Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси               Ана тили – хәлиқ қәлби, асасий вә әң рошән бәлгүси
Чәтәлдә оқуш
Қизиқ мәлуматлар
Тәһрир қилди: umakbala   

0 аваз 
01.05.2012 01:39

Һазир Түркийәдә 100-дин артуқ дөләттин кәлгән оқуғучи  һәрхил университетларда хандәлик (оқуш йардәм пули) елип оқуватиду. Бу йилғичә, оқуғучилар TCS дәп атилидиған имтиһан арқилиқ йаки өзлири турушлуқ дөләт тәрипидин таллинип (Түркийәдә оқуш үчүн) әвәтиливататти. Түркийә жумһурийити тәрипидин чәтәллик оқуғучиларға бериливатқан хандәлик программиси 2012 йил 1 айниң 11 күни «Түркийә хандәлики» нами билән қайтидин түзүп чиқилди. Йеңи системида Түркийәдә оқуш үчүн тизимлитиш, таллаш, сан вә кәсипләргә мунасивәтлик маддиларғиму өзгәртиш киргүзүлди. Өткәнки темимизда буниңға мунасивәтлик уқтурушни елан қилғанидуқ. Бүгүн мунасивәтлик идарә бу йилдин башлап Түркийәгә қобул қилинидиған чәтәллик оқуғучилардин тәләп қилинидиған шәртләр вә хандәлик мәсилилири һәққидә йеңи уқтуруш елан қилди. Бу уқтурушта чәтәллик оқуғучилар дөлити вә өзлири таллиған кәспигә асасән бир қанчә категорийәгә айрилған болуп, биз Түркийәдә  оқумақчи болған уйғур оқуғучиларға асанлиқ болуши үчүн, пәқәт бизгә мунасивәтлик категорийәләрнила уйғурчиға тәржимә қилип қойдуқ. Оқуғучиларниң өзлири оқумақчи болған кәсипкә қарита хандәлик программисини таллап, илтимас қилса болиду.

Тәпсилий...
 
Илим тапмай махтанма
Шеирлар
Тәһрир қилди: kurvan   

3 аваз 
29.12.2011 23:41

Абай Қунанбаев

Илим тапмай махтанма,
Орун тапмай талтайма.
Хумарлинип шатланма,
Ойнап бошқа күлүшкә.
Бәш нәрсидин жирақ бол,
Бәш нәрсигә амрақ бол,
Адәм болай десиңиз.
Ғевәт, ялған, махтиниш,
Ериниш, бошқа пул чечиш,
Бәш дүшминиң билсиңиз.
Тәләп, әмгәк, чоңқур ой,
Қанят, рәһим ойлап қой,
Бәш есил иш көнсиңиз.
Яманлиқ көрсәң нәпрәтлик,
Совутуп көңүл тийсиңиз.
Яхшилиқ көрсәң ибрәтлик,
Уни ойға жиғсиңиз.
Алим болмай немикән,
Балилиқни қийсиңиз.
Тәпсилий...
 
Латипә
Һәзил
Тәһрир қилди: kurvan   

0 аваз 
19.12.2011 21:36

Бир бала өйгә үч қизлар биллә кирипту:
– Апа, мән өйләнмәк болдум! Қандақ ойлайсән, үчисиниң қайсиси бири сениң келиниң болиду? – дәп сорапту.
Аниси ойлимай һазирҗавап берипту:
– Арқисида сол тәрәптә.
Балиси һәҗәплинип:
– Уни қандақ биливалдиң? – дәп сорапту.
Аниси:
–  Қандақ у өйниң босуғини атлиди, шу дәқиқидә мени териктүрүшкә башлиди.

 
Хиялчан тиләк
Шеирлар
Тәһрир қилди: Adiljan   

0 аваз 
23.06.2011 16:47

Лутпулла Мутәллип
Ақсу, 1945 ж.

