Илим тапмай махтанма |
Шеирлар | |
Тәһрир қилди: kurvan |
3 аваз |
29.12.2011 23:41 | |
Абай Қунанбаев Илим тапмай махтанма,Орун тапмай талтайма. Хумарлинип шатланма, Ойнап бошқа күлүшкә. Бәш нәрсидин жирақ бол, Бәш нәрсигә амрақ бол, Адәм болай десиңиз. Ғевәт, ялған, махтиниш, Ериниш, бошқа пул чечиш, Бәш дүшминиң билсиңиз. Тәләп, әмгәк, чоңқур ой, Қанят, рәһим ойлап қой, Бәш есил иш көнсиңиз. Яманлиқ көрсәң нәпрәтлик, Совутуп көңүл тийсиңиз. Яхшилиқ көрсәң ибрәтлик, Уни ойға жиғсиңиз. Алим болмай немикән, Балилиқни қийсиңиз. Болмисаңму охшап бақ, Бир алимни көрсиңиз. Ундақ болуш нәдә дәп, Ейтмай илим сөйсиңиз. Сизгә илим ким берәр, Янма туруп өчсиңиз. Дуния өзи,малму өзи, Илимға көңүл бөлсиңиз. Билгәнләрниң сөзигә, Сөйгү билән кирсиңиз. Наданларға бой бәрмәң, һәқ сөз билән өлсиңиз. Айәт, һәдис әмәсқу Капир болдуң демәсқу. Қанчә қарши кәлсиңиз, Көп жайда очуқ ейтма, Бизниң сөзгә кирсиңиз, Буни язған кишиниң, Исмини билмә, сөзини бил. Мошу пани дуниядин, Натиқму өткән нә булбул, Даһимму өткән нә дулдул, Сөз мәнасини билсиңиз, Әқилни мезан, өлчәм қил. Әгәр қийсиқ көрүнсә, Мәйли ташла,мәйли күл. Әгәр түзүк көрүнсә, Ойла уни қулаққа ил. Ахмақ көп,әқиллик аз, Демә көпниң сөзи бу. Йеқинниң сөзи татлиқ дәп, Йеқиним ейтти демигин. Наданлиқ билән ким ейтса, Униң сөзигә кирмигин. Сизгә ейтар ховупум бу, Өзәң үчүн үгәнсәң, Яманлиқтин жиргәнсәң, Ечилирсән жилму-жил. Өзгә үчүн үгәнсәң, Бирси билмәй, сән билсәң, Билгиниң һәммиси тул. Сөзни оқи һәм ойла, Тил үгинип йоқатма, Яш вақитта көңүл гүл. |