Өткән заманда лиңгилчақ ясайдиған ака-ука өткән екән. Акисиниң исми Бақи, инисиниң исми Шасақи екән, Бақи иниси Шасақиниң қилған ишлирини яратмайдекән. Шасақи барлиқ һүнирини ишлитип, асил таштин көз қоюп, бәкму қамлаштуруп бир егәр ясапту. Бақи өмүргә келип мундақ егәрни ясап көрмигән екән. Инисиниң мундақ устилиғини көрәлмәстин, Бақи инисиниң өйдә йоқлирини билип, униң йеңи пүткән егәрини көйдириветипту. Шасақи көйүп кәткән егәригә қарап бәкму ечинипту, лекин буниңғиму амал тепипту. Көйүп күлгә айланған егәрниң күлини халтиға қачилап, падишаниң алдиға берипту. – Улуқ падишаий аләм, – дәп тазим қипту Шасақи. – Атамдин мирас қалған бир халта кепәк алтун бар еди, калләк алтунға тегишип берәрмекин дәп һозурлириға кәлгән едим, – дәпту. – Ғәзничи! – дәпту падиша, – монуни пүтүн алтунға тегишип бәргин. Шасақи ғәзничи билән ғәзнигә меңипту. Ғәзничи ғәзниниң ишигини ечип: – Мону сандуққа төкүп қой, – дәп полат билән қапланған сандуқни көрситипту. Шасақи күлни пәм билән сандуққа төкүп қоюпту. Беғәм ғәзнидар сандуққа қарапму қоймастин, башқа сандуқтин бир калләк алтунни елип, Шасақиға берипту. Шасақи алтунни халтиға селип, дәрһал өйигә қарап меңипту. Инисиниң бир халта алтун әкәлгинини көргән Бақи әһвални сорап билиптутә, буму бир дана егәр ясап көйдүриветипту. Күлини халтиға селип қачилаптутә, падишаниң ордисиға қарап меңипту. – Улуқ падишаий аләм, дадамдин қалған кепәк алтунға калләк алтун тегишип берәмдиликин! – дәп салам берипту Бақи. – Җаллат!.. – дәп вақирапту падиша. – Бизни алдап жүргән алдамчиниң бешини кәс! – Вай, мән әмәс! – дәп тепчәкләпту Бақи. Амма бурутлуқ җаллат қилич билән шарттидә қилип униң бешини сиқаян қилип қоюпту.
|