Тиңриқмаймән достлар, тиләймән алий тиләкләрни,
Чүшәрмәймән күрәшкә дәп түргән биләкләрни.
Мәрт бағвән ғазаң қилмайду вақитсиз бағни,
Тәрбийсиз солдуруп гүл-чечәкләрни.
Хиялим худди тәлпүнүп турған бир сәби бала,
Емиш үчүн қәдирдан анидики қош әмчәкләрни.
Ләзәтлик хиял арисида беқип асманларға,
Тәпәккүр көзи билән көримән рошән буҗәкләрни.
Җанан наз уйқида йетип ничүк толғанмас,
Ашиғи күтүп турса ечип йоруқ роҗәкләрни.
Немишкә язмай, тиләк арилаш муңлуқ лирикиларни,
Сөйгү ишқи өртәп көйдәрсә жүрәкләрни.
Әзәлдинла хиялчан... муңлуқ бир жигит едим,
Тиңшиғачқа момам ағзидин самави чөчәкләрни.
Сөйгү деңизи чоңқурлиғида мән қайнап турсам,
Уссуллуғум қандақ қансун ичип кичик көлчәкләрни?

 
Нәсирдин Әпәнди латипилири
Һәзил
Тәһрир қилди: Murat   

2 аваз 
28.03.2011 21:05

Лапқа лап...

Уруштин қайтқан сәркәрдиләр параңлишип олтуруп һәр ким өзиниң батурлуқи һәққидә лап урушупту, бир махтанчақ сәркәрдә:
– Уруш шундақ қаттиқ болдики, оқ худди ямғурдәк йеғвататти. Мән дүшмән билән арилишип кетип қилч астида қалдим. Каллам үзүлүп бойнумниң терисигә илинип қапту... – дәпту.
Параңда Әпәндимму бар икән. Әпәндимму қатардин қалғуси кәлмәй:
– Раст етисиз, урушта адәм қизип кәткәндин кейин һечнимини туймас, билмәс болуп қалдикән, сизниң бешиңиз бойниңизниң терисигә илинип қапту, мениң бешим йәлкәмдин чүшүп үч-төрт қетим домилап кәткининиму сәзмәй урушивәрдим, – дәпту.

Калачниң миҗәзи

Әпәндим бир тойға барғанда каличини йешиптудә, қолтуқиға қисип төргә чиқипту, меһманлардин бири:
– Әпәндим, калачни талаға қойсиңизму болатти, – дәпту.
– Бурадәр, каличимниң миҗәзи яман, ким йүр десә, игисини ташлап кетивириду, – дәп җавап берипту Әпәндим.

Әмди җим ятимән

Әпәндим кечиси қәбристанлиқ йенидин өтүп кетип барса, алдидин бир мунчә атлиқ кишиләр чиқип қапту, Әпәндим буларни оғримиккин дәп ойлап, дәрру қәбирстанлиқтики бирочуқ гөргә юшурнупту. Атлиқлар әпәндимни көрүп қилип, гөрниң алдиға келип вақирапту:
– Кимсән? Буяққа чиқ!
– Өлукмән, арамхуда ятқили қоюңлар, – дәпту Әпәндим.
– Өлук болсаң, талада немә қилип йүрисән?
– Саяһәт қилип йүргәнидим, – дәп җаваб берипту Әпәндим.
– Өлүкму саяһәт қиламдикән?
– Кәчүргәйсиләр, – дәпту Әпәндим, – саяһәт қилип хаталишиптимән, әмди җим ятимән.

Тәпсилий...
 
Зулумға қарши
Шеирлар
Тәһрир қилди: Adiljan   

0 аваз 
23.06.2011 16:48

Абдухалиқ Уйғур

Көрмәк нәсиб болурму Күнниң жамалини, вай!
Күн олтурупқу кәтти чиқмайдиғу әжәп Ай?
Аптапқу кәтти қолдин, үмүд йоқ йәнә Айдин,
Төрт әтрапқа басқан мән, зулмәттә қалған һәр җай.
Зәп алса әзиз тәнни, ғәм қоршиса Вәтәнни,
Көр путтики кишәнни, қандақ қилур йиқилмай.
Һәммини қулум қилса, һайвандәк зулум қилса,
Дәпсәндә кукум қилса, виждан қандақ чидиғай?!
Ғәмимизни йәйли биз, немә десәк дәйли биз,
Қол қоштуруб, ләббәй дәп нә қилса қараб турмай.
Уйғур ечиб көзүңни, тонутуб қой өзүңни,
Қачан болса бир өлүм, ғәйритиңиздин айлинай!

 
Қисқичә уйғур тили тоғрилиқ
Қизиқ мәлуматлар
Тәһрир қилди: Азиз Азнабакиев   

1 аваз 
16.02.2011 12:12

Һазирқи уйғур тили чоң 4 бөлүмгә бөлиниду. Улар: фонетика, лексика, морфология, синтаксис.

Фонетика тилдики тавушларни тәкшүрәйду. Уйғур тилида 41 һәрип бар. Уларниң 13 созуқ тавуш(гласные). Уларниң ичидә 3 қош созуқ тавуш. Созуқ тавушлар үч топқа бөлиниду: қелин вә инчикә созуқ тавушлар, кәң вә тар созуқ тавушлар, ләвләшкән вә ләвләшмигән созуқ тавушлар. Үзүк тавушларниң сани (согласные) 26. Улар икки топқа бөлиниду. Улар  җараңлиқ вә җараңсиз, партлиғучи вә сирлаңғу.

Лексикология – тилшунаслиқниң чоң саһаси болуп, луғәт тәркивидики сөзләрни тәкшүрәйду.

Морфология уйғур тилидики сөз түркүмлирини тәкшүрәйду. Уйғур тилидики сөз түркүмләр (части речи) 10-ға бөлиниду. Улар: исим, сүпәт, сан, алмаш, миқдар, пеил, рәвиш, тәхлидий сөзләр, ярдәмчи сөзләр, имлиқ сөзләр.

Қисқичә мисаллар:
Исим: дап, гия, машина, үналғу, синалғу в.б. (имя существительное).
Сүпәт: қара, ақ, дүгләк, татлиқ, аччиқ (имя прилагательное).
Сан: бәш,бәшинчи йәттинчи,үчтән бир (имя числительное).
Алмаш: мән, сән, сиз, у, сили, ула, кимду бир, немә, бирси (местоимение).
Миқдар: 5 кг алма, бир сандуқ китап.
Пеил: ишләватиду, ойнаватиду, маңмақчи (глагол).
Рәвиш: бүгүн, әтә, ахшам, булту, қәстән, әттәй (наречие).
Тәхлидий сөзләр: дүк-дук, ялт-юлт.
Ярдәмчи сөзләр: вә, һәм, билән, -му, -чу (предлоги).
Имлиқ сөзләр: аһ, уһ, вай-вуй (междометие).

Синтаксис сөзләрниң бағлиниш йоллирини вә җүмлә мүчилирини тәтқиқ қилиду.

 
Алишер Навои
Шәхсийәтләр
Тәһрир қилди: Lutpulla   

1 аваз 
22.01.2011 21:04

Алишер Навои (Низамаддин Мир Алишер) — выдающийся поэт Востока, философ суфийского направления, государственный деятель тимуридского Хорасана. Под псевдонимом Фани (бренный) писал на языке фарси, однако главные произведения создал под псевдонимом Навои (мелодичный) на литературном чагатайском языке, на развитие которого оказал заметное влияние. Его творчество дало мощный стимул эволюции литературы на тюркских языках, в особенности чагатайской и воспринявшей её традиции узбекской.

Низамаддин Мир Алишер родился в 1441 г. в городе Герат в семье Гиясаддина Кичкине, чиновника в государстве Тимуридов, по происхождению из уйгурских бахшей, чей дом посещали видные деятели философской мысли и искусства того времени. Дядя Мир Алишера — Абу Саид — был поэтом; второй дядя — Мухаммад Али — был известен как музыкант и каллиграф. С юных лет Алишер воспитывался вместе с детьми тимуридских семей; он особенно дружил с султаном Хусейном, впоследствии главой Хорасанского государства, тоже поэтом, покровителем искусств.

Тәпсилий...
 
< Авалқи 1 2 3 4 5 6 Кейинки >

Издәш

 

Соалнамә

Ваш уровень уйгурского:
 
 
 
 
 
 

Счётчики

Яндекс.Метрика