Уйғур хәлиқ чөчәклири ▪ Уйгурские народные сказки |
Чөчәкләр
|
Тәһрир қилди: Мәмур
|
|
05.03.2010 16:02 |
Бир дехан шәһәргә кирип базарға барса, адәмләр: «көргүч келип қапту, уииңға қариған адәм өзини көридекән», – дейишкидәк. У вақитларда әйнәкләр йеңи пәйда болуп, уни кәргүч дәп атайдекән. Деханму бир көргүчни сетиваптудә, өйигә кәлгәндә, аттин чүшмәстинла хотуниға: – Һәй хотун, мән саңа көргүч әпкәлдим! – дәп вақирапту. Хотуни чиқип көргүчни қолиға елип қариса, бир хотун тургидәк. У өзи екәнлигини билмәстин: – Һә, саңа көргүч әпкәлдим дәп, өзәңгә хотун әпкәпсәндә?! – дәп әйнәкни йәргә ташлаветип, рәнҗип өйигә кирип кетипту. Аниси: – Вай балам, немә болдиңиз? – дәп сориса келини: – Қаримамдила, оғуллирини, шәһәрдин саңа көргүч әпчиқтим дәп, өзигә хотун әчиқипту, – дәпту. Аниси жүгрәп чиқип әйнәкни қолиға елип қариса, бир момай тургидәк: – Вай балам, хотун алдим дәп қери хотун апсәнғу, яширақни немишкә алмидиң?! – дәп кетиптәк. Бу вараң-чуруңни бовай аңлап қелип: – немә болдиңлар? – дәп сораптудәк. – Қаримамдила, оғулимиз хотун алдим, дәп бир қери момайни апту, – дәпту момай. Бовай әйнәкни қолиға елип қариса, бир бовай турғидәк. – Әссаламу әләйкум, қуда! Қудилар биллила чиқиптудә! – дәп течлиқ соришип кетиптудәк. |
Чөчәкләр
|
Тәһрир қилди: Мәмур
|
|
05.03.2010 15:37 |
Өткән заманда бир ахмақ падиша болған екән. Кишиләр униң зулумидин қорқуп, немә буйриса шуни қилидекән. Күнләрниң биридә бу падиша бир адәмгә йолуқупту. Униңдин: – Сән немә қилидиған адәм? – дәп сораптекән. У адәм қорқуп кетип: – Мән тағ көтиридиған адәм, – дәп җавап берипту. Буни аңлиған падиша: – Андақ болса, ординиң алдидики тағни йөткә, – дәпту. У адәм: – Мақул, – дәпту. Падиша: – Саңа немә лазим? – дәптекән. – Маңа һеч немә лазим әмәс, пәқәт бир жилда бир қетим тағ йөткәймән, шуңғичә йәткидәк кийим-кечәк, йемәк-ичмәклиримни йәткүзүп бәрсиңиз болиду, – дәпту һелиқи адәм.
|
Тәпсилий...
|
|
|
< Авалқи 1 2 Кейинки >
|
Страница 2 из 2 |