Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Теки-теки тошқан
Шеирлар
Тәһрир қилди: Мәмур   

0 аваз 
10.03.2010 09:56

– Теки-теки тошқан,
Нәгә-нәгә барисән?
– Һапир айлам өйигә.
– Һапир айлам немә бериду?
– Өшкә сеғип, сүт бериду.
– Өшкисисниң сүти йоқ,
Соғусиниң түви йоқ.
– Кирдим йәңгәм қешиға,
Чиқтим қазан бешиға.
Йәнгәм ети Қақира,
Аш етипту қап-қара.
Маңа бәрди бир қошуқ,
Өзи ичти бир чара.
Бир қошуққа тоймидим,
Ялап өпчөрәмни қоймидим.
Йәнә бәрди бир қошуқ,
Уни апирип деханға бәрдим.
Дехан бәрди бир сиқим териқ,
Териқни апирип тохуға бәрдим.
Тоху бәрди бир тухум,
Тохуға кәлди зоқум.
Бир тухумни пишәрдим,
Хам болсиму ичәрдим.
Ақлап еқини йәй десәм,
Ақмолликам кирип кәлди.
Сериғини йәй десәм,
Сақи бегим кирип кәлди.
Униңдин көп кечикмәй,
Яйи, дорғиму йетип кәлди.
Ишик тақ әтти,
Түнлүк пақ әтти.
Көзүм чәкчәйди,
Белим мүкчәйди.

 

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика