Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Жигдә гүллигәндә
Шеирлар
Тәһрир қилди: Саламатхан   

0 аваз 
20.12.2013 21:24

Гүллигән чағ жигдә,
Бардим жутумға.
Сеғиниш отида вужудум йенип.
Еһ, отлар йеқилди пүтүн турқумға,
Сөйгәндә топрақни мән қенип қенип.

Паһ, меһри иссиқ,
Кәң бағри шу қәдәр,
Меһриван анамни салди ядимға.
Жутдашлар қол қисип, тәбәссум әйләр,

Аһ, нетәй чиқмиди анам алдимға...
Анамниң достлири хуш қарши алди,
Улардин көрдүм мән анам дидарин.
Тамчә яш көзүмдин мәңзимгә тамди,
Ачқанда анилар маңа от бағрин.

Анамниң пуриғин сәздим ипардәк,
Келип мән қериған жигдә түвидә.
У гүлләп туратти анам һөснидәк,
Гүпүлдәп пуратти гүллигән жигдә.

 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика