Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Уйғур хәлиқ чөчәклири ▪ Уйгурские народные сказки
Ахмақ девиләр
Чөчәкләр
Тәһрир қилди: Мәмур   

6 аваз 
19.01.2010 14:02

Қарға таразичи, сеғизған хәвәрчи, тошқан уялчақ вақитта, сәһрайи балагәрдәндә атиси бир, аниси башқа үч оғул болған екән. Әң кичиги бир анидин ялғуз екән, чоңлири бир анидин екән; ата-анилири өлгәндин кейин, улар мирас бөлүшүпту. Бөлүшсиму, бир қорада биллә яшапту. Чоңлири кичиклирини аний тепип, алдап-салдап униң мирасини тәң йәп бопту. Өзлириниңкигә новәт кәлгәндә, кичигини өйдин қоғлап чиқирипту.

Беши қетип, немә қилишини билмигән бу бала бир чөлдә кетип барса, егизлиги он ғулач, кәңлиги бәш ғулач қәвәтму йоған бир девиниң келиватқанлиғини көрүпту. Қариса, девә күлүп, хошал келиватқан; күлгәндә бир калпуги асманда, бир калпуги йәрдә сөрүлүп маңидекән. Қорққинидин немә қилишини билмигән балиму девиниң алдиға күлүпла берипту.

Тәпсилий...
 
Үч оғри
Чөчәкләр
Тәһрир қилди: Lutpulla   

0 аваз 
24.06.2010 09:08

Бир мәзинниң беғиға үч оғри оғурлуққа чүшкән екән. Мәзин баққа оғри чүшкәнлигини туюп қелип:
– Һәй хотун, лампини әчиққин! – дәйду. Булар лампини көтирип чиққичә, оғриларниң бири җигдә дәриғиғә чаплишивалиду, бири догилап қойған қиғниң йенида доңғуюп йетивалиду, үчинчиси болса, йолниң үстигә оңдисиға йетивалиду. Мәзин җигдиниң йениға берип «Сән кимсән?» – дәп үч қетим сорайду. Тортинчи қетим:
– Сән ким сән? – дәп сориса:
– Мән җигдә йелими, – дегидәк ятқан киши.
– Вай, жигдә йелимиму шундақ йоған боламду?! – десә:
– Ямғур көп яққандин кейин... – дегидәк.
Андин қиғниң йениға барса, бир немә доңғуюп турғидәк: «Сән ким?» – дәп үч қетим сорайду, төртинчи қетим:
– Сән ким сән? – дәп сориғанда:
– Мән ешәкмәдиги, – дәпту ятқан киши.
– Вай, ешәкмәдигиму шундақ йоған боламду?! – десә:
– Қиғлиқ йәр болғандин кейин... – дегидәк. Мәзин йолға чиқип қариса, йолниң оттурсида бири оңдисиға ятқидәк. «Сән ким?» – дәп үч қетим сорапту, төртинчи қетим:
– Сән ким сән? – дәп сориғанда:
– Мән – өлүк! – дегидәк ятқан киши.
– Вай, өлүкму гәп қиламду?! – десә:
– Унтуп қалғандин кейин!.. – дегидәк.
– Һәй хотун, җүр, оғри кирмәпту! – дәп мәзин өйигә кирип кәткән екән.

 
Сехирлиқ кәтмән
Чөчәкләр
Тәһрир қилди: Мәмур   

0 аваз 
26.05.2010 14:43
Бурун заманда бир падишаниң арзулуқ икки оғли бар екән. Падиша һәр күни буларни түрлүк наз-немәтләр билән беқип, һеч қандақ ишқа йеқин йолатмайдекән. Қүнләрдин күнләр, айлардин айлар өтүп, бир күни буларниң иштийи тутулуп, бир чинә чайниму түгитип ичәлмәйдиған болуп қапту. Андин, булар җүдәшкә башлапту. Буни көргән падиша әндишә қилип, өз шәһиридики һәммә тевипларға көрситиду. Лекин тевиплар шаһзадиларниң иштийини ачалмапту. Өз кесәллиридин қорққан шаһзадиләр атисидин рухсәт елип, иштәй дорисини издәп башқа бир шәһәргә меңипту. Булар шәһәрдин хелә жирақ чиқип, кәтмән чепиватқан бир бовайниң қешиға кәпту.
– Бова, бизниң иштийимиз тутулуп қалди, бизгә иштәй дориси бар шәһәрни ейтип бәрсиңиз, биз мошу кесәлдин сақийивалсақ, – дәп ялвурупту. Бовай буларниң сөзини аңлап ичидә: «һәй, һарам тамақларәй!» дәп ойлап:
– Бу дорини тапқили болиду! Бирақ һазир ишим җиқ, мошу дөңни кәч киргичә түзәп болуп, әтликкә буғдай териветишим керәк, силәр мошу ишни қилип бәрсәңлар, мән шу дорини тепип берәттим, – дәпту.
Шаһзадиләр дөңни түзләшкә рази болғандин кейин, бовай кәтмәнни буларға қалдуруп, өзи өйгә меңипту. Шаһзадиләр хошаллиқтин тәрләп-пишип дөңни чепипту. Бовай өйгә келип, хотуниға:
– Анчила кайимай, сәвзә йәтмисә, чамғур тоғрап болсиму, бир легән полу тәйярла, – Дәп буйрупту.
Шаһзадиләр күн патқанда дөңни аран түзләп болупту. Бовай буларни өйигә башлап келип, алдиға полуни қоюпту. Булар йоған бир легән полуни пак-пакизә йәп болупту. «Йәнә барму» – дәп сораштин хиҗаләт болуп, мундақ дәпту:
– Бова бу аш һәҗәп татлиққу, қандақ дора салған едиңиз?
– Ашқа дора салмидим, силәрни ишқа салдим! Силәр чапқан әшу кәтмән, тутулған иштәйнин дориси, – дәп җавап берипту бовай.
 
Ака-ука
Чөчәкләр
Тәһрир қилди: Lutpulla   

0 аваз 
24.06.2010 09:07

Өткән заманда лиңгилчақ ясайдиған ака-ука өткән екән. Акисиниң исми Бақи, инисиниң исми Шасақи екән, Бақи иниси Шасақиниң қилған ишлирини яратмайдекән. Шасақи барлиқ һүнирини ишлитип, асил таштин көз қоюп, бәкму қамлаштуруп бир егәр ясапту. Бақи өмүргә келип мундақ егәрни ясап көрмигән екән. Инисиниң мундақ устилиғини көрәлмәстин, Бақи инисиниң өйдә йоқлирини билип, униң йеңи пүткән егәрини көйдириветипту.
Шасақи көйүп кәткән егәригә қарап бәкму ечинипту, лекин буниңғиму амал тепипту. Көйүп күлгә айланған егәрниң күлини халтиға қачилап, падишаниң алдиға берипту.
– Улуқ падишаий аләм, – дәп тазим қипту Шасақи. – Атамдин мирас қалған бир халта кепәк алтун бар еди, калләк алтунға тегишип берәрмекин дәп һозурлириға кәлгән едим, – дәпту.
– Ғәзничи! – дәпту падиша, – монуни пүтүн алтунға тегишип бәргин.
Шасақи ғәзничи билән ғәзнигә меңипту. Ғәзничи ғәзниниң ишигини ечип:
– Мону сандуққа төкүп қой, – дәп полат билән қапланған сандуқни көрситипту. Шасақи күлни пәм билән сандуққа төкүп қоюпту. Беғәм ғәзнидар сандуққа қарапму қоймастин, башқа сандуқтин бир калләк алтунни елип, Шасақиға берипту. Шасақи алтунни халтиға селип, дәрһал өйигә қарап меңипту.
Инисиниң бир халта алтун әкәлгинини көргән Бақи әһвални сорап билиптутә, буму бир дана егәр ясап көйдүриветипту. Күлини халтиға селип қачилаптутә, падишаниң ордисиға қарап меңипту.
– Улуқ падишаий аләм, дадамдин қалған кепәк алтунға калләк алтун тегишип берәмдиликин! – дәп салам берипту Бақи.
– Җаллат!.. – дәп вақирапту падиша.
– Бизни алдап жүргән алдамчиниң бешини кәс!
– Вай, мән әмәс! – дәп тепчәкләпту Бақи. Амма бурутлуқ җаллат қилич билән шарттидә қилип униң бешини сиқаян қилип қоюпту.

 
Ялғанчи
Чөчәкләр
Тәһрир қилди: Мәмур   

0 аваз 
26.05.2010 14:39

Бир йезида Илахун ялған дегән адәм өткән екән. Шу йезида Мумуза дегән бай туридекән. Бир күни бу адәм йолда: «адәмләр немишкә бу Илахунни ялғанчи дәйдекин?» – дәп ойлап келишиватса, униңға Илахунниң өзи йолуқуп қапту. Бай:
– Илахун, бери кәлгинә! Һәммиси сени: «Илахун ялған, Илахун ялған!» – дәйду, немишкә шундақ дәйду? – дәп сорапту.
– Уни сорап немә қилаттиңиз, һазир маңа бир атлиқ йолуқти, у сизниң җаңзиңизға от кетип, бодақ қойлириңизниң көйүп кәткәнлигини ейтти, – дәйду Илахун.
Аң-таң болуп қалған Мумуза, дәрһал атлирини бурап, кәйнигә меңипту. Барса һеч қандақ от йоқ, барлиқ нәрсә өз орнида. Шу арида Илахун Мумузиниң өйигә берип: «Җаңзаңларға от кетип, Мумуза шу йәрдә өлүп қалди», – дәп хәвәр қилиду. Андин булар йолда йәнә учришип қалиду. Мумуза:
– Һой, сениң дегиниңдәк болмидиғу? – десә Илахун:
– Андақ болса, сениң җаңзаң әмәс екәндә, һазир мән силәрниң өйүңлар тәрәптин келиватимән, сизниң оғлиңиз қудуқ бешида ойнап жүрүп, қудуққа чүшүп өлүп қапту, – дәйду.
Мумуза ат уруп, өйигә жүгрәйду. Шу арида: «Мумуза өлүп қапту», – дегән хәвәрни аңлиған адәмләр, униң өйигә келип, қоралири тошуп кетиду. Мумуза өйигә йеқинлиса, өй-қораларда нурғун адәмләр жүргидәк. Опур-топур боливатқан, хотуни: «Вай, достум, вай достум!» дәп жиғлаватқан. Мумуза: «Вай балам, вай балам!» – дәп жиғлап кирсә, оғли алдиға жүгрәп кәпту.
Һә, «Илахун яғанчи дегән раст гәп екәндә», – дәп Илахунни алдиға чақиривелип, қой союп, жут-җамаәт алдида иккинчи ялған ейтмасни өтүнүптәкмиш.

 
< Авалқи 1 2 Кейинки >

Страница 1 из 2

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика