Чөчәкләр
|
Тәһрир қилди: Lutpulla
|
|
24.06.2010 09:08 |
Бир мәзинниң беғиға үч оғри оғурлуққа чүшкән екән. Мәзин баққа оғри чүшкәнлигини туюп қелип: – Һәй хотун, лампини әчиққин! – дәйду. Булар лампини көтирип чиққичә, оғриларниң бири җигдә дәриғиғә чаплишивалиду, бири догилап қойған қиғниң йенида доңғуюп йетивалиду, үчинчиси болса, йолниң үстигә оңдисиға йетивалиду. Мәзин җигдиниң йениға берип «Сән кимсән?» – дәп үч қетим сорайду. Тортинчи қетим: – Сән ким сән? – дәп сориса: – Мән җигдә йелими, – дегидәк ятқан киши. – Вай, жигдә йелимиму шундақ йоған боламду?! – десә: – Ямғур көп яққандин кейин... – дегидәк. Андин қиғниң йениға барса, бир немә доңғуюп турғидәк: «Сән ким?» – дәп үч қетим сорайду, төртинчи қетим: – Сән ким сән? – дәп сориғанда: – Мән ешәкмәдиги, – дәпту ятқан киши. – Вай, ешәкмәдигиму шундақ йоған боламду?! – десә: – Қиғлиқ йәр болғандин кейин... – дегидәк. Мәзин йолға чиқип қариса, йолниң оттурсида бири оңдисиға ятқидәк. «Сән ким?» – дәп үч қетим сорапту, төртинчи қетим: – Сән ким сән? – дәп сориғанда: – Мән – өлүк! – дегидәк ятқан киши. – Вай, өлүкму гәп қиламду?! – десә: – Унтуп қалғандин кейин!.. – дегидәк. – Һәй хотун, җүр, оғри кирмәпту! – дәп мәзин өйигә кирип кәткән екән.
|