Шеирлар
|
Тәһрир қилди: Adiljan
|
|
23.06.2011 16:47 |
Лутпулла Мутәллип Ақсу, 1945 ж.
Тиңриқмаймән достлар, тиләймән алий тиләкләрни, Чүшәрмәймән күрәшкә дәп түргән биләкләрни. Мәрт бағвән ғазаң қилмайду вақитсиз бағни, Тәрбийсиз солдуруп гүл-чечәкләрни. Хиялим худди тәлпүнүп турған бир сәби бала, Емиш үчүн қәдирдан анидики қош әмчәкләрни. Ләзәтлик хиял арисида беқип асманларға, Тәпәккүр көзи билән көримән рошән буҗәкләрни. Җанан наз уйқида йетип ничүк толғанмас, Ашиғи күтүп турса ечип йоруқ роҗәкләрни. Немишкә язмай, тиләк арилаш муңлуқ лирикиларни, Сөйгү ишқи өртәп көйдәрсә жүрәкләрни. Әзәлдинла хиялчан... муңлуқ бир жигит едим, Тиңшиғачқа момам ағзидин самави чөчәкләрни. Сөйгү деңизи чоңқурлиғида мән қайнап турсам, Уссуллуғум қандақ қансун ичип кичик көлчәкләрни?
|