, иманим-виҗданим дәп бил.

Қитәни-қитәгә бағлаштурған тил,
Инсанни-инсанға тонуштурған тил.
Шу сәвәб мән уни мәңгү сөйимән,
У анам-сүтидин маңа киргән тил!...

 

Ана тилим, уйғур тилим

Туйғулурум, сөйгүмсән, 
Ана тилим, уйғур тилим. 
Атилардин ядикарсән, 
Ана тилим, уйғур тилим.

Сәнсизсән, роһим өлүк 
Ана тилим, сазим сөзүм 
Пут қолумсән, икки көзүм 
Ана тилим, уйғур тилим.

Хошаллиқим ,көз йишимдур 
Ана сүтүм, жан ишимдур. 
Миңларчә йиллар, қолдишимдур 
Ана тилим, уйғур тилим.

Қайғу һәсрәт, дәртдишимдур 
Қәғәз-қәләм, сирдишимдур. 
Йүрикимдә баш тажимдур 
Ана тилим, уйғур тилим.

Тарихимға көврүк болған 
Өтмүшүмгә шаһит болған 
Рәқипләргә нәштәр болған 
Ана тилим, уйғур тилим.

Сәнсиз тилсиз биччаримән 
Йолдин азған, аваримән 
Сән болмисаң вәйранимән 
Ана тилим, уйғур тилим.

 

Комментарийлар

 
#12 Ясмин 25.02.2017 10:03
Яхши шеирлар екән
Рәхмәт
 
 
#11 анилям 09.01.2017 15:54
Ажайип шеирлар
 
 
#10 сабира 31.08.2016 16:06
ухти әжайип шеир екән
 
 
#9 ильзат p 24.04.2016 10:41
;-) яхши шеирларкән
 
 
#8 Мәстүрәм 27.12.2015 18:40
КӨП РӘХМӘТ
 
 
#7 Мехирбан 09.11.2015 11:20
Рәхмәт
 
 
#6 Гулинур 30.10.2015 16:02
көп рәхмәт әжайип шеирлар
 
 
#5 Ira 25.10.2015 03:27
можно перевод на русский?
 
 
#4 Амир 21.09.2015 16:23
спасибо
 
 
#3 Мубаряк 18.09.2015 21:20
яхши шеирларкән көптин көп рәхмәт
 
 
#2 ARIANA 21.06.2012 16:25
ежейип! Рехмет!
 
 
#1 Lutpulla 22.06.2010 10:37
хорошие стихи!
спасибо!
 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